Ерик шейхаген: уйғурлар вә тибәтләр һазир хитай мустәмликичилкигә қарши көрәш қиливатиду

Һазир тәйвәндә туруватқан америкилиқ ерик шейхаген әпәнди хәлқарада мустәқил көз қарашлар елан қилинидиған 'оп-ед хәвәрлири' тор гезитидә, тарихтики уйғур - хитай мунасивәтлири һәққидә бир мақалә елан қилди. Бу мақалидә шәрқий түркстан, тибәт вә моңғолийиләрдә хитай хәлқ җумһурийитиниң игилик һоқуқи йоқ икәнликиниң пакитлири оттуриға қоюлған.
Мухбиримиз вәли
2009.07.17
Rebiyah-Kadeer-Dalay-lama-305 Сүрәттә, рабийә қадир ханим вә далай лама.
RFA Photo

-- ‏Үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин, уйғурларниң қаршилиқ көрсәткән намайишлирини, хитай хәлқ җумһурийити һөкүмити өз дөлитиниң ички ишлирини бир тәрәп қилғанлиқи дәп һесаблап қаттиқ бастурди. Әмма тарихий пакитлардин қариғанда, - дәп башлайду һазир тәйвәндә туруватқан америкилиқ ерик шейхаген Eric Sheihagen әпәнди хәлқарада мустәқил көз қарашлар елан қилинидиған 'оп - ед хәвәрлири' тор гезити OpEdNews дә, тарихтики уйғур - хитай мунасивәтлири һәққидә язған "уйғурлар вә тибәтләр һазир хитай мустәмликичиликигә қарши көрәш қиливатиду " сәрләвһилик мақалисини вә мундақ дәйду, - әмәлийәттә, уйғурлар худди тебәтләргә охшаш, я хитай әмәс, я хитайниң тәвәликидики җайда туридиған милләт әмәс, бәлки хитайлардин тамамән пәрқлиқ өзигә хас тил - йезиқ, өрп - адәт вә мәдәнийити бар милләт.

Хитайлар өзи қурған миң сулалисиниң дөләт территорийисидә шәрқий түркстан, тибәт вә моңғулийә йоқ иди

-- Нәқ пакит шуки, ‏ - дәәп қәйт қилиду луғәтшунас тәһрир, язғучи ерик шейхаген әпәнди, - хитайлар өзи қурған миң сулалиси дәвридики дөләт территорийисидә түркстан, тибәт вә моңғулийә йоқ. Бу тарихий пакитни әйни заманда һечқачан өз дөлитиниң земини дәп һесаблимиған, бу җайларни һазир хитай хәлқ җумһурийитиниң земини дәватқан хитайлар әмди өзлири обдан чүшинивелиши керәк.

Манҗу суласи кеңәйгән земинләргә игә болмақчи болған җуңхуа минго өзиму хитай земинидә туралмиди

17--‏ - Әсрдә манҗулар хитайларни бой сундуруп чиң сулалисини қурған иди. Манҗу сулалиси мустәмликичиликни йолға қоюп, территорийисини моңғолийә, шәрқи түркстан, тибәтләргичә, һәтта оттура асияғичә кеңәйткән. Бу сулалә 1912 ‏- йили хитайлар қурған җуңхуа минго дөлити тәрипидин ағдурулди. Шуниңдин кейин җуңхуа минго дөлити өзлири чәтәллик дәп һесаблайдиған манҗуларни ассимилиятсийә қилмақчи вә улар таҗавуз қилған җайларниму хитайниң земини қиливалмақчи болди. Әмма җуңхуа минго дөлитиниң бу мәқсити әмәлгә ашмиди, һәтта өзиму хитай земинидә туралмай тәйвәнгә қоғланди. Униңдин кейинки җуңхуа хәлқ җумһурийити, әмәлийәттә мәвҗут болмиған шу территорийини йәнә өзиниң һәрбий қисимлириға тайинип өз земини дәп җакарлап, башқа милләтләргә зораванлиқ қиливатиду.

Һазир хитай хәлқ җумһурийитиниң шәрқий түркстан, тибәт, моңғулийиләрни өзиниң земини дәп җакарлашқа пакити барму?

-- Хитай хәлқ җумһурийитиниң һазир шәрқий түркстан, тибәт, моңғулийиләрни өзиниң земини дәп җакарлашқа һоқуқи барму? әгәр бар дейилсә, тарихта һинидстан, малайшяларға таҗавуз қилған әнгилийиму бу җайларда игилик һоқуқи барлиқини җакарлиши керәкму? франсийиму ғәрбий африқа, һиндичин араллирида мустәмликә қилған җайларда игилик һоқуқи барлиқини җакарлиши керәкму? русийиму 19‏ - әсрдә бесивалған полша қатарлиқ дөләтләр вә оттура асияға қарита игилик һоқуқи барлиқини җакарлиши керәкму? дунядики һәммә милләтниң явропалиқлар тарихта йолға қойған мустәмликичиликни рәт қилип, өзлири мустәқиллиқ йолиға маңғанлиқини хата дейиш керәкму?

Дунядики мустәмликичиликләрни хата дәватқан хитай өзи һазир, һәтта тарихта өзиниң тәвәликидә болмиған җайларниму йәнила тарихтики мустәмликичилик митоди билән мустәмликә қиливалса, буни тоғра дейиш керәкму? хитай өзиниң земини болмиған шәрқи түркстан, тибәтләргә өзиниң хитайлирини барғансири көпләп көчүрүп келип, уларни 'тарихтин буян мәвҗут йәрлик хәлқ ' дәвалса, көчүрүп кәлмигән хитайларниму бу җайлардики йәрлик иқтисадий дарамәтләрни игиливелишқа күшкүртсә, йәрлик земин игилирини 'террорчи' дегән төһмәт билән бастуруп, булаң - талаң қилса, йәрлик хәлқ буниңға нарази болса 'топилаң көтәрди' дәп қораллиқ бастурса, бу мустәмликичилик қилғанлиқ болмамдикән?

Ерик шейхаген әпәндиниң дуняға қойған соали

Ерик шейхаген әпәнди мақалисиниң ахирида, дуня рәһбәрлиригә мундақ соал қойди: хитай әслидә өзиниң земини болмиған шәрқий түркстанни, тибәтни һазир өзиниң қиливалса, буниңға сүкүт қилиш керәкму яки уйғурларниң, тибәтләрниң дуняда мустәмликичиликкә учриған башқа милләтләргә охшаш мустәқиллиқ йолиға меңишини қоллаш керәкму? бу соалға әмди пүтүн дуня җаваб тепиши керәк!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.