Японийиниң токйо вә осака шәһәрлиридә уйғур мәсилиси һәққидә йиғин чақирилди
Мухбиримиз әркин тарим
2010.05.24
2010.05.24
RFA Photo / Erkin Tarim
Токйода өткүзүлгән йиғинда алди билән дуня уйғур қурултийиниң муавин рәислири өмәр қанат, сейит түмтүрк вә японийә уйғур җәмийитиниң башлиқи илһам мәхмут сөз қилди.
Йиғинға токйо такошоку университети япон мәдәнийити тәтқиқат мәркизиниң профессори секиока әпәнди риясәтчилик қилған болуп, японийиниң даңлиқ журналисти йошико сакорайи ханим алаһидә тәклип бойичә сөз қилған.
Осака шәһиридә өткүзүлгән муһакимә йиғиниму үч саәт әтрапида давамлашқан болуп, мәзкур йиғинда юқирида исми аталған кишиләр сөз қилған. Булардин башқа йәнә японийә уйғур җәмийитиниң омумий йиғини чақирилған.
Юқиридики аваз улинишидин, сейит түмтүрк, өмәр қанат вә илһам мәхмут қатарлиқ әпәндиләр билән юқириқи йиғинлар һәққидә елип барған сөһбәтлиримизниң тәпсилатини аңлайсиләр.