Явропа - хитай кишилик һоқуқ диалогида уйғур вә тибәт мәсилиси мәркәзлик музакирә қилинди

Явропа иттипақи билән хитайниң 6 ‏айда бир қетим өткүзүлидиған диалогида тәрәпләр кишилик һоқуққа мунасивәтлик кәң даирилик мәсилиләр үстидә музакирә елип барди. Испанийә ташқи ишлар министирлиқи уйғур вә тибәт мәсилиси йиғинда музакирә қилинған ачқучлуқ мәсилиләрдин икәнликини билдүрди.
Мухбиримиз әркин
2010.06.30
Yawropa-parlamentide-Uyghur-mesilisi-04-29-2010-305.jpg Сүрәт, 4 ‏- айниң 29 ‏- күнидин 30 ‏- күнигичә давам қилидиған йавропа парламентида чақирилған "хитай һөкүмити билән сөһбәтлишиш мәсилиси: хитай асасий қануниниң иҗра қилиниш әһвали ‏- уйғурларниң һоқуқи" мавзулуқ йиғинниң биринчи күнидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Тәрәпләр тибәт вә уйғур вәзийитигә даир мәсилиләрдә өзиниң охшимиған пикирини оттуриға қоюп, өз пикиридә чиң турушқан.

Явропа иттипақи вә хитай кишилик һоқуқ диалоги сәйшәнбә күни явропа иттипақиниң бу нөвәтлик рәис дөлити испанийиниң саһипханлиқида өткүзүлди. Испанийә ташқи ишлар министирлиқи чаршәнбә күни елан қилған мәзкур сөһбәт тоғрисидики баянатида, мадридтики сөһбәт тәрәпләрниң кишилик һоқуққа мунасивәтлик кәң даирилик мәсилиләрдә ... Кәскин вә сәмимий пикир алмаштурушиға сорун һазирлап бәргәнликини билдүргән.

Испанийә баянатта йәнә, тибәт вә уйғурларниң вәзийити йиғинда негизлик музакирә қилинған мәсилиләрниң бири икәнлики әскәрткән болуп, йиғинда музакирә қилинған башқа негизлик мәсилиләр хитайниң хәлқара кишилик һоқуқ өлчимигә риайә қилишини тәләп қилишқа мунасивәтлик мәсилиләргә четилиду.

Испанийә ташқи ишлар министирлиқиниң ташқи алақә ишлири муавин директори аранзазу банон давалос ханим радиомизға сөһбәт елан қилип, явропа - хитай кишилик һоқуқ сөһбити һәққидә тохталди, у сөһбәтниң омуми мәзмуниға даир бәзи йип учлирини бәргән болсиму, лекин сөһбәтниң конкрет мәзмуни һәққидә мәлумат беришни рәт қилди. У, "йиғинда музакирә қилинған ачқучлуқ мәсилиләр хитайниң кишилик һоқуқ һәрикәт пиланини иҗра қилиш, бәзи шәхси делолардики һәмкарлиқ, адвокатларниң дөләтни қанун билән идарә қилиш ишлиридики роли, тибәт вә шинҗаңдики вәзийәт, шималий корийилик мусапирлар мәсилиси вә тор әркинлики, хитайниң хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә қатнишишини тәләп қилиш қатарлиқ мәсилиләр" дәп көрсәтти.

Испанийә ташқи ишлар министирлиқиниң баянатиға қариғанда, явропа иттипақи йәнә пурсәтни ғәнимәт билип, хитайға кишилик һоқуқ бузғунчилиқиға ятидиған "шәхси делоларға даир бир тизимлик" бәргән. Лекин аранзазу банон давалос ханим бизгә бу тизимликтики шәхсләрниң исмини ашкарилашни рәт қилди.

Испанийә пайтәхти мадридтики сөһбәт явропа - хитай кишилик һоқуқ диалогиниң 29 ‏- нөвәтлик йиғини болуп, бу диалог 1995‏ - йилдин буян һәр 6 айда бир қетим өткүзүлүп келиватқан иди. Мадридтики йиғинда явропа сөһбәт өмикигә испанийә ташқи ишлар министирлиқи әмәлдари хорге домич, хитай вәкилләр өмикигә ташқи ишлар министирлиқи әмәлдари чен шүй йетәкчилик қилған.

Бу қетимқи йиғин 5" ‏ - июл вәқәси"ниң бир йиллиқиниң һарписида өткүзүлгән болуп, дуня уйғур қурултийи вә униң күнлүки астидики тәшкилатлар хәлқара җәмийәтни " шинҗаң"дики вәзийәткә арилишишқа чақириватқан мәзгилгә тоғра кәлгән иди. Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси әсқәр җан, явропа иттипақиниң мадридтики йиғинида хитайға бесим ишлитип, бейҗиң даирилирини аптономийә қануниға риайә қилишқа һәйдәкчилик қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, бу мәсилә уйғурлар үчүн нөвәттики әң җиддий мәсилә.

Испанийә ташқи ишлар министирлиқиниң баянатида йәнә, тәрәпләр юқирида тилға елинған мәсилиләрни музакирә қилғандин сирт йәнә, хитайдики җинайи җаза, мәһбусларниң һоқуқи, өлүм җазаси, әмгәк билән өзгәртиш түзүмини ислаһ қилиш, мәһбусларниң кәчүрүм қилиниш һоқуқи, әрз - шикайәтчиләргә паракәндичилик селиш қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилған. Лекин испанийә ташқи ишлар министирлиқи тәрәпләрниң тибәт вә "шинҗаң" мәсилисидики көз қариши охшимайдиғанлиқини, йиғинда һәр иккила тәрәпниң бу мәсилидики көз қаришини оттуриға қойғанлиқини билдүргән. Дуня уйғур қурултийидики әсқәр җан әпәнди болса уйғур мәсилисиниң явропа - хитай кишилик һоқуқ диалогида оттуриға қоюлушиниң уйғурларға пайдилиқ икәнликини әскәртип, лекин диалогниң үнүмигә гуман билән қарайдиғанлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, хитайниң хәлқара кишилик һоқуқ өлчимини қобул қилип, мәҗбурийитини ада қилишиға узун вақит кетиши мумкин.

Явропа хитай кишилик һоқуқ диалогидики әҗәплинәрлик нуқтиларниң бири, йиғинда хитайниң явропа кишилик һоқуқ мәсилисигә мунасивәтлик бәзи тәләпләрни оттуриға қоюп, явропани кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа үндигәнликидур. Хәвәрләргә қариғанда, хитай тәрәп явропадики көчмән ишчиларниң һоқуқи, сияси партийә - гуруһларниң кишиләрни аз санлиқларға қарши ирқий нәпрәткә күшкүртүш мәсилиси, аз санлиқлардики ишсизлиқ вә уларниң кәмситишкә учраватқанлиқи қатарлиқларни оттуриға қоюп, явропа иттипақиға әза бәзи дөләтләрниң террорчилиққа қарши туруш күришидә тән җазаси қолланғанлиқини илгири сүргән.

Лекин, хитайни тәнқид қилғучи бәзи анализчилар хитай оттуриға қойған бу мәсилиләр явропа җәмийитидики кишилик иҗтимаий хаһишлар болуп, бу явропа әллириниң дөләт түзүми вә һөкүмәт сияситиниң мәһсули әмәс дәп көрсәтмәктә. Уларниң қаришичә, хитай бу икки мәсилини арилаштуруветип, өзидики һөкүмәт сиясити кәлтүрүп чиқарған кишилик һоқуқ хатирисидики мәйнәтчиликни ақлимақчи болуватиду.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.