Хитайлар арисида оқуған уйғур қизлири миллий тәңсизликни техиму күчлүк һес қилған

90 - Йиллардин кейин уйғур елидә хитай тили зиядә тәкитлинип, уйғур тилида оқуғанларниң хизмәт тепиши барғанчә тәсләшкән. Бу сәвәбтин бәзи ата - анилар яхширақ хизмәт пурсити үчүн балилирини хитай тили мәктәплиридә оқутқан. Әмма пүтүнләй хитай маарипида оқуған бу оқуғучилар хитайлар билән биллә оқуш һәм оқуш түгәткәндин кейинки хизмәт издәш җәрянида йәнила түрлүк чәклимиләр һәм кәмситишләргә учриған.
Мухбиримиз миһрибан
2010.11.05
Bir-Uyghur-qizning-Muxbirlargha-shikayiti-Urumqi-07072009-305.jpg Сүрәт, 7 - ийул күни, үрүмчи кочилириниң биридә, бир уйғур қизиниң, әрапидики хитайлардин әймәнмәстин, чәтәл мухбирлириға өзиниң көргәнлирини, болупму хитай лүкчәклириниң көргәла ойғурларни уруватқанлиқи вә өлтүрүватқанлиқини, өзиниң бир уйғурниң өлтүрүлгәнликини өз көзи билән көргәнликини вә башқилардинму аңлиғанлиқини сөзләп бериватқан көрүнүш.
Youtube.com Дин елинди.

Бүгүн радиомиз зияритини қобул қилған хитайчә оқуған уйғур қизлири өзиниң хитайчә мәктәптә оқуш җәрянида йолуққан тәңсиз муамилиләр сәвәбидин, ахирқи һесабта икки милләт арисидики миллий пәрқни тонуп йәткәнликини билдүрди.

Игилигән материял һәм учурлардин мәлум болушичә, хитай коммунист һөкүмитиниң бу 60 йилдин буян, уйғур елигә көпләп хитай көчмәнлирини көчүрүши сәвәблик, шәһәрләрдики уйғурлар нопуси барғанчә шалаңлишип, шәһәрләрдә хитай мәктәплири көпәйгән. 90 - Йиллардин кейин болса уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилириниң районда хитай тилини зиядә тәкитләп, уйғур тилиниң 2 - дәриҗилик тил орниға чүшүп қелиши сәвәблик, нурғунлиған яш ата ‏ - анилар балилирини хитай тили мәктәплиридә оқутуш арқилиқ балилириниң кәлгүсидә өзлири учраватқан хитай тили бесимиға учримаслиқини һәм яхширақ хизмәт пурситигә еришишини арзу қилған.

Әмма, пүтүнләй хитай тили маарипи билән тәрбийиләнгән бу бир әвлад уйғур яшлириниң, тәқдир истиқбали уларниң ата - анилири күткинидәк ундақ парлақ болмиған. 2000 - Йиллардин кейин университетларни түгәткән уйғур оқуғучилириниң ишсиз қелиш нисбити әң юқири пәллигә йәткән.

Бүгүн даңлиқ университетларда пүтүнләй хитайчә оқуған туруқлуқ, уйғурларға қаритилған түрлүк кәмситиш һәм баравәрсиз муамилиләр сәвәбидин өз вәтини болған уйғур диярида хизмәт тепиш пурситигә еришәлмәй, ата - анилири һәм уруқ ‏- туғқанлириниң ярдимидә чәтәлләргә чиқип оқуш арқилиқ, өз истиқбали үчүн тиришиватқан икки нәпәр уйғур қизи зияритимизни қобул қилди. Улар өз баянида, өзлириниң хитай балилири билән оқуш һәм хизмәт издәш җәрянида учриған көңүлсиз ишлар һәм баравәрсиз муамилиләрни баян қилди.

Бултур үрүмчидә йүз бәргән 5 - июл вәқәсидин кейин, медитсина кәспини пүттүргән туруқлуқ бир йилдин буян хизмәт пурситигә еришәлмәй, америкиға оқуш үчүн кәлгән бир уйғур қизи, өзиниң хитай балилири билән биллә оқуш җәрянида һечқачан хитай савақдашлири билән йеқин достлардин болалмиғанлиқини билдүрди. У буниң сәвәбини чүшәндүрүп, бир қетимлиқ йеңи йил олтурушида бир нәпәр хитай савақдиши тәрипидин қачисиға оғрилиқчә селип қоюлған чошқа гөшини йәвалған чағдики көңүлсиз вәқәни баян қилди.

У ашу көңүлсиз вәқәдин кейин өзиниң синиптики хитай савақдашлири билән болған илгирики йеқин мунасивитини үзүпла қалмастин, бәлки мәктәптики һәрқандақ бир хитай оқутқучисиға һәм мәктәп тәшкилигиму ишәнмәйдиған һалға кәлгәнликини баян қилип, шу қетимлиқ вәқәдин кейин өзиниң хитайлар билән уйғурлар оттурисидики миллий пәрқни һәм уйғурлар учраватқан баравәрсиз муамилини техиму тонуп йәткәнликини билдүрди.

У өзиниң америкиға кәлгәндин кейин, илгири вәтәндә хитай һөкүмитиниң интернет һәм хәвәрни қамал қилиши сәвәбидин өзи билиш имканийити болмиған, уйғурлар учраватқан бесим һәм зулум һәққидики нәрсиләрни билгәнликини, хитай һөкүмитиниң 60 йилдин буян уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастуруш сияситини техиму тонуп йәткәнликини билдүрди.
 
Зияритимизни қобул қилған йәнә бир уйғур қизи болса, өзиниң кичикидин тартип хитай балилири билән биллә оқуш җәрянида хитай оқутқучилириниң хитай оқуғучилири билән уйғур оқуғучилириға қилған тәңсиз муамилиси сәвәбидин, тәбиий һалдила кичикидин тартип өзини қоғдаш психикиси йетилгәнликини баян қилди.

У өзидики бу хил қәйсәрликниң сәвәбини чүшәндүрүп мундақ деди: "шундақ, улар әлвәттә һәр вақит бизгә пәрқлиқ муамилә қилиду. Һәтта бозәк қилмақчи болишиду. Әмма, мән улар билән биллә оқуш җәрянида өзүмни қоғдашни өгәндим. Өзүмниңки тоғра болидикән, һечқачан уларға йол қоймидим. Нәтиҗидә синипта шунчә җиқ хитай балилири арисидики ялғуз бир уйғур қизи болушумға қаримай, улар маңа йол қоятти, һәтта мәндин әйминәтти вә қорқатти."

Бу қиз йәнә өзиниң немә үчүн чәтәлдә оқушни қарар қилғанлиқиниң сәвәбини чүшәндүрүп мундақ деди: "биз өз вәтинимиздә ашундақ тәңсиз муамилиләргә учридуқ. Бу әһвал биздә тәбиий һалдила өз һәқ - һоқуқлиримизни қоғдайдиған җасарәт йетилдүрди. Мениң чәтәлгә чиқишим пәқәтла өз вәтинимдә хизмәт тапалмиғанлиқим сәвәбидин әмәс, бәлки һәқиқий демократийә һәм әркинликтин бәһримән болуш, өз қабилийитимни һәқиқий җари қилдуруш үчүн мән бу йолни таллидим."

Уйғур вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, кичикидин башлап хитай тили маарипи билән тәрбийиләнгән уйғур оқуғучилириниң көпинчисиниң хитай миллити билән учришиш пурсити техиму җиқ болғини үчүн, уларниң хитай һөкүмити йолға қоюватқан миллий сиясәттики тәңсизликни һәм хитайлар билән уйғурлар оттурисидики пәрқни һес қилиши техиму күчлүк болуп, уларда миллий кимликини сақлаш һәм өз мәдәнийитини, өз һоқуқини қоғдаш ирадиси техиму күчлүк болидикән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.