Өзбек тарихчи: уйғурларниң өз мәдәнийитини қоғдаш вә ана тилида тәлим елиш тәбиий һоқуқидур (2)

Өзбекистан пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ институтиниң тарих тәтқиқатчиси кубатин әндрей әпәнди, уйғурларниң өз мәдәнийитини қоғдаш вә ана тилида тәлим елиш тәбиий һоқуқи икәнликини тәкитлиди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2012.12.26
uzbek-tarixchi-kubatin-endriy-efendi-305.png Өзбекистан пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ институтиниң тарих тәтқиқатчиси кубатин әндрей
RFA/Arslan


Тарих тәтқиқатчиси кубатин әндрей әпәнди, йәкән сәидийә ханданлиқини аппақ ғоҗиниң әвладлири бесивалғандин кейин нурғунлиған уйғурлар өзбекистанға көчүп кәткәнликини, 19 - әсирниң иккинчи йеримида манҗу императорлуқи шәрқий түркистанни бесивалғанда, уруш вә ишғалийәт сәвәбидин нәччә миң уйғурниң көчүп кәткәнликини. Өзбек алимларниң дейишичә шу дәврдә 300 миң уйғур қоқәнт ханлиқиға көчүп кәлгәнликини билдүрди.

Кубатин әндрей әпәнди, “өз вәтинидин айрилип яшаш ечинишлиқ бир һаләт, инсан үчүн өз вәтинидә хар болуш яшаштин еғир азаб болмиса керәк”, деди. У йәнә уйғур хәлқиниң башқа хәлқләргә қариғанда қәдими мәдәнийәт мирасқа игә хәлқ икәнликини, шу мәдәнийәт мирасниң сақлинип қелиши керәкликини, сабиқ совет иттипақи өзбекләрниң ана тилини йоқ қилиш үчүн русчә өгәткәнгә охшаш хитайниң уйғурларниң тилини йоқ қилиш үчүн хитай тилини өгинишкә зорлаватқанлиқини, уйғурларниң өз ана тилида тәлим елиш һоқуқи берилиш керәкликини тәкитлиди. У сөзидә барлиқ милләтләрниң өз мәдәнийитини сақлаш вә ана тилида тәлим елиш тәбиий һоқуқи икәнликини алаһидә әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.