Шәрқий түркситан, хитай, уйғур түрклири, түрк тарихи
Мухбиримиз арислан
2010.01.01
2010.01.01
http://izlemeliturkey.blogspot.com Дин елинди.
Йеқинда изләмили түркийә намилиқ тор бетидә түркийиниң дүзҗә универистетиниң оқутқучиси доктур йүнус һамди әпәнди тәрипидин йезилған 'Шәрқий түркситан , хитай, уйғур түрклири, түрк тарихи' Темида бир мақалә елан қилинди.
Мақалида уйғурларниң тарихи вә җуғрапийилик әһмийити шундақла хитайларниң шәрқий түркистанни ишғал қилишниң сәвәблири һәққидә тохталған.
Мақала мундақ башланған: "шәрқий түркистан түркийидин қалса дунядики әң көп түркләр яшайдиған район. Шәрқий түркистан түркләрниң ана юрти. Түркләр бу җуғрапийидә тоғулуп дуняға тарқалған. Түнҗи ислам дөләтлири бу йәрдә қурулған вә түркләр түнҗи қетим бу йәрдә исламийәтни қобул қилди. Өз ихтияри вә разилиқи билән ислам динини қобул қилип, исламниң нурини пүткүл дуняға тарқатти. Тарих китабларда оқуғандәк, һунлар, көктүркләр, уйғурлар, ғәзнивийләр, қараханийлар вә теморләргә охшаш түрк импираторлуқлири бу җуғрапийидә қурулған. Түркистан дегән һаман көпинчимизниң әқлигә, қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, таҗикистан вә түркмәнистанға охшаш түрки җумһурийәтләрниң җуғрапийилири келиду. Бу җуғрапийә ғәрби түркистан дәп атилиду. Шәрқй түркистан болса, хитай ишғал астида қалғачқа, һазирқи һөкүмитимиз вә буниңдин илгирики һөкүмәтләрниң мәсулийәтсизликидин унтулған вәзийәттә қалди. Бәзи ахбаратларда шәрқий түркситан һәққидә хәвәрләр чиқса, көк байрақ бизниң байриқимизға охшайдикән дәймиз, бизниң мәдәнийитимиз бәк қиммәтлик бир мәдәнийәт."
Мақалида уйғурларниң вәзийити һәққидә мундақ дейилигән: "бәзи кишиләр шәрқий түркистан вәқәлирини миллий тоқунушқа охшитишқа урунуватиду, хәлқимиз охлитиливатиду, әң тоғриси һечбир иш қилалмайватиду, хәлқимиз, ирқдашлиримизниң һәқ - һоқуқлирини қоғдашни һөкүмәттин күтиватиду, бу пәқәт түрк тарихини билмигәнликимизниң бир испати. Бүгүнки күндә икки әсирдин бири шәрқий түркистан хитай зулум астида қалди. Шәрқий түркистанда түрк миллитидин болған уйғурлар яшайду, уйғур түрклириму башқа түркләргә охшаш мустәқиллиққә интилиду. Улар хитай ишғал қилғандин бири көп қетим мустәқиллиқ үчүн күрәш қилди. Һәтта шәйх шамилға охшаш түрк тарих сәһиписигә йезилған мәшһур шәрқий түркистанлиқ муҗаһидлиримиз бар. яқупхан бәдәвләт, осман батурға охшаш муҗаһидлиримиз бар. Хитайлар һәм коммунист, һәм ғәйри мусулман болғанлиқи үчүн хитай ишғал қилған 50 йиллиқ бир муддәттә нурғун уйғурларни йоқ қилди. Хитай көчмәнлирини йәрләштүрүп, районни хитайлаштурди. Шуниң билән уйғурлар аз санлиқ вәзийәткә чүшүп қалди. Буму купайә қилмиғандәк аилә пиланлиқ туғут сиясәтлири билән түркләрниң динини, миллитини ассимлятисийә қилип, мусулманлиқтин узақ бир уйғур җәмийити яритишқа урунмақта."
Мақалида йәнә уйғурларниң һазирқи вәзийити һәққидә тохтилип мундақ дейилигән: "уйғур түрклири дунядин, түркий җумһурийәтләрдин, түркийидин үмидини үзди. Өз имканийти вә сәбирчанлиқи билән қийин әһвалда қалған болсиму, яшашқа тиришип кәлмәктә. Әмма хитайлар икки уйғур бир йәргә кәлсә исян қилиду дәп қарап, тутқун қиливатиду, өлүмгә һөкүм қилип иҗра қиливатиду. Пүткүл диний өлималарни вә имамларни, уйғурларни исян қилиш үчүн тәшвиқ қилди дегән тоһмәт билән тутқун қиливатиду. Дини алимларни аллаһни инкар қилишқа зорлап, мавзедуңни илаһ дәп чоқунушқа мәҗбурлиди. Җүмә намизиға барған уйғурларниң маашлирини тутуп қалди. Қизлиримизни аилисидин мәҗбурий елип, зәһәрлик чекимлик чәккүзүп набут қиливатиду яки паһишиликкә зорлаватиду. Уйғурларниң шәрқий түркистанниң сиртиға чиқиши чәкләнгән, чәтәлгә чиқиш үчүн хитай һакимийитигә чоң миқдарда пул түлигәндин кейин рухсәт қилиду, бу шәрт уйғурлар үчүн имкансиз, чүнки уйғурлар бәк намрат қалдурулған. Хитай коммунист һакимийити бәргән мааш билән аран турмушини қамдиялайду, шәрқий түркистан үсти очуқ түрмигә охшайду. Мәсчитләргә халиған кишиләр кирәлмәйду, мәсчит ясиғанларни һәр хил баһаниләр билән тутқун қилиду. Хитай атом ядро синақлирини шәрқий түркистанда елип бариду вә бу йәрдики инсанларниң сағлиқиға еғир дәриҗидә зиян салмақта. Униңдин башқа йәнә, хитай даирилири шәрқий түркситандики түрк тарихиға аит пүткүл диний вә миллий ядикарлиқларни һәр хил баһаниләрни ойдуруп бузуп вәйран қиливатиду. Бу қилмишлирини йеқиндин буян техиму тезлитиватиду."
Мақалида йәнә, хитайниң шәрқий түркситанни ишғал қилишниң сәвәблири һәққидә тохтилип мундақ дейилгән: "хитайниң бу районни ишғал қилишниң сәвәблиридин бири болса, шәрқий түркистанниң йәр асти байлиқлири бәк көп. Йәнә бир сәвәби болса, хитайниң терилғу йәрлири мол һусул бәрмәйду, шуниң үчүн хитай техиму кәң көләмлик земинға игә болуш үчүн шәрқий түркистанни ишғал қилған."
Мақалида йәнә, уйғурларниң тарихи һәққидә тохтилип мундақ дейилгән: "шәрқий түркистан түнҗи қетим яқупхан бәдәвләт дәвридә османийә импираторлуқидин ярдәм тәләп қилған, абдуләзизхан бу ярдәм тәләпни қобул қилип, бир бөлүк пидаий әскәр вә нурғун қорални шәрқий түркистанға әвәткән. Әмма у дәвридә османийә дөлити уруш вәзийитигә дуч кәлгәчкә, көпрәк ярдәм қилалмиған. яқупхан бәдәвләт шәрқий түркистанға османийә дөлитиниң байриқини есип бу җуғрапийиниң османийә импиратурлиқиға тәвә болғанлиқини елан қилған. Хитайлар шәрқий түркистанни шинҗаң уйғур аптоном райони дәп атайду. Хитайчида шинҗаң дегән сөз йеңидин қолға өткән чегира земин дегән мәнидә болуп, хитайлар бу земинни биз ишғал қилип тартивалдуқ дәп тонуйду вә өз ағизи билән шинҗаң дәп атайду, йәни шәрқий түркистанни хитайниң земини икәнликини өзлири қобул қилмайду, хитай билән түркләр оттурисидики тәбиий чегира сәддичин сепили. Сәддичин сепилини хитайлар түркләрдин қорққанлиқи үчүн ясиған. Мәлум муддәттин кейин русийидин коммунизим хитайға сиңип кирди вә хитайларму коммунизимни қизғин қобул қилип қарши алди вә хитайда ички уруш башланди, бу пурсәттин пайдиланған уйғурлар мустәқил шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қурди. Бу вәзийәткә қарши чиққан коммунист қизил хитай һакимийити районға нурғун әскәр әвәтип, бу җуғрапийидә кәң түрлук қирғинчилиқ қилип, у замандин һазирғичә бу зулумни давам қилип кәлмәктә. Бәзи уйғур түрклири шәрқий түркистанни тонутуш үчүн һәр түрлук аммивий тәшкилатларни қуруп, дуня җамаитигә шәрқи түркистанниң қийинчлиқлирини аңлитиш үчүн тиришчанлиқ қилип кәлмәктә."
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.