Хитай юртлириға йөткиливатқан уйғур қизлириниң тәқдири уйғурларни әндишиләндүрмәктә

Хитай һөкүмитиниң йеңидин бойиға йетиватқан уйғур қизлирини мәҗбурий һалда хитайлар топлишип олтурақлашқан өлкиләргә топ-топ йөткиши дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғурларни җиддий әндишиләндүрмәктә вә хитай һөкүмитиниң бу пиланиға уйғурларни тарқақлаштуруп, чаңлаштуруп асмилиятсийә қилиштин ибарәт қара нийити йошурунған дәп пәрәз қилишмақта.
Мухбиримиз йалқун хәвири
2008.05.13

 Уларниң қаришичә, уйғур яшлирини өз юртлирида мәҗбурий ишсиз қалдуруш,уларниң һаятлиқ йоллирини һәр хил вастилар билән қисиш, әмма униң әксичә хитай яшлирини ичкири өлкиләрдин юқири етибар билән уйғур юртлириға йөткәп келип ишқа орунлаштуруш, уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәш үчүн елип бериватқан рәзил пиланиниң бир қисми икән.

Шиветсийидә яшаватқан диний зат қурбанҗанниң билдүрүшчә , хитай һөкүмитиниң уйғур қизлирини хитай юртлириға йөткиши уларни ишқа орунлаштурушни мәқсәт қилмастин , бәлки уларни бойтақ хитай йигитлири билән той қилишқа шараит һазирлап , уйғурларниң кейинки әвладлириниң қенини булғап ,асмилиятсийә қилишни мәқсәт қилидикән.

Қурбанҗан йәнә , бу мәсилини диний җәһәттин чүшәндүрүп: "башқиларни өз юртлиридин айрип башқа юртларға әвәтиш уларға өлүм җазаси бәргәндәк еғир җаза һесаблиниду, ислам динида вәтинигә дүшмән бесип кирсә уларға қарши туруш пәриз қилинғандәк, өз қәвминиң әзалири башқилар тәрипидин наһәқ зиянкәшликкә учриғанда уларни қоғдаш үчүн күрәш қилишму охшашла пәриз һесаблиниду " дәйду.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.