Уйғур мәсилиси түркийиниң қарадеңиз районида
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.05.27
2008.05.27

RFA Photo / Erkin Tarim
Сейит түмтүрк әпәнди алди билән гирәсунниң TEMPO телевизийисиниң программисиға қатнишип уйғур мәсилиси һәққидә телевизор көргүчиләргә мәлумат бәргән болса, кейин гирәсун университетиниң тәклипигә бинаән университетниң чоң йиғин залида, шәрқий түркистанниң өтмүши вә бүгүни темисида сөз қилған. Бу конфирансқа университет рәһбәрлири, оқутқучи - оқуғучилар һәтта башланғуч, оттура мәктәпләрниң оқутқучи- оқуғучилириму қатнашқан.
Йиғин ахирлашқандин кейин болса оқуғучи - оқутқучилар сейит түмтүрк әпәндини оривелип узун вақитқичә униңдин уйғурлар һәққидә суалларни сорап техиму тәпсилий мәлумат игиси болушқа тиришқан.
Биз нәқ мәйданға телефон қилип паалийәт буйичә сейит түмтүрк әпәнди билән бирликтә паалийәтләргә иштирак қилған варис әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ, у университет залини лиқ толдурған аңлиғучиларниң уйғур мәсилисигә болған мунчә қизиқишиниң өзини һәйран қалдурғанлиқини, бу оқуғучиларниң 20 пирсәнтиниң курд оқуғучилар икәнликини, уйғур мәсилисигә қизиқишниң түркләр билән уйғурларниң қериндаш милләт болушидин зиядә, инсаний җәһәттин болғанлиқини ейтти.
Юқиридики аваз улинишидин, варисҗан әпәнди билән елип барған сөһбитимизниң тәпсилатиға қулақ салғайсиләр.