Уйғур өсмүрләргә тәтилдиму арам йоқ
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.07.30
2010.07.30
Бу қандақ тәтил?
Хитай һөкүмити башқурушидики уйғур елиниң наһийилик һөкүмәт тор бәтлири һәмдә җайларниң аманлиқ торлирида берилгән мунасивәтлик учурларға қариғанда, хитай даирилириниң яш өсмүрләргә қаратқан сиясий идийиви җәһәттики контроллуқиниң түрлүк васитиләр билән күчәйтилгәнлики мәлум.
Йәни ақсуниң тоқсу наһийилик һөкүмәт ториниң 26 - июлда чиқарған хәвиригә қариғанда, һөкүмәт даирилири наһийә тәвәсидики барлиқ оттура, башланғуч мәктәпләрниң оқутқучи, оқуғучилириниң язлиқ тәтил басқучида, уларни сиясий идийиви җәһәттин башқурушни күчәйтиш үчүн йәттә түрлүк тәдбирни йолға қойған.
Йәни тәтил қоюп бериштин бурун радио, телевизийидә язлиқ тәтилни аман - исән өткүзүш һәққидә мәхсус тәшвиқат қилиш, тәтилниң алдида ата, анилар йиғини ечип, балилириға яхши қаранчуқ болуш, сиясий идийиви тәрбийини аилидә чиң тутуш һәққидә мәсулийәтнамә яздуруш, синип мәсуллири тәтил мәзгилидә һәр бир оқуғучиниң өйлиригә қәрәллик берип уларниң идийә вә һәрикитини игиләш, оқуғучиларниң аилисидикиләр динға етиқад қиламду - қилмамду, милләтләр иттипақлиқиға қарши һәрикәтләрдә болуп баққанму дегән нуқтилар бойичә һәр бир оқуғучиға архип турғузуп түргә айрип нуқтилиқ башқуруш арқилиқ, миллй бөлгүнчилик идийилириниң сиңип киришини үзлүксиз чәкләш, вақтида қәрәллик оқуғучиларниң сиясий идийиви өзгиришини игиләш қатарлиқ қаттиқ тәдбирләр бойичә оқутқучи, оқуғучиларниң язлиқ тәтилдики барлиқ иш - һәрикәт сөз - идийилиригичә контрол қилмақта икән.
Һалбуки, хитай даирилири мәзкур башқуруш тәдбирлирини"оқуғучиларниң бихәтәр арам елиши, тәтилни аман - исән өткүзүшигә капаләтлик қилиш үчүн " дегәндәк сөзләр билән шәрһилигән.
"...Көнүп қаптуқ...."
Мәлум кәнттики бир башланғуч мәктәп оқуғучиси өзи мәктәпкә киргәндин буянқи 6 йил җәрянида, үч хил күчләргә қарши идийиви тәрбийиниң һәр тәтилдә охшаш давамлишип кәлгәнликини билдүрди:
Башқа җайлардики оқутқучи, оқуғучиларниңму арам алидиған тәтил күнлириниң охшашла паракәндичиликкә учриған - учримиғанлқиини игиләш үчүн хотәнниң мәлум йезисиға қилған телефонимиздин, дәрвәқә бу хил тәдбирләрниң уйғур йезилирида омумйүзлүк йолға қоюлуватқанлиқи мәлум болди :
Охшаш кәйпият
Аманлиқ торида берилгән мунасивәтлик хәвәрләрдин ашкарилинишичә, хотәнниң кирийә наһийисидә - 13 июл күни,хитайдики шинҗаң синиплиридин, башқа шәһәрләрдики оттура техником вә алий мәктәпләрдин тәтиллик юртиға қайтқан оқуғучиларни тизимлаш вә уларниң сиясий идийиви мәйданини игиләш шундақла мәхсус милләтләр иттипақлиқи сиясий идийиви тәрбийиси елип беришқа охшаш һәрикәтләр арқилиқ башқурушни күчәйткән вә башланғуч, оттура мәктәп оқуғучилириға юқириқи йәттә түрлүк башқуруш усулини қолланмақта икән.
Қариқаш наһийиси йеңийәр кәнтлик һөкүмәтму, 16 - июл күни, кәнттики барлиқ оқутқучи, оқуғучи һәмдә ата, анилар болуп җәмий 2120 кишигә тәтиллик қайта тәрбийиләш йиғини ечип, язлиқ тәтилдики башқурушқа маслишишни тәкитлигән.
Шу күнләрдә төгичи йезилиқ һөкүмәт мәктәпләрдә тәтил җәрянида партийини, вәтәнни қизғин сөйүш тәрбийисини күчәйтиш һәққидә орунлаштуруш елип барған.
- 7 Айниң бешидин башлап гума наһийисидә тәтилдә юртиға қайтқан алий мәктәп оқуғучилири вә һәр қайси оттура, башланғуч мәктәп оқуғучилириға тәтилни аман - исән, муқим өткүзүш тәрбийиси елип барған, бу хил сиясий тәрбийә 8 күн давам қилған, шундақла ата, ана вә оқутқучилириға тәтил вақтида оқуғучиларни башқурушни бошатмаслиқ һәм сәл қаримаслиқ, иш - паалийәтлирини вақтида игиләш һәққидики бәлгилимә һәм һөддинамиләргә қол қойдурған .
Биз бу учурларға асасән, җәнубтики бир қанчә йезилиқ маарип идариси вә бир қанчә мәктәпкә телефон қилған болсақму, бирәр киши телефонни алмиди. Әмма, аптоматик қобуллиғучтики сиясий тәрбийә түсини алған авазлардин бу йезилардики қоюқ сиясий кәйпият ашкарилинип туратти.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.