Manfred Nowak: ' Шинҗаңдики мустәқиллиқ күчлири тибәттикидин күчлүк'
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.08.13
2009.08.13

www.theepochtimes.com Дин елинди.(Fabrice Coffrini/AFP/Getty Images)
Manfred Nowak Австриийилик профессор, у бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тән җазаси мәсилиси мутәхәссиси.
Новак әпәнди мухбирға қилған сөзидә бир нуқтини алаһидә тәкитлигән вә мундақ дегән: "шуни билишмиз керәкки, шинҗаңдики мустәқиллиқ күчлири тибәттики мустәқиллиқ күчлиридин нәччә һәссә күчлүк; шинҗаңдики мустәқиллиқ тәлипи тибәттикидин нәччә һәссә җараңлиқ."
Новак әпәнди шуңа, хитайниң уйғур районидики әндишисиниң хата әмәсликини билдүргән; әмма бу әндишини йоқитиш үчүн қоллунуватқан тәдбирлириниң хата икәнликини көрсәткән вә мундақ дегән: " әпсуски, вәзийәттә һечқандақ яхшилиниш йоқ. Бурунқи үмидлиримизниң йәрдә қалғанлиқини олимпикниң еһтияҗи дәп қарисақму, хитай һечболмиғанда олимпиктин кейин вәзийәтни юмшитиши керәк иди. Әксичә бесим техиму күчәйди."
Новак әпәнди б д т да 2004 - йилдин башлап мутәхәссис болуп вәзипә өтимәктә. Униң вәзиписи һәр қайси дөләтләрдики инсан һәқлири вәзийити һәққидә доклат һазирлаш, тән җазаси делолири үчүн пакит тәйярлаш вә б д т ға сунулған әрзләрни алақидар орунларға йәткүзүш болуп, у 2005 - йили бир қетим хитайда тәкшүрүш елип барған вә уйғур райониниң вәзийитиниму тәкшүргән; шу қетимқи тәкшүрүш доклатида, уйғур ели билән тибәттә сиясий мәһбусларниң кәң көләмдә тән җазасиға учраватқанлиқини ашкарилиған. У бу қетим бүйүк ира гезитидики сөзидә, уйғур райониниң вәзийити һәққидә мундақ дәйду: "бу районда бөлгүнчи болуп қарилиниш наһайити асан, чүнки уйғур вә уйғурға һесдашлиқ қилғучиларниң һәммиси гуман астида, шуңа район йәнә омумйүзлүк бесим астида."
Новак әпәнди нөвәттә б д т инсан һәқлири комитетиниң мәсилә бир тәрәп қилишта аҗизлиқ қиливатқанлиқини, чүнки бу комитетта хитаййниңму вәзипә өтәватқанлиқини әскәрткән. Новак сөзидә йәнә, явропа - хитай инсан һәқлири сөһбитидиму явропа тәрәпниң хитайға йетәрлик бесим ишләтмәйватқанлиқини тәнқидлигән.
Нөвәттә хитай өзигә келиватқан хәлқара бесимни юмшитиш үчүн һәм дипломатик вастиларни қолланмақта. Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, алдинқи күни үрүмчини зиярәт қилған 26 дөләт дипломатлири ичидики җәнубий асия вә африқидики бир қисим дөләтләрниң вәкиллири уйғур райониниң вәзийитиниң яхшилиқи вә хитайниң миллий сияситиниң тоғрилиқи һәққидә тәсират баян қилған. Әмма бу позитсийиниң сәмимилики битәрәп көзәткүчиләрдә гуман пәйда қилмақта. Чүнки үрүмчи вәзийитидә хитайни алқишлиған пакистан вә мисир қатарлиқ дөләтләр иқтисадий вә сиясий җәһәттин хитайға муһтаҗ дөләтләрдур.
Униң үстигә шинхуа тарқатқан хәвәрләрдә, 26 дөләт дипломатлири арисидики ғәрб дөләтлири дипломатлириниң позитсийилиригә һечқандақ орун берилмигән. Бүгүн вәтәндин чиққан бир уйғурниң билдүрүшичә, нөвәттики вәзийәт юқириқи дипломатларниң баянлиридин тамамән башқичә.
Хитай нөвәттә йәнә, уйғур елидә қайта вәқә чиқишиниң алдини елиш үчүн, ички тәшвиқатида уйғурларға қарита тәһдитни күчәйтмәктә. Әмма бу тәһдитниң тәсири хитайниң күткинидин пәрқлиқ болуватқанлиқи байқалмақта.
Юқиридики аваз улинишидин, б д т мутәхәссисниң уйғур вәзийити һәққидә ейтқанлири вә уйғур райониниң нөвәттики вәзийити һәққидики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.