Уйғурлар мәсилиси чәтәллик язғучиларни җәлип қилмақта

Германийилик язғучи аликсандира ханим тәрипидин қәләмгә елинған уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири, д у қ ниң рәиси рабийә қадир ханимниң һаят кәчүрмишлири арқилиқ шәрқий түркистан хәлқиниң азап - оқубәтлирини мәзмун қилған "гүлдүрмама" намлиқ әсәр вә әнглийилик язғучи киристиян тәйлер тәрипидин йезилған "тинҗимас уйғур дияри" қатарлиқ әсәрләр буниң мисали.
Мухбиримиз әкрәм хәвири
2008.05.29

 "Уйғурлар әркинлик җәңчисиму яки террористму?"

Бу йил феврал ейида, уйғурларға аит болған йәнә бир китаб дуняға кәлгән. Бу китаб германийилик мәшһур язғучи патрикия вон һаһн ханим тәрипидин йезилған болуп, "уйғурлар әркинлик җәңчисиму яки террористму?" дегән намда нәширдин чиққан. Әсәрниң омуми һәҗми 156 бәт, 59йеуро баһа бекитилгән. Китаб тоғрисидики учурларға асасланғанда, уйғурларниң нөвәттики миллий қаршилиқ һәрикәтлири вә хитай зулуми асаси мәзмун қилинған.

Патрикия вон һаһн ханимниң әмгикигә көз йүгүритсәк, униң қанчә онлиған тәсирлик китабларниң аптори икәнликини көрәләймиз. Лекин бу китаб униң уйғурларға аит тунҗи әсири болса керәк. Китабни др. Мүлләр әпәндиниң базарға селиватқанлиқи "амазон" қатарлиқ интернет тор бәтлиридин мәлум.

Террорлуқ төһмитигә җаваб

Әсәрниң китап муқависиға чоң һәрип билән йезилған асаси мавзуси: "әркинлик җәңчисиму яки террористму?" дегәндин ибарәт. Бу чоң мавзуниң астиға йәнә кичик һәрп билән "хитайдики уйғурлар" дәп қошумчә мавзу қоюлған. Буниң билән, китапниң толуқ исми "хитайдики уйғурлар әркинлик җәңчисиму яки террористму?" дегәндин ибарәт болған.

Көрүнүп туруптики, бундақ бир мавзуниң таллиниши хитайниң уйғурларға, уйғур миллий һәрикитигә қарита йиллардин бери чаплап кәлгән бөһтанлириға рәддийә беришни мәқсәт қилған. Хитай һөкүмити 2003 - йили 15- декабирдин та һазирға қәдәр чәт`әлләрдики уйғур сиясий паалийәтчилирини, уйғур тәшкилатлирини террор төһмити билән қарилапла қалмай, вәтән ичидики қаршилиқ һәрикәтлириниму мушу категорийигә сөрәп кирип, қаттиқ бастуруш сиясити қоллинип кәлмәктә иди. Патрикия ханимниң бундақ бир китабни йезиштики мәқсиди, миллий азадлиқ һәрикитини төһмәт билән бастурғили болмайдиғанлиқини испатлаш болса керәк вә зулум астидики милләтләрниң кишилик һоқуқ вә демократик һәрикәтлиригә дуняниң игә чиқидиғанлиқини җакалимақчи болса керәк.
 
Патрикия ханимниң бу китабиниң муқависи өзгичә бир услубта лайиһиләнгән: бир қарисиңиз уйғур гиләмлиридики гүл нусхисиға, бир қарисиңиз от ялқуниға, йәнә бир қарисиңиз партлаватқан бомбиға охшайду. Бундақ стролуқ бир лайиһиниң таллиниши, әсәр мәзмуниға маслашқан.

"Уйғурлар зади ким?"

Китаб һәққидики қисқичә чүшәнчидә мундақ йезилған: "хитай һөкүмити олимпик мусабиқиси мәзгилидә чәт`әл мухбирлириниң хитай территорийисигә киришигә иҗазәт бериш тоғрисида ахирқи қарарни техи чиқармиди. Уйғурларниң вәтини болған шинҗаң уйғур аптоном райониму охшашла ишики тақалған бир дуня. Ундақта, уйғурлар зади ким?"
 
"Хитайдики уйғурлар әркинлик җәңчисиму яки террористму?" намлиқ китабниң чүшәндүрүшидә "уйғурлар зади ким?" дегән соалниң җаваби сүпитидә мундақ дейилгән: "хитайниң ғәрбий шималида яшайдиған 8 милйонлуқ нопусқа игә болған бу җәсур түрк миллити, 2001 - йилидики 11 - сентәбир вәқәсидин кейин андин дуня тәшвиқат вастилирида көзгә челиқишқа башлиди. Лекин һә дегәндила әл-қаидә билән алақиси болған бир радикал күч сүпитидә гәвдиләнди."

Уйғур һәққидики мол мәлуматлар орун алған

"Хитайдики уйғурлар әркинлик җәңчисиму яки террористму?" намлиқ китабниң чүшәндүрүшидә, бу китабниң ялғуз уйғурларниң етник тәркиби, тарихи, мәдәнийити, җуғрапийиси вә нөвәттики вәзийитигә аит мәлуматлар биләнла чәкләнмәстин, йәнә уйғурларниң вәтән ичи вә сиртида өзлириниң миллий ирадисини әмәлгә ашуруш йолида немиләрни қиливатқанлиқиниму өз ичигә алғанлиқи көрситилгән. Буниңға қарита хитай һөкүмитиниң қандақ дәһшәтлик тәдбир қоллиниватқанлиқи баян қилинған.

Китабта йәнә хитайниң уйғурларға қарита тарихтин буян қандақ бир сиясәт йүргүзүп кәлгәнлики вә бүгүн йәнә қандақ сиясәт йүргүзиватқанлиқи әтраплиқ йорутуп берилгән. Уйғурларниң қәдимий мәдәнийәтлик дөләтлири, йипәк йолидики сәлтәнәтлик һөкүмранлиқиниң қандақ ахирлашқанлиқи хуласиланған. Уйғурларниң диний вә мәдәний һәқ - һоқуқлириниң бүгүн хитай һөкүмити тәрипидин еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниватқанлиқи, шиддәтлик рәвиштә ассимилатсийигә учраватқанлиқи әкис әттүрүлгән.
 
Чүшәндүрүштә йәнә әйнән һалда мундақ дейилгән: " сиз бу китабтин уйғурларниң нәччә миң йиллиқ мәдәнийитигә аит учурларни, уйғурларниң қәдимқи көп хил диний етиқади, йипәк йоли мәдәнийитигә қошқан төһписи, етник түзүлмиси һәм ислам дини етиқади билән яшаватқан бүгүнки күндә, хитайниң қандақ зулумлириға учраватқанлиқиға мунасивәтлик мәлуматларни тапалайсиз."
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.