Уйғур қәләмкәшлириниң моңғулийидики тәсиратлири
2011.07.13
Бу йиғин нәтиҗисидин сөйүнгән болса, йиғин давамида әҗдадлириниң моңғул яйлақлирида қалған тарихий излирини зиярәт қилиш пурсәтлиригә еришкәнликидин интайин һаяҗанланған. Йиғинни тамамлап турушлуқ дөләтлиригә қайтқан бәзи уйғур вәкилләр мухбиримизниң зияритини қобул қилип, моңғулийә зияритидин алған тәсиратлирини баян қилди.
1-Июлдин 8-июлғичә давам қилған орал алтай тиллири қәләмкәшлириниң 3-нөвәтлик қурултийи моңғулийидә нәтиҗилик тамамланғандин кейин, 12 дөләттин йиғилған археолог, тилшунас, язғучилар өзи турушлуқ дөләтлиригә қайтип мәзкур йиғиндин алған тәсиратлири вә моңғулийидә елип барған зиярәт тәтқиқатлирини қәләмгә пүтмәктә. Мәзкур йиғинға қазақистандин қатнашқан уйғур вәкилләрдин, тилшунас, филологийә пәнлири доктори дилнур қасимова ханим зияритимизни қобул қилип, бу қетимлиқ йиғинниң моңғулийидә өткүзүлгәнликиниң әһмийәтлик тәрәплирини йиғинчақлиди вә өзи үчүн һәммидин һаяҗанға салғини әҗдадлириниң қалдурған излирини зиярәт қилиш пурситигә еришкәнлики, утуқлуқ тәрипи болса уйғур вә башқа хәлқарада тонулған қәләмкәшләр билән учришиш вә пикир алмаштуруш пурситигә еришкәнлики икәнликини билдүрди.
Мәзкур йиғинниң саһипханлиридин бири болған хәлқара қәләмкәшлик җәмийити орал алтай тиллири иш бирлики мудири, уйғур қәләмкәшлири җәмийити рәиси қәйсәр өз һон әпәнди, йиғинға қатнашқан уйғур қәләмкәшлирини һәммидин һаяҗанға салған минутларниң өз әҗдадлириниң басқан излирини, су ичкән дәрялирини зиярәт қилғанлиқи икәнликини, интайин унтулғусиз тәсиратларни қалдурғанлиқини баян қилди.
Уйғур қәләмкәшләр җәмийитиниң баш тәптиши абдуришит һаҗи керими әпәнди шветсийидики ишханисидин телефон зияритимизни қобул қилип, мәзкур йиғинниң әһмийити вә нәтиҗилирини йәкүнлиди шундақла, өзиниң әҗдадларниң моңғулийиниң бипаян яйлақлирида қалдурған қиммәтлик ядикарлиқ изналириниң техи мувапиқ вә сетилмилиқ қоғдашқа еришәлмигәнликини көргинидә “биз уйғурлар вәтинимиз болсиму, дөлитимиз болмиғачқа бу қиммәтлик байлиқлиримизға игә чиқалмидуқ” дәп мәйүсләнгәнликини билдүрди шундақла, моңғулийидә қалған уйғур ядикарлиқ излирини хәлқарадики мунасивәтлик органларниң әһмийәт беришини қолға кәлтүрүш мәсилилири һәққидә әмәлий тәдбир қоллиниш уйғур қәләмкәшлириниң нөвәттики әһмийәт беришкә тегишлик вәзиписи икәнликини тәкитлиди.