Уйғур қизи түркийидики “шов - тв”дә хитайчә нахша оқуди
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2011.11.23
2011.11.23
RFA
Улар телевизийидә нахша оқуш, сеһиргәрлик, гимнастика вә уссул ойнашқа охшаш саһәләрда маһарәтлирини көрсәтмәктә. Маһарәт көрсәткән йүзләрчә киши арисидин дәриҗигә еришкәнләргә мукапат берилиду. Даңлиқ кино әртиси вә нахшичи һүля авшар, даңлиқ телевизийә программиси ишлигүчи аҗун илиҗали вә даңлиқ путболчи сәргән ялчин қатарлиқ кишиләр баһалаш һәйитиниң әзаси болған. Бу мусабиқигә 11 - айниң 19 - күни кәчтә өзини истанбулда оқуватқан оқуғучи дәп тонуштурған қәдирийә һашим исимлик уйғур қизиму қатнашти.
Түркийидә әң көп киши көридиған “шов - тв” телевизийисидә нәқ мәйдандин тарқитилған бу мусабиқигә қолида хитайниң чиғ қалпиқини көтүрүп чиққан қәдирийә һашим, қалпақни програм риясәтчисигә совғат қилди. Қәдирийә һашим сәһнигә “мәрһаба мәрһаба түркийә” дәп чиқти. Өзиниң уйғур икәнликини ейтқанда залдики тамашибинлар чавак челип қаттиқ алқишлиди. Лекин, кейин хитайчә нахша оқуғанлиқи үчүн даңлиқ кино әртиси һүля авшар “биз чүшәнмигән тилда нахша ейтқанларни таллимаймиз” дәп, рәт қилди. Қәдирийә һашимму буниңдин қаттиқ көңли йерим болғанлиқини ейтип сәһнидин чүшүп кәтти. Қәдирийә һашимниң түркийидики “шов - тв” телевизийисидә хитайчә нахша оқуши дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларниң һәтта түрк вә әзәриләрниңму қаттиқ наразилиқиға учриди, 4 күндин буян торбәтлиридә наразилиқ пикирлири йезилмақта. Бир уйғур қизи немә үчүн маһарәт көрситиш мусабиқисида ана тилида әмәс хитай тилида нахша оқуйду? қәдирийә һашимниң түркийидики телевизийидә хитайчә нахша оқушиға немә үчүн уйғурлар бунчиливала наразилиқ көрситиду?
Дегәнгә охшаш суалларға җаваб тепиш үчүн җәмийәтшунас, музикант вә бәзи уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.