Турмәмәт һашим тәйвән пуқралар һөкүмити мәсуллири билән уйғур мәсилиси һәққидә сөһбәт елип барди
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2011.12.23
2011.12.23

RFA
Тәйвән пуқралар һөкүмити рәиси сонәй әпәнди турмәмәт һашимға алди билән өзлириниң тәйвән мәсилисидә қолға кәлтүргән нәтиҗилири һәққидә мәлумат бәргән, кейин уйғур мәсилисини һәл қилишниң йоллири һәққидики көз қарашлирини оттуриға қоюп өткән. У сөзидә шәрқий түркистан дәвасини юқири пәллигә чиқириш үчүн шәрқий түркистанниң хәлқара қанундики орнини ениқлап чиқиш керәкликини ейтқан. Буниңға мисал қилип тәйвән һәққидә хәлқара сот вә парламентларда чиққан қарарларни аңлатқан.
Биз бу учришиш һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн турмәмәт һашим билән сөһбәт елип бардуқ.