Хитайниң тоқсунда 518 уйғур оқутқучини қисқартиш пилани уйғур елида әндишә пәйда қилмақта
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.11.12
2010.11.12

AFP Photo
Тоқсун наһийисидә 518 уйғур оқутқучиниң қисқартилидиғанлиқи нөвәттә тоқсун наһийисидә ғулғула қозғапла қалмай, турпан вилайитиниң башқа җайлиридики оқутқучилардиму әндишә пәйда қилмақта, шундақла чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң хитайға қарши наразилиқини қозғимақта.
518 Нәпәр уйғур оқутқучиниң штатини қисқартиш, хитай даирилириниң тоқсун наһийисидики маарип системисида әмәлийләштүрүш алдида туруватқан зор пилани. Даириләр буниң алдида уйғур оқутқучиларни сәвийә синақ имтиһаниға қатнаштуруп риқабәткә селишни пиланлиған болсиму, биз игилигән мәлуматларға қариғанда, тоқсундики уйғур оқутқучилар хитайниң бу штат қисқартиш имтиһаниға тизимлатмаслиқ вә бәзи йезиларда имза топлаштәк тинч йоллар билән наразилиқ билдүрмәктә.
Хитай һөкүмити йәнә қандақ вастиларни қоллинип бу пиланини ишқа ашурмақчи? бу һәқтә тоқсундики һәр қайси мәктәп мудирлири билән алақилишишқа тиришқан болсақму нәтиҗә болмиди, һалбуки, бир оқутқучиниң ейтқанлиридин, наһийидә оқутқучилар арисида штат қисқартишқа қарита наразилиқ күчийиватқан мушундақ җиддий бир пәйттә, һөкүмәтниң һәр қайси мәктәп мудирлирини хитай өлкилиригә саяһәткә орунлаштурулғанлиқи мәлум болди.
Гәрчә, сәвийә имтиһани арқилиқ штат қисқартиш тоқсундила йүз бериватқан вәқә болсиму, тоқсунда бирақла 518 уйғур оқутқучиниң шаллиниш алдида туруватқанлиқи вә буниңдин пәйда болған наразилиқ шавқуни турпан вилайитиниң башқа җайлириғиму тәсир көрсәткән болуп, уйғур оқутқучиларда "бу шаллаш аввал тоқсунда тәҗрибә қилиниватқан болса, кәлгүсидә бизгиму келиши мумкин..." Дегәндәк әндишиләрни пәйда қиливатқан икән.
Хитай һөкүмитиниң тоқсунда бирақла 518 уйғур оқутқучиниң штатини қисқартмақчи болуватқанлиқи ашкариланғандин кейин, хитай һөкүмитиниң қош тиллиқ маарип сияситиниң уйғур миллий маарипиға елип келиватқан тәсирлирини йеқиндин көзитиватқан чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң алаһидә диққитини қозғиди.
Зияритимизни қобул қилған америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәнди, хитай даирилириниң тоқсун маарип системисда елип бериватқан бу һәрикитигә күчлүк наразилиқини ипадилиди һәмдә уйғур тәшкилатлири вә инсан һәқлири тәшкилатлириниң мувапиқ йоллар билән хитайниң уйғур маарипиға елип кәлгүси бу зор зиянкәшликини тосуп қелишқа тиришиватқанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.