Уйғурлар вә тибәтләр хитайниң сияситидин қаттиқ нарази болмақта

Хәлқара мәтбуатлар бу йил 26 ‏ - июн гуаңдуң өлкисидә уйғур ишчиларниң хитай пуқралириниң һуҗумиға учрап, өлтүрүлүш вәқәси түпәйли мәйданға кәлгән 5 ‏ - июл үрүмчи вәқәси вә өткән йили 3 ‏ - айда тибәттә йүз бәргән тоқунуш, хитай болмиған милләтләрниң, хитайни асасий гәвдә қилған дөләт һакимйитидә мәсилиниң еғир дәриҗидә мәвҗүт икәнликини испатлайду дәп йәкүн чиқармақта.
Мухбиримиз әқидә
2009.07.16
Urumqi-ayallar-namayishqa-bash-305 Сүрәт, 10 - ийул, җүмә күни, мәдинә исимлик 26 йашлик уйғур содигәр айал, җүмәдин йанған җамаәтни башлап намйиш қиливатқан көрүнүш.
www.msnbc.msn.com Дин елинди. Сүрәт AP агентлиғиниң.

Хитай һөкүмәт ахбаратлири тәрипидин елан қилинған нопус статстикисида, 1949 - йили уйғур диярида аран 6 % ни игиләйдиған хитай нопуси 2007 ‏ - йилиға кәлгәндә 40 % кә йәткән, бу сан хитай әскәрлири вә аилә тавабатлири, ишләпчиқириш қурулуш армийәси шуниңдәк аққун хитай ишчилирини өз ичигә алмиған нопус статистикиси болуп, ишләпчиқириш қурулуш армийисини асас қилған бу хитай көчмәнлири партийә, һөкүмәт, армийә органлирини вә чоң типтики карханиларни манапол қилған.

Улар уйғур вәтинидә көкәртиш баһанисидә истратегийилик һоқуқларни қолға елиш билән биргә деһқанчилиқ мәйданлири, шәһәр ‏ - базар қурулушиниму чаңгилиға киргүзүвалған. Шуңа мәйли хитай мүтәхәссисилири болсун яки уйғур сиясәтчилири болсун, уйғур вәтинидики миллий зиддийәтни кәлтүрүп чиқарған түп сәвәбни, әслидики 6 % хитай нопусиниң бүгүнки күндә һәссиләп артип кетиши түпәйлидин дәп қарайду. Әмма хитай мәтбуатлири буни " дөләтниң бирликини қоғдаш еһтияҗидин " дәп баһа бериду.

Уйғур сиясий паалийәтчилири болса хитай һөкүмитиниң уйғур диярида иҗра қиливатқан " дөләтниң бирликини қоғдаш " истратегийиси асасидики пиланлиқ туғут", " қош тиллиқ маарип " шуниңдәк "диний сиясәт" лириниң мәқсити, уйғурларниң нопусини контрол қилиш, тилини йоқитиш, өрп ‏ - адәт һәмдә мәдәнийитини йоқ қилиштин ибарәт дәп қарайду.

 Болупму көп сандики уйғурларниң ишсизлиқиға йол ечиватқан хитайниң "қош тиллиқ маарип " сиясити икәнликини билдүргән уйғур сиясәтчилири нөвәттә уйғурларниң намратлиқ ичидә турмуш кәчүрватқанлиқини, " пиланлиқ туғут " сиясити астида нопусиниң азийип кетиватқанлиқини оттуриға қоймақта.

Нөвәттә уйғур илидики вә сирттики уйғурлар арисида " қарисаң көзүңни оюмән "," сөзлисәң тилиңни кесимән " дегән сөз тарқалған болуп, бу сөз хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситиниң йиғинчақланған йәкүни болуп, дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди мундақ дәйду.

Милләтләр сиясити тәтқиқати билән шуғуллиниватқан уйғур аптонум районлуқ партийә мәктипиниң факолтет мудири чин хуаң " шинҗаң гезити" дә " милләтләр иттипақлиқи инақ шинҗаң бәрпа қилишниң ол теши" намлиқ мақалисини елан қилип мақалисидә " миллий мәсилини һәл қилиштики биринчи вәзипә, аз санлиқ милләтләрни тәрәққи қилдуруш вә алға бастуруш " дегән сөзни ишләткән, у уйғур аптонум районида 2008 ‏ - йили намрат аилә сани 2 милйон 850 миң дәп йәкүн чиқарған. Бирақ чиң хуаң намратларниң милләт тәркипини ашкарлимиған, әлвәттә ишсизлиқ нисбити хитайдин еғир һесабланған уйғурларниң бу санни тәшкил қилидиғанлиқи, уйғур зиялийлири тәрипидин җәзимләштүрүлмәктә.

Чиң хуаң мақалисидә йәнә 1952 ‏ - йилидики миллий дарамәт билән 2008 ‏ - йилидики миллий дарамәт оттурисида 46. 341 Һәссә көпийиш болғанлиқини тилға алған болуп, миллй дарамәт йүксәк дәриҗидә көпәйгән бир районда уйғурлар асаслиқ салмақни игиләйдиған 2 милйон 850 миң йоқсул аилиниң бар болуши нормал һадисиму ? дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси әсқәрҗан әпәнди бу һәқтә йәнә мундақ дәйду.

Тибәттики муқимсизлиқниң асаслиқ мәнбәси тибәтләрниң будда диниға етиқад қилиши, болупму хитайниң дүшмини далай ламаға чоқунуш мәсилисии икәнлигини билдүргән, мәркизи драмсаладики тибәт парламетиниң әзаси гесаң әпәнди, тибәтләрниң иқтисадий җәһәттә уйғурларға қариғанда бир қәдәр яхширақ икәнликини билдүрүду.

Тибәттики һөкүмәт кадирлириниң мутләқ көп қисми, диний паалийәткә қатнишишни тәшәббүс қилип кәлгән болуп, бу коммунст хитай һакимйитини чөчүтүп келиватқан әң муһим бир мәсилә, шуңа хитай һөкүмити тибәттә диний тәдбирләрни алаһидә күчәйтмәктә. Әмма мән ишинимәнки, тибәт хәлқиниң диний ейтиқади һечқачан суслашмайду. Демәк тибәт хәлқи хитай һакимйитигә һечқачан бойсунмайду.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.