Уйғур нахша - усуллири хәлқара фестивалда алқишқа еришти
Мухбиримиз әркин тарим
2010.09.23
2010.09.23
RFA Photo / Erkin Tarim
Оттура асия түркий җумһурийәтлири һәрқайси, түркий милләтләр вә түркийидин кәлгән миңлиған фестивал әһли қоллирида көк байрақ билән түркийиниң ай - юлтузлуқ қизил байриқини ләпилдәткән һалда уйғур нахша - усуллирини көрди.
Алаһидә тәклипкә бинаән истанбулдин кәлгән уйғур нахша - усул өмики оюн қоюп болғандин кейин, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисиниң башлиқи хәйрулла әфәндигил әпәнди сәһнидә сөз қилип уйғурларниң бай сәнитини тонуштурушиға шәрт - шараит яритип бәргән әтимәсгут районлуқ һөкүмәтниң башлиқи әнвәр демирәлгә әпәндигә вә түрк хәлқигә рәһмәт ейтти. Кейин, әнвәр демирәлгә әпәндигә уйғур дияридин елип келингән чоң бир көкчә қоғун совғат қилинди.
9 - Айниң 17 - күнидин 26 - күнигичә өткүзүлидиған бу фестивалға түркийидин 23 җәмийәт вә вәхпә, оттура асия түркий җумһурийәтлири вә башқа түркий милләтләрдин вәкилләр қатнашмақта.
Фестивалниң, 9 - айниң 26 - күни өткүзүлидиған, йепилиш мурасимида түркийиниң даңлиқ нахшичиси сибәл җан номур көрситидикән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.