Адәмни ойға салидиған “орта асиялиқ уйғурлар” аталғуси
2013.01.02
Уйғур тилида омумлашқан бу йеңи аталғу кейинки вақитларда уйғур елидики уйғурлар арисида “шинҗаңлиқ уйғурлар” вә “орта асиялиқ уйғурлар”, чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар арисида “вәтәнлик уйғурлар” вә “орта асиялиқ уйғурлар” дегән йеңи аталғуларниң пәйда болушиға сәвәб болди.
Җуғрапийилик илим нуқтисидин алғанда асияниң йүрики һесабланған уйғур ели бүгүнки сиясий җуғрапийидә тутқан орни сәвәблик охшимиған категорийиләргә мәнсуп болуп кәлди.
“орта асия” уқуми сабиқ совет иттипақи заманида өз территорийисигә қарашлиқ қирғизистан, өзбекистан, түркмәнистан вә таҗикистан қатарлиқ тар даиридики җуғрапийини өз ичигә алатти. Қазақистан земинниң көп қисми шималға қарап созулғанлиқи билән орта асия даирисигә киргүзүлмигән болса, уйғур елиниң сиясий орни җәһәттә хитайға тәвәлики билән орта асия җуғрапийисигә киргүзүлмигән иди. Совет иттипақи парчиланғандин кейин пәйда болған бир қисим өзгиришләр орта асия җуғрапийисигә қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, түркмәнистан, таҗикистан қатарлиқ йеңидин мустәқил болған бир қисим яш дөләтләрни әза қилип таллиди. Әмәлийәттә орта асия уқуми бүгүнки күндә тар вә кәң мәнидики җуғрапийини өз ичигә алған болуп, тар мәнидики орта асийә юқирида тилға алған 5 дөләтни көрсәтсә, кәң мәнидики орта асия юқирида тилға алған 5 дөләттин сирт афғанистан, уйғур ели, тибәт вә моңғулийигә созулған кәң земинни өз ичигә алмақта. Орта асия тәтқиқати нуқтисидин алғанда уйғурлар вә уйғур ели орта асия тәтқиқат даирисидики муһим саһәләрниң бири болсиму, әмма сиясий җуғрапийидә шәрқи асияға тәвә болған хитайға мәнсуп болуштәк бәхтсизлики сәвәблик хәлқарада бирликкә кәлгән орта асия тәтқиқатида көпинчә һалда көңүлдин йирақ йетим балиға айлинип қалмақта.
Әслидә уйғурларниң нәдин кәлгәнликини пәрқләндүрүш үчүн аңсиз һалда қоллинилған “орта асиялиқлар” аталғуси әслидин өзлирини орта асия җуғрапийисидә вә орта асия мәдәнийәт чәмбирикидә һес қилип кәлгән уйғур елинған тәвә уйғурларда бәзи соалларни пәйда қилмақта. Уларниң қаришичә уйғурлар әзәлдин орта асия җуғрапийисигә тәвә хәлқ туруқлуқ бүгүнки күндә башқиларни“орта асиялиқлар” дәп аташ худди өзлирини орта асияға тәвә әмәс, бәлки шәрқи асияға тәвә хәлқ дегәндәк биарам туйғу пәйда қилидикән. Һазир финландийидә яшаватқан бир уйғур бу һәққидики көз қаришини баян қилди.
Бәзи уйғурларниң баян қилишичә, қармаққа бу аталғуни қоллишиш яки қолланмаслиқ анчә муһим әмәстәк көрүнсиму, әмма йирақни нәзәргә алғанда хитай һөкүмитиниң уйғурлар арисида бөлгүнчилик амиллирини пәйда қилишта бәзи актип амилларни пәйда қилип қелиши мумкин икән. Әмма йәнә бәзи уйғурлар, бу хәлқара елим саһәсидиму һәл қилинмиған мурәккәп мәсилә болуп, уйғур елини өз ичигә алған яки уйғур ели сиртта қалмиған йеңи бир аталғуни пәйда қилиш анчә асанға тохтайдиған иш әмәс икән. Биз бу һәққидә шветсийидә яшаватқан бир уйғур зиялийсиниң пикрини алдуқ.
Униң баян қилишичә, һазир уйғурларда аталғу ишлитиш саһәсидә хели көп қалаймиқанчилиқлар мәвҗут болуп, буни һәл қилиш йәнила уйғур зиялийлириниң зиммисидики вәзипиләрниң бири икән.