Истанбулда 3-нөвәтлик уйғур пән-маарипи вә уйғурларниң келәчики мавзулуқ илмий муһакимә йиғини ечилмақчи
2011.06.17

6-Айниң 18-19-күнлири ечилидиған бу илмий муһакимә йиғининиң тәйярлиқ хизмәтлири пүткән болуп, бу йиғинда америка, германийә, шветсийә, шветсарийә вә түркийидин болуп 15 уйғур тәтқиқатчи вә мутәхәссис өз тәтқиқатлири һәққидә доклат бәрмәкчи. Бу илмий муһакимә йиғинида тонулған уйғур зиялийси доктор әркин сидиқ әпәнди “йәр шарини бир астринойит соқуветиш хәвпи барму” вә “чоң партлаш вә каинатниң пәйда болуши” дегән мавзуларда доклат бәрмәкчи.
Шветсарийилик уйғур мутәхәссис абдушүкүр абдурешит “мәвһумлаштуруш” темисида, профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди “уйғур тил инқилаби” темисида, дотсент доктор әркин әкрәм әпәнди болса “уйғур мәсилисиниң хәлқарада хата чүшинилиши” темисида, абдувели турсун әпәнди “уйғур миллий маарипи вә уйғурларниң кәлгүси” темисида, доктор мәхпирәт камал ханим болса “молла билал назими вә униң дастанлири” темисида, доктор алимҗан буғда әпәнди болса “мәвараһуннәһир ислам қанунчилири вә уларниң әсәрлири” темисида, доктор абләт туран әпәнди болса “узун өмүр көрүшниң сирлири” темисида доклат бәрмәкчи.
Булардин башқа йәнә көп санда уйғур зиялийлири компютер билими, учур, әдәбият, физика, химийә қатарлиқ саһәләрдә тәйярлиған илмий мақалилирини оқуп өтмәкчи.
Бу илмий доклатлар уйғур тилида берилидиған болуп түркийидә оқуватқан оқуғучиларни риғбәтләндүрүш вә уйғур тилиниң һәрқандақ технологийилик уқумларни ипадилийәләйдиған бир тил икәнликини намаян қилиш үчүн әһмийәткә игә икән.
Түркийидә паалийәт елип бериватқан уйғур академийиси муавин башлиқи аблемит қарахан әпәндиниң ейтишичә, бу йиғинда дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән уйғур зиялийлири һәрқайси саһәләрдики йеңи тәтқиқатлар шундақла өзлириниң йеңи тәтқиқатлири һәққидә илмий доклат бериштин башқа, уйғур пән-маарипиниң келәчики һәққидә музакириму елип баридикән.
Биз йиғин һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн уйғур академийиси башлиқи профессор доктор алимҗан инайәт вә муавин башлиқи аблемит қарахан әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.