Хитай мухбир мақалисидә уйғур путболчилиқи учраватқан бесим тоғрисида тохталди

Йеқинқи бирнәччә йилдин буян уйғур путбол маһирлириниң хитайниң дөләтлик путбол командилириға киргәнлики вә уларниң маһарәтлири һәққидә хитайниң һөкүмәт ахбарат васитилиридә хәвәрләр көпийишкә башлиди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.11.19
shwetsiyide-uyghur-osmur-putbol-305.jpg Шветсийидә хәлқара яшлар-өсмүрләр путбол мусабиқисигә қатнашқан уйғур балилар. 2012-Йили июл.
RFA/Shohret Hoshur

Әмма бу хәвәрләрдә уйғур путбол маһирлири дуч келиватқан һәр хил қийинчилиқ вә бесимлар тилға елинмиған иди. Өткән һәптә уйғурбиз торида яң ни исимлик хитай мухбири тәрипидин елан қилинған “улар дуч келиватқан қийинчилиқ пәқәт путбол сәвәбидинла әмәс, әмма улар пәқәт путболнила истәйду” намлиқ зиярәт хатирисидә, таш алма командисиниң путбол маһирлири дуч келиватқан қийинчилиқлар вә уйғур путбол мәстанилиригә һөкүмәт даирилири тәрипидин келиватқан түрлүк бесимлар оттуриға қоюлған.

Уйғур биз торида 16-ноябир елан қилинған “улар дуч келиватқан қийинчилиқ пәқәт путбол сәвәбидинла әмәс, әмма улар пәқәт путболнила истәйду” намлиқ зиярәт хатирисидә, уйғур путболчилиридин тәшкилләнгән ғәрбий дияр таш алма путбол командисиниң 9-ай мәзгилидә өткүзүлгән мусабиқилириниң уйғур путбол мәстанилиридин йирақ болған хитайниң хебий қатарлиқ өлкилиридики мәшиқ мәйданлирида елип берилғанлиқи һәққидә бирқәдәр тәпсилий хәвәр берилгәндин башқа, мақалидә йәнә хитайниң һөкүмәт мәтбуатлиридин пәрқлиқ һалда бир хитай мухбириниң тили арқилиқ, уйғур путбол маһирлири дуч келиватқан қийинчилиқлар вә уйғур путбол мәстанилиригә һөкүмәт тәрипидин келиватқан түрлүк бесимлар баян қилинип, уйғур путбол маһирлириға болған һесдашлиқ туйғуси ипадиләнгән.

Аптор яң ни 11 бәтлик зиярәт хатирисидә, таш алма командисидики уйғур маһирлириниң хитай путболчилиридин пәрқлиқ һалдики интайин начар болған мусабиқә шараитлири, айлиқи аранла 1600 сомдин 1800 сомғичә болған турмуш расхоти алидиған әһвалларни бир қәдәр тәпсилий баян қилип, уйғур путболчилириниң 2-дәриҗилик пуқра муамилисигә учраватқанлиқини паш қилған.

Хитай мухбири яң ниниң уйғур биз торида елан қилинған“улар дуч келиватқан қийинчилиқ пәқәт путбол сәвәбидинла әмәс, әмма улар пәқәт путболнила истәйду” намлиқ зиярәт хатириси уйғур путбол мәстанилириниң диққитини қозғиди. Уйғур тор бекәтлиридә яң ни тәрипидин баян қилинған әһвалларниң уйғур путболчилири вә уйғур путбол мәстанилири дуч келиватқан һәқиқий әһвал икәнлики һәққидә инкаслар йезилди.

Илгири уйғур елидики путбол командилирида узун йил кәспий путболчи болуп хитайдики дөләт дәриҗилик мусабиқиләргә қатнашқан бир путбол маһири радиомиз зияритини қобул қилип, яң ниниң зиярәт хатирисидә оттуриға қоюлған әһвалларни өз бешидин кәчүргәнликини билдүрди.

Аптор яң ни мақалисидә йәнә, хитай һөкүмәт даирилириниң мусабиқә мәйданини уйғурлардин йирақ болған хитай өлкилиригә йөткәш арқилиқ, уйғур путбол мәстанилирини мусабиқини көрүш имканийитидин мәһрум қилған болса, командидики маһирларни өз юртдашлиридин айрип уларниң роһи кәйпиятиға еғир зәрбә елип кәлгәнликини тәнқидлигән. Мақалидә нуқтилиқ һалда 2-сентәбир күни хебийдики шияңхе дөләтлик путбол мәшиқ мәйданида өткүзүлгән б дәриҗиликләр айланма мусабиқә әһвали вә аранла 100 нәччә орундуқи бар бу мусабиқә мәйданиға мусабиқини көрүш үчүн, бейҗиңдин нур исимлик уйғур йигити тәрипидин тәшкиллинип, 20 нәччә нәпәр уйғур путбол мәстанилириниң кәлгәнлики һәмдә уларниң мусабиқини көрүш җәрянидики һес-туйғулири баян қилинған.

Аптор хитай һөкүмәт даирилириниң немә үчүн мусабиқини уйғурлардин йирақ болған хебийниң кичик бир шәһиридә өткүзгәнлики һәққидә тохтилип,“25 яшлиқ нур айлиқ тапавити 4-5 миң сом әтрапидики әркин кәсип игиси. У бу қетим 2000 нәччә сомға бир аптобусни кира қилип, бейҗиңдин 90 километир йирақлиқтики хебийниң шияңхе дегән йеригә ғәрбий дияр таш алма командисиға мәдәт бериш үчүн кәлди. Гәрчә зияритимни қобул қилған уйғур путбол мәстанилири вә таш алма командисиниң уйғур миллитидин болған команда әзалири маңа мусабиқиниң немә үчүн уйғурлардин йирақ җайда өткүзүлгәнлики һәққидә бир немә демигән болсиму, әмма һөкүмәт даирилири үрүмчидә елип берилған мусабиқиләрдә, нәччә йүзлигән қораллиқ сақчилар әвәтилип, мәйданни қоғдиған шараиттиму мусабиқини көрүш үчүн һәр җайлардин топланған 40-50 миңдин ешип кәткән уйғур путбол мәстанилириниң қизғинлиқидин қорққанлиқи үчүнла, үрүмчи йәрмәнкиси вә 18-қурултай мәзгилидә муқимлиқни сақлашни баһанә қилип, кейинки нөвәтлик путбол мусабиқилирини уйғурлардин йирақ йәрдики һәтта тамашибинлардин мустәсна һалдики адәм бармайдиған пинһан бир мәшиқ мәйданида өткүзүшкә мәҗбурланди” дегән баянларни бериду.

Радиомиз зияритини қобул қилған уйғур путбол маһири бу һәқтә тохтилип, мусабиқә мәйданида тамашибинларниң путболчиларға мәдәт беришиниң толиму муһимлиқини тәкитләп, хитай һөкүмәт даирилириниң уйғур путболчилирини уйғур путбол мәстанилиридин йирақ болған, һәтта тамашибинлар болмиған хитай өлкисидики пинһан мәшиқ мәйданида мусабиқә елип беришқа орунлаштурушиниң, путболчиларниң қизғинлиқини төвәнлитип, уларға роһи җәһәттин еғир зәрбә елип келидиғанлиқини, әмма хитай һөкүмитиниң муқимлиқни баһанә қилип, путболдин ибарәт бир тәнтәрбийә түриниму сиясийлаштуруветиши уйғур путболчилиқиға еғир зәрбә елип келидиғанлиқини тәнқидлиди.

Игилигән учурлардин мәлум болушичә, хитай путболчилар җәмийитиниң 2012-йиллиқ б дәриҗилик командилар бирләшмә мусабиқиси бу йил 5-ай мәзгилидә үрүмчидә өткүзүлгән болуп, уйғур ели командиси болған ғәрбий дияр таш алма путбол командиси хитай өлкилиридин кәлгән командилар билән ойниған мусабиқиләрдә еришкән нәтиҗилири билән хитайда шәрәп қазанған болса, мусабиқини көргили кәлгән 40 миңдин артуқ уйғур путбол мәстанилириниң қизғинлиқи рекорт яратқанлиқи, хитай мәтбуатлирида “җуңгодики топ мусабиқиси көргүчиләр санида йәнә бир қетим рекорт яратти” дәп тәрипләнгән.

Ғәрбий дияр таш алма путбол командисиниң әйни чағдики мусабиқә әһвали вә путбол мәстанилириниң қизғинлиқи хитайдики тор бекәтлиридә ғулғула қозғап қалмастин, әркин асия радиоси қатарлиқ хәлқара мәтбуатлардиму берилгән иди. Лекин таш алма путбол командисиниң 8-айдин кейинки мусабиқилири һәққидә хитай ахбарат васитилиридә һәм уйғур тор бекәтлиридә учур берилмәслики уйғур тор бекәтлиридә инкас қилинип, бу әһвалларниң уйғур путбол мәстанилирини үмидсизләндүргәнлики баян қилинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.