Уйғур тамақлири қәйсәри шәһиридә өткүзүлгән тамақ байримиға қатнаштурулди

RFA Photo / Erkin Tarim
Уйғур тамақлири үч күндин буян түркийиниң қәйсәри шәһиридики әрҗийәс университетида өткүзүлүватқан тамақ байримида көрситилмәктә. Мәзкур тамақ байримиға түркийиниң 81 вилайитидин кәлгән кишиләр қатнишиватқан болуп, уйғурларға вакалитән қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити аяллар комитетиниң башлиқи рабийә илктүрк ханим вә муавин башлиқи хәйригүл ханимлар қатнашти.
5 - Айниң 21 - күнигичә давам қилидиған бу тамақ байримиға 31 миң әтрапида кишиниң қатнишидиғанлиқи пәрәз қилинмақта. Уйғурлар бу пурсәттин пайдилинип, уйғур тамақлирини тонуштурмақта. Улар, 3 күндин бери уйғурларниң полу, манта, һорнан, ләғмән, қорума чөп вә кавап қатарлиқ йемәклирини сатмақта. Улар йәнә, булардин башқа рәсим көргәзмиси ечип, 5 - июл үрүмчи вәқәсини чүшәндүрмәктә .

Әрҗийәс университетида өткүзүлүватқан уйғур тамақлирини тонуштуруватқан уйғур аяллири, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити мәсуллиридин абликим әпәнди һәм уйғур тамиқи йәватқан херидарлар мәзкур паалийәт вә уйғур тамақлири һәққидә тохталди.
Тамаққа еғиз тәккән херидарларниң һәммиси бирдәк һалда уйғур тамақлириниң бәкла тәмлик икәнликини билдүрүшти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.