Хитай тәрипидин мәхпий тутулған уйғур прамидалири

Түркийидә нәшр қилиниватқан әргинәқон гезитиниң, 2008 - йили феврал 14 - санида `хитай тәрипидин мәхпий тутулған уйғур прамидалири` мавзулуқ мақалә елан қилинған иди. Бу мақалә түркийидики тор бәтлиридә елан қилинип бу һәқтә муназириләр елип берилмақта.
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.06.03
uygur-pramidaliri-305 Мәхпий тутулған уйғур прамидалириниң көрүнүшлири. Барлиқ сүрәтләр, http://www.turkdirlik.com Дики аптор муһаррәм қиличниң мақалисидин елинди.
Source: http://www.turkdirlik.com / by Muharrem Kılıç
 Мақалидә мундақ дейилгән: "уйғур районида тепилған, мисир прамидалиридин йүз йилларчә муқәддәм селинған вә мисир прамидалиридин һәм егиз , һәм бүйүк прамидаларни вуҗутқа чиқарған уйғур түрклиридур. Хитай һөкүмити бу йәргә киришни тамамән чәклигәндур. Чүнки бу прамидаларниң ичидә прото - түрк язмилири мәвҗуттур. Археологларниң киришигиму қәтий рухсәт қилинмайду. Чүнки, дуня тарихиниң тәкрар йезилишиға еһтияҗ туғулуши мумкин. Бүгүн хитай чегралири ичидә йәр еливатқан шиән шәһиригә 100 километир йирақлиқтики чинлиңшән тағлирида қәдимки уйғур мәдәнийәтлириниң бири тәрипидин инша қилинған, әтрапида чоң - кичик 100 данә прамида билән биргә 300 метир егизликтә бир прамида бар."
 
 Мақалидә ақ прамида һәққидә тохтилип мундақ дәп йезилған: "ақ прамиданиң иккинчи дуня уруши мәзгилидә хитайға ярдәм әшялирини тошуған бир
uygur-pramidaliri1-200
http://www.turkdirlik.com / Мәхпий тутулған уйғур прамидалириниң көрүнүшлири
http://www.turkdirlik.com
C - 54 Айрупилани тәрипидин тартилған рәсими 1957 - йили тунҗи қетим "Life" журнилида елан қилинған . Бу прамидаларни тәкшүрүп, тәтқиқ қилиш мәқсити билән 1994 - йили шәнси районида бир тәтқиқат саяһити елип барған германийилик алим һартвиг һавусдоф өзиниң рәсим албомидин бир қанчә рәсиминиң хәлққә көрситилишигә рухсәт қилған. Һавусдофниң қаришичә, прамидаларниң бина қилиниш тарихи әң аз миладидин илгирики 2500 йиллар әтрапидидур. Районниң хитай тәрипидин чәкләнгән район қилип елан қилинғанлиқи сәвәблик прамидаларниң ичидики мисир прамидалиридинму юқири техника билән мумялаштурулған җәсәтләр вә қәдимқи түркчә язмилар һәққидә тәтқиқат елип бериш мумкин болмайватиду."

Мақалидә прамидаларниң тарихий әһмийити үстидә тохтилип мундақ дәп йезилған: "прамидалар һәҗми, әсли шәкли вә чоңлуқиниң диққәтни тартмаслиқи үчүн хитай һөкүмити тәрипидин мәқсәтлик һалда вәйран қилинған вә өзгәртилгән. Прамидаларниң үсти тәрәплири кесилгән вә топа билән толдурулуп, өзгәртиш мәқситидә орман тикилгән."

Пүтүн инсанийәт тарихини өзгәртиш арқилиқ мәдәнийәтләрниң әсли яратқучилириниң уйғурлар икәнлики хуласисини мәйданға кәлтүргән бу адәттин ташқири кәшпият ғәрблик
uygur-pramidaliri-200
http://www.turkdirlik.com / Мәхпий тутулған уйғур прамидалириниң көрүнүшлири
http://www.turkdirlik.com
Илим игилири тәрипидин изчил һалда етибарсиз қалдурулмақта вә инсанийәтниң техиму узун юшурун тутулуши мумкин болмиған бу прамидаларни башқа бир мәдәнийәткә мәнсуп қилишни көзлигән мәқсәтлик урунушлар давамлашмақта.

    Биз бу һәқтә техиму әтраплиқ мәлумат елиш үчүн журналист варисҗан әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.

Әскәртиш: бу мақалидики сүрәтләр,  әргинәқон гезитиниң, 2008 - йили феврал 14 - санида `хитай тәрипидин мәхпий тутулған уйғур прамидалири` мавзулуқ мақалиниң мәнбәлири, йәни http://www.turkdirlik.com , http://www.hunturk.net/forum/ , http://www.trilobia.com/pyramids.htm, http://img.blogcu.com Қатарлиқ тор бәтлиридин елинди. Сүрәт вә учурларниң нәшир һоқуқлири шу бәтләр вә апторлириға тәвә. Шу бәтләргә кирип "прамит" сөзини издисиңиз, мәнбәләрни тапалайсиз.  
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.