Шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси тарих институтиниң алаһидә хизмәт көрсәткән орган болғанлиқи һәққидә уйғур тарихшунаслириниң баһаси (2)


2007.11.06

'Шинҗаң хәвәр тори'да 11 ‏- айниң 2 ‏- күни баян қилинишичә, хитай коммунист партийисиниң уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүм башлиқи ли йи шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийисиниң тарих иниститутини' әллик йилдин буян маркисизмлиқ дөләт, тарих, милләт, дин, мәдәнийәт тикләш вә 'үч хил күч'ләргә зәрбә бериш арқилиқ шинҗаңниң тарихтин буян җуңгониң айрилмас земини икәнликини вә шинҗаң әзәлдин көп милләт ечип -тәрәққи қилдурған җай икәнликини дуняға чүшәндүрүп алаһидә хизмәт көрсәтти' дәп мәдһийиләнгән. Бу мәдһийә тарихшунаслар ичидә охшимиған көз қараш пәйда қилди.

Шәрқий түркистан тарихини бурмилиғанлиқ 'алаһидә хизмәт көрсәткәнлик' әмәс, бәлки сиясий ялғанчилиқ

Түркийиниң һаҗәттәпә университети тарих паколтетидики доктор әркин әкрәмниң қаришичә, хитайда илмий тарихни сиясәт үчүн хизмәт қилдуридиған әһвал мәвҗут. Шуңлашқа хитайдики тарих тәтқиқатчилириниң тәтқиқатлири хәлқарада таза етибарға елинмайду.

Әгәр шәрқий түркистан тарихини бурмилиғанлиқ 50 йилдин буян алаһидә хизмәт көрсәткәнлик, дәп мубалиғә қилинса, бу сиясий ялғанчилиқ болуп қалиду.

Маркисизм нәзирийилириниң өзиму шәрқий түркистанниң хитай земини икәнликини испатлимайти

Доктор әркин әкрәм шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси тарих институтиниң ' әллик йилдин буян маркисзмлиқ дөләт, тарих, милләт, дин, мәдәнийәт тикләш вә 'үч хил күч'ләргә зәрбә бериш арқилиқ, дуняға шинҗаңниң тарихтин буян җуңгониң айрилмас земини икәнликини чүшәндүрүп, алаһидә хизмәт көрсәткән орган болғанлиқи' һәққидиму мулаһизә йүргүзди.

Униң қаришичә, маркисзмлиқ тарих, милләт, дин нәзирийилири һечқандақ шәрқий түркистанниң хитайниң земини икәнликини чүшәндүрмәйтти, әмма хитай тарихчилири марксизмниң синипий көрәш нәзирийиси билән шәрқий түркистандики миллий зиддийәтләрни бурмилап көрситиватиду.

Дуня қобул қилмиған маркисизм нәзирийиси буйичә чоң милләтчилик қилиш заманға маслашмиғанлиқ

Доктор әркин әкрәмниң қаришичә, маркисизм нәзирийисиниң әң ахирқи нишани барлиқ милләт вә динларни йоқитиш, динға ишәнгән милләтләр қурған дөләтләрни тарихтин өчүрүш иди. Дуняда һечким бундақ нишанни қобул қилмиди. Шуңлашқа коммунизм нәзирийиси дуняда кәң йейилмиди.

Дуняда, һазирқидәк, демократийә вә кишилик һоқуққа әһмийәт бериливатқан вақитта, диктаторлуқ идеологийиси вә тарихтики чоң милләтчиликкә тайинип, башқа милләтниң земинини өзиниң земини дәп җакарлаш ‏-‏ заманға мас кәлмигән бирхил ипадә. Хитай тәтқиқатчилириниң 'үч хил күч' дегәнлириму уларниң илмий тәтқиқат билән алақиси йоқлуқини көрситиду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.