Шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси тарих институтиниң алаһидә хизмәт көрсәткән орган болғанлиқи һәққидә уйғур тарихшунаслириниң баһаси (1)


2007.11.05

'Шинҗаң хәвәр тори'да 11 ‏- айниң 2 ‏- күни елан қилинған хәвәрдә 'шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийисиниң тарих тәтқиқат орни маркисзмлиқ дөләт, тарих, милләт, дин, мәдәнийәт тикләш вә 'үч хил күч'ләргә зәрбә бериш арқилиқ шинҗаңниң тарихтин буян җуңгониң айрилмас земини икәнликини, шинҗаң әзәлдин көп милләт ечип -тәрәққи қилдурған җай икәнликини дуняға чүшәндүрди' дәп мәдһийиләнгән.

Маркисизм мәйданида чиң туруп тарихни бормилиғанлиқи тоғра болмиди

Һазир америкида туруватқан тарих пәнлири доктори қаһар баратниң шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси тарих институтиниң әллик йиллиқ хизмитигә баһа беришичә, гәрчә бу институт тарих материяллирини топлаш җәһәттә нурғун хизмәт көрсәткән болсиму, әмма униң маркисизм мәйданида чиң туруп, тарихни бормилиғанлиқи, гәрчә бу иниститутта наһайити яхши алимлар болсиму, әмма улар коммунист партийиниң сиясәтлири үчүн хизмәт қилишқа мәҗбур қилинғанлиқи, бу тоғра болмиған.

Маркисизм дуняда нурғун кишини қаймуқтурған нәзирийә иди

Доктор қаһар баратниң қаришичә, маркисизм өткән әсрниң 30 ‏- 40 ‏- йиллирида, дуняда нурғун кишини қаймуқтурған нәзийә иди. Һазир инсанийәт униң хата нәзирийә икәнлики билип йәтти. Әмма шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси тарих иниститути техичә шу хата мәйданда чиң туруп кәлмәктә.

Сиясәтниң қорали болған иниститутни илмий орган дегили болмайду

Доктор қаһар баратниң қаришичә, тарих илми мәлум бир һөкүмәтниң яки сиясәтниң қорали қилинмаслиқи керәк, мушу ноқтидин ейтқанда, шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси тарих институтини илмий тәтқиқат орни дегили болмайду. (Давами бар, вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.