Уйғур тор бәтчилики тәрәққияти һәққидә езиз әйса әпәнди билән сөһбәт
Мухбиримиз меһрибан
2012.05.04
2012.05.04
RFA/Aziz Isa
Уйғур тор бәтчилики тәрәққияти һәққидә езиз әйса әпәнди билән сөһбәт
хитай һөкүмитиниң интернет контроллуқи барғанчә күчәйгән йеқинқи йилларда уйғур тор бәтчиликиниң тәрәққияти вә бу тәрәққият үчүн бәдәл төлигән тор бекәт башқурғучилири һәм тор язғучилириниң 5 - июл үрүмчи вәқәси сәвәблик түркүм - түркүмләп хитяй түрмилиригә солиниши қатарлиқлар уйғур вәзийитини көзәткүчиләрниң диққәт обйекти болмақта.
Төвәндә диққитиңлар мухбиримиз меһрибанниң уйғур тор бекәт тәрәққияти һәм уйғур тор бекәт башқурғүчилири һәққидә хәлқара уйғур қәләмкәшлири җәмийитиниң даимий һәйәт әзаси езиз әйса әпәнди билән елип барған сөһбәт хатирисидә болсун.
Бүгүн 4 - май хәлқара ахбарат әркинлики күни. Ундақта, хитай һөкүмитиниң контроллуқи астидики уйғур елидә ахбарат әркинлики һәм пуқраларниң пикир әркинлики қандақ чәклимиләргә учраватиду?
Хәлқара уйғур қәләмкәшлири җәмийитиниң даимий һәйәт әзаси езиз әйса әпәнди, йеқинда “уйғур торбәтчиликигә омумий нәзәр” намлиқ мақалини елан қилған болуп, мақалидә 5 - июл үрүмчи вәқәсидин илгирики һәм кейинки уйғур тор бәтчиликиниң тәрәққияти һәм уйғур тор бекәт башқурғучилири һәққидә тохталған.
Езиз әйса әпәнди мақалисидә, нуқтилиқ һалда хитай һөкүмити контроллуқи астидики уйғур дияриниң тор бәт тәрәққияти һәққидә тохталған. У мақалисидә уйғур тор бекәт тәрәққиятини 5 - июл үрүмчи вәқәсидин илгирики нисбәтән әркин тәрәққият басқучи һәм 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейинки қаттиқ контроллуқ астидики тәрәққият басқучи дәп икки басқучқа бөлүп, уйғур тор бәт тәрәққияти һәққидә бир қәдәр тәпсилий мәлумат бәргән.
Езиз әйса әпәнди оттуриға қойған материяллардин мәлум болушичә, учур дәвридики тунҗи интернет тор бекити 1991 - йили8 - айниң 6 - күни британийилик бемерс - лее тәрипидин қурулған. Уйғур тор бекәт тәрәққиятиму 90 - йилларниң оттурилирида хәлқара интернет тәрәққиятиға мас қәдәмдә тез илгирилигән. Уйғур дияридики тунҗи тор бекити 1999 - йили ниҗат әпәнди тәрипидин ечилған аммиви тор бекити “маканим” дин тәрәққий қилип, 2005 - йилиға кәлгәндә уйғур елидә мәвҗут тор бекәтлириниң сани 4200 гә йәткән.Хитайниң һөкүмәт даирилири тәрипидин чиқирилидиған “компютер вә турмуш” журнилиниң 2005 - йиллиқ 1 - санидики хәвиридә, шу йили уйғур аптоном районида тизимға елинған тор бекәтлири 1777 гә йәткән болуп, буниң ичидә 800 дин артуқ тор бекитиниң уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләрниң тор бекити икәнлики оттуриға қоюлған.
Мақалә аптори езиз әйса әпәнди, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин илгирики уйғур тор бәт тәрәққияти һәққидә тохтилип, хитай һөкүмити интернет саһәсини контрол қилишта йолға қойған түрлүк қаидә - низам, қануни бәлгилимиләр күчәйгән шараиттиму, маканим, сәбиләр,диярим, сәлкин қатарлиқ уйғур тор бекәтлириниң уйғур етиқади,өрп - адити, мәдәнийити, уйғур тили,маарипи, пән - теника, сода - елан, компютер техникиси һәм чәтәлләрдики уйғурларға мунасивәтлик учурларни вәтән ичидики уйғурларға йәткүзүш қатарлиқ мол мәзмунлири һәм юқири сүпәтлик техникиси билән әйни йиллиридики хитайниң интернет саһәсидә нисбәтән юқири тәрәққият сәвийиси яратқанлиқини илгири сүрди.
Езиз әйса әпәнди бейҗиң милләтләр университетиниң дотсинти илһам тохти әпәнди тәрипидин қурулған уйғур биз тор бекити һәм бу тор бекитиниң уйғурлар һаятида ойниған роли һәққидә алаһидә тохталди.
Езиз әйса әпәнди өз баянида уйғурбиз тор бекитиниң уйғур өрп - адити һәм мәдәнийитини тонуштуруштин башқа техиму муһими хәлқарадики әң йеңи учурларни уйғурларға тонуштуруш, уйғурларниң әһвалини хитай җәмийитигә билдүрүш, шундақла башқа уйғур тор бекәтлиридә яндап өтүп кетилгән, уйғурларни хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамиси һәм хитай һөкүмити өзи түзгән қанун, низамлар арқилиқ өзиниң миллий кимлики һәм кишилик һоқуқини қоғдашқа чақириш қатарлиқ җәһәтләрдә уйғур җәмийитидә түрткилик рол ойниғанлиқини тәкитлиди.
Езиз әйса әпәнди “уйғур торбәтчиликигә омумий нәзәр” намлиқ мақалисидә,2009 - йилдики 5 - июл вәқәси мәзгилидә хитай һөкүмити тәрипидин, 5 - июл наразилиқ һәрикитиниң йүз беришидә қутратқулуқ қилған дәп әйиблинип, буйруқ билән тақалған тор бекәтлири һәм қолға елинған уйғур тор бекәт башқурғучилири, тор язғучилири һәққидә тохтилип, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай һөкүмити тәрипидин тақалған уйғур тилидики тор бекәтлириниң 200дин ашидиғанлиқини, ашкара сотлинип хитай һөкүмәт мәтбуатлирида исми елан қилинғанлар 20дин артуқ болсиму, әмма йәнә хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинип, кимлики ашкариланмай мәхпий сотлинип түрмиләрдә йетиватқан тур бекәт башқурғучилири һәм тор язғучилириниң саниниң 300дин ашидиғанлиқини оттуриға қойған.
Сөһбәт җәрянида езиз әйса әпәнди бу һәқтә тохтилип, мақалисидә тилға елинған санлиқ мәлуматларниң әйни вақитта 5 - июл вәқәси һәм хитай һөкүмити тәрипидин тақалған тор бекәтлири һәққидә нисбәтән әтраплиқ учур бәргән әркин асия радиоси қатарлиқ хәлқара мәтбуатларниң хәвәрлири, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлири тәрипидин елан қилинған санлиқ мәлуматлардин башқа йәнә, хәлқара уйғур қәләмкәшлири җәмийитиниң, диярим тор бекитиниң әнглийидики саһиби дилмурат пәрһат әпәнди қатарлиқлардин биваситә игилигән учурлири асасида тәйярланғанлиқини билдүрди.
Езиз әйса әпәнди йәнә нөвәттә хәлқара уйғур қәләмкәшлири җәмийитиниң 5 - июл үрүмчи вәқәсидә қолға елинип, мәхпий сотланған уйғур тор башқурғучилириниң һәқиқи санини ениқлашқа тиришиватқанлиқини билдүрүп, уйғур тор бекәт тәрәққияти үчүн бәдәл төлигүчиләрни ениқлап чиқишниң, уйғурларниң кишилик һоқуқиниң дәпсәндә қилиниватқанлиқиниң муһим пакитлиридин бири икәнликини тәкитлиди.
Езиз әйса әпәнди мақалисидә, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейинки қаттиқ контроллуқ астидики уйғур тор бекәтлириниң йеңи тәрәққият йөнүлүши һәм шәхси блогларниң әһвали һәққидиму бирқәдәр әтраплиқ мәлумат бәргән.
Езиз әйса әпәнди бу һәқтә тохтилип, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин қурулған уйғур тилидики тор бекәтлири ичидә “окян тор бекити” қатарлиқларниң мәзмун һәм техника җәһәттә нисбәтән алдинқи орунда туридиғанлиқини, ундин башқа йеңи бир әвлад уйғур яшлири тәрипидин қурулуватқан шәхси блогларниң тәрәққиятиму нисбәтән тез болуватқанлиқини тәкитләп, өзиниң уйғур тор бәтчиликиниң бундин кейинки тәрәққиятиға нисбәтән үмидвар позитсийисини ипадилиди.
Мунасивәтлик улиниш:
http://www.uyghurpen.org/uy/Uyghur_torbetchilikige_omumiy_nezer.html