Уйғур тиҗарәтчиләр, хенәнликләргә уйғурларниң миллий ғурурини намайиш вә тоқунуш арқилиқ тонутуп қойди
2012.11.29

Чүштин кейин болғанда мәзкур наһийидә тиҗарәт билән шуғуллиниватқан бир түркүм уйғурлар топлишип, вәқәгә наразилиқ билдүрүш үчүн наһийилик һөкүмәт бинасиға қарап йүрүш қилған. Уларниң наразилиқ намайиши, 1000 дин артуқ хитай сақчиниң тосқунлуқиға учриған, нәтиҗидә хитай сақчилири билән уйғур намайишчилар арисида тоқунуш йүз берип, 50 дин артуқ уйғур яриланған, 3 сақчи аптомобили пачақлап ташланған.
Хоңкоңдики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң ашкарилишичә, түнүгүн йәни чаршәнбә күни хенән өлкисиниң җенпиң наһийисидики уйғурлар билән хитай сақчилири арисида тоқунуш йүз бәргән. Вәқәгә бир уйғур аялниң йүзидики ромалиниң бир хитай тәрипидин ечиветилиши сәвәб болған.
Мәлум болушичә, дәсләптә нәқ мәйдандики бир қанчә нәпәр уйғур, мәзкур хитайға етилип берип, униң әдипини бәргән, бу чағда әтраптики йәнә бирқанчә нәпәр хитай маҗираға арилишип, вәқә туғдурғучи хитайға ян басқан. Мәлум болушичә, мәзкур наһийә хитай бойичә таш содисиниң мәркизи болуп, бу наһийидә нөвәттә миңдин артуқ уйғур таш содиси вә башқа тиҗарәтләр билән шуғуллиниду. Түнүгүн мәзкур маҗира йүз бәргәндин кейин көп сандики уйғур лар бир җайға топлашқан. Улар уйғур аялниң йүзидики ромалиниң ечиветилишини, айрим бир тасадипий вәқә дәп қаримастин, хитайларниң уйғурларниң диний етиқади вә миллий өрп-адәтлиригә қилинған һуҗум дәп қариған вә вәқәниң йилтизи хитай дөлитиниң уйғурларға қаратқан миллий вә диний сиясити билән мунасивәтлик дәп қариған. Шуңа улар, бу вәзийәткә наразилиқ билдүрүш үчүн, җенпиң наһийилик һөкүмәткә қарап йүрүш қилған. Әмма улар йол үстидә 1000 дин артуқ хитай сақчиси тәрипидин тосувелинған. Нәтиҗидә икки тәрәп арисида тоқунуш келип чиққан.
Тоқунушта, уйғурлардин 50 дин артуқ киши яриланған; 3 данә сақчи аптомобили пачақлап ташланған. Хоңкоңдики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тәрипидин тарқитилған бу мәлуматниң тоғрилиқини испатлаш үчүн, бүгүн радиойимизниң хитай бөлүми мәзкур наһийигә телефон қилған. Наһийилик сақчи идарисиниң тәшвиқат хадими, вәқә һәққидә тәпсилий мәлумат бәрмигән, әмма вәқәниң йүз бәргәнликини рәт қилмиған, әксичә вәқәниң тәкшүрүлүватқанлиқини билдүргән. Радиомиз мухбири йәнә, җенпиң наһийисидики аһалиләргә телефон қилип, у җайдики уйғурларниң әһвали һәққидә мәлумат игилигән. Аһалиләрдин бири, бу наһийидә уйғурларниң асаслиқи таш содиси билән шуғуллинидиғанлиқини, буниңдин башқа йәнә, ушшақ тиҗарәтчиләрниңму барлиқини, уларниң пәрқлиқ тәқи-турқи вә өрп-адәтлири билән наһийигә һөсн қатқанлиқини билдүргән һәмдә мәзкур наһийидики аһалиләрниң уйғурларға һөрмәтсизлик қилмайдиғанлиқини ейтқан.
Әмма, дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң бу һәқтики қариши башқичә; униң билдүрүшичә, мәзкур вәқә тасадипий йүз бәргән әмәс, хитай ахбаратиниң йиллардин бери, уйғурлар һәққидә сәлбий хәвәр тарқитиши, муқимлиқ вә дөләт пүтүнлүки нами астида хитай пуқралирини уйғурларға қарши күшкүртүши вә уйғурларни ятаққа алмаслиқ қатарлиқ ашкара кәмситиш характеридики түзүм-бәлгилимилири, хитай пуқралирини уйғурларға қарита зораванлиқ қилишқа җасарәтләндүргән. Шуңа хитай өлкилиридики бир қисим хитай пуқралири дөлитиниң уйғурларға қаратқан кәмситиш сияситидин илһамлинип, уларни көзгә илмаслиқ, чәткә қеқиш вә нөвити кәлгәндә һуҗум қилиш вәқәлирини садир қилмақта.
Йәнә дилшат ришитниң билдүрүшичә, хитай пуқралири уйғурларни кәмситсә яки уйғурларға һуҗум қилса өзлириниң җазаланмайдиғанлиқини яки йәңгил җазалинидиғанлиқини билгәчкә, уйғурларға йолсизлиқ қилиш вә зораванлиқ қилиштин қорқмайду. Биз йәнә дилшат ришиттин, мәзкур намайишқа қарита көз қаришини соридуқ. Дилшат ришитниң қаришичә, хенәндики уйғур тиҗарәтчиләрниң намайиши вә һөкүмәт бинасиға қарап йүрүши, тамамән һәқлиқ. Бу өзиниң вә өзлириниңла әмәс, пүтүн уйғур миллитиниң авазини яңратқанлиқ, миллий ирадисини вә ғурурини намаян қилғанлиқ вә миллий иззәт-һөрмитини қоғдиғанлиқ.