Сақчи орунлириниң вивискилиридин бирдәк ғайиб болуватқан уйғур тил-йезиқи
2012.12.20
Уйғурчә тор бәтлиридә арқа-арқидин көрүлүватқан инкаслардин мәлум болушичә, йеқинда уйғур аптоном райониниң һәрқайси җайлиридики сақчиханиларниң вивискилири қайтидин рәтләнгән. Йеңи лайиһиләнгән сақчиханиларниң вивискилири шәһәр вә йеза-қишлақларда асасий җәһәттин бирликкә кәлтүрүлгән. Униңда көк рәңлик тәглик үстигә хитайчә “гуңән” вә инглизчә “полис” дегән хәтләр ақ рәңдә йезилған, оттуриға сақчи гириби чүшүрүлгән. Кишини һәйран қалдуридиған йери шуки, уйғур тил-йезиқи шәһәрләрдики сақчиханиларниң вивискилиридин бирдәк ғайиб болупла қалмастин, бәлки йәнә аһалиси пүтүнләй уйғурлардин тәшкил тапқан йезилардики сақчиханиларниң вивискилиридинму өчүрүлгән. явропада яшаватқан һәдийә ханим бу һәқтә зияритимизни қобул қилип өз қарашлирини оттуриға қойди.
Мәлумки, хитайниң “асасий қануни” һәмдә “миллий территорийилик аптономийә қануни” да хитайдики һәр милләт хәлқиниң, болупму миллий аптономийилик җайларда аптономийә йүргүзгүчи милләт тил-йезиқиниң хитай тил-йезиқи билән баравәр йосунда қоллинилидиғанлиқи ениқ бәлгиләнгән. “җуңхуа хәлқ җумһурийити асасий қануни” ниң 4-маддисида: “җуңгодики һәр милләт хәлқи бирдәк баравәрликкә игә. Һәр милләт хәлқи өз тил-йезиқини ишлитиш вә тәрәққий қилдуруш әркинликигә игә” дәп бәлгиләнгән. “миллий территорийилик аптономийә қануни” ниң 3-баб 21-маддисида: “миллий территорийилик аптономийә йолға қоюлған җайлардики аптономийилик органлар вәзипә иҗра қилғанда өз җайлиридики аптономийә принсиплириға асасән, шу җайда омумйүзлүк қоллинилидиған бир яки бирқанчә хил тил-йезиқни тәң ишлитиду; буниңда алди билән миллий территорийилик аптономийә һоқуқини йүргүзгүчи милләтниң тил-йезиқи асас қилиниду” дәп бәлгиләнгән.
Хитай һөкүмити өзи түзгән қанунлардики мунасивәтлик бәлгилимиләр бойичә, миллий аптономийилик җайлардики барлиқ һөкүмәт алақилири, җүмлидин һөҗҗәтләр, пәрманлар һәмдә вивискилар икки хил тил-йезиқта болуши керәк. Амма дөләт билән хәлқ оттурисидики қанун әһдинамилириниң иҗрачиси болған сақчиханиларниң вивискилиридин уйғур тил-йезиқиниң ғайиб болуши хитайниң уйғур районини башқурушта қанунға әмәс, бәлки сиясәткә тайинидиғанлиқини көрсәтмәктә.
Һәдийә ханим өзиниң бу һәқтики баянлирида мунуларни тәкитлиди:
“әслидә аптономийә қануни бойичә уйғур аптоном районидики һәрқандақ һөкүмәт оргини уйғурчә вә хәнзучә икки хил йезиқта вивиска есиши керәк. Чүнки шәклән болсиму қурулған бу аптономийә уйғурларниң 1940-йиллардики миллий азадлиқ инқилаблириниң вә төккән қанлириниң бәдилигә кәлгән. Уйғур районида аһалиниң асаслиқ қисмини игиләйдиған, аптономийә йүргүзгүчи милләт дәп бәлгиләнгән уйғурларниң тил-йезиқини бир чәткә қайрип қоюп, хитайчә вә инглизчә вивиска есиш һәрқандақ кишиниң каллисидин өтмәйду. Инглиз тили гәрчә дуняви алақә қорали болсиму, лекин уйғур районидики, болупму йеза-қишлақлардики сақчиханиларниң вивискилирида инглизчиға орун берилип, уйғурчиниң ғайиб болуши задила әқилгә сиғмайду.”
Нөвәттә уйғур аптоном районида “қош тиллиқ маарип” намида йәккә тилға йүзләндүрүлүватқан миллий маариптики кризистин башқа, вивискилардинму уйғур тил-йезиқиниң бир-бирләп ғайиб болуши хитайниң уйғур ели сияситиниң ички маһийитини ечип бәрмәктә.