Уйғур елидики вәқәләрни иқтисадий ислаһатлар билән һәл қилғили болмайду

Көзәткүчиләр болса уйғур райондики мәсилиниң иқтисадий мәсилә әмәс, бәлки бир миллий мәсилә икәнликини билдүрүшмәктә.
Мухбиримиз ирадә
2011.08.08
urumchi-herbi-305.jpg Һәрбий һаләттики үрүмчи. 2009-Йили.
www.guardian.co.uk

-Июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай даирилири уйғур елиниң иқтисадини юқири көтүрүш арқилиқ районда мәңгүлүк әминликни бәрпа қилиш сияситини йолға қойған иди. Улар уйғур елиниң иқтисадини яхшилап, хәлқ турмушини юқири көтүрүш арқилиқ районда муқимлиқни ишқа ашурушни тәшвиқ қилған. Әмма хитай даирилири уйғур елидә һалқима тәрәққият пиланини йолға қоюп, уйғур елини “түрләр бойичә ярдәм бериш сиясити” бойичә ичкиридики 19 өлкигә бөлүп бәргәндин кейинму өзи тәшвиқ қиливатқан муқимлиқни йәнила ишқа ашуралмиди. Үрүмчи вәқәсиниң икки йиллиқи сүкүт ичидә хатирилиниватқан ашу күнләрдә, хитай ташқи ишлар министири хәлқараға “уйғур елидә хәлқ хушал, вәзийәт муқим” дәп баянат берип аридин узун өтмәйла хотән вә қәшқәр вилайәтлиридә арқа-арқидин вәқә мәйданға кәлди. Һәр икки вәқәдә вәқә пәйда қилғучи уйғурларниң хитай даирилирини вә хитай пуқралирини нишан қилғанлиқи илгири сүрүлди. Хитай даирилири хотәндики вәқәдә 14 уйғурни, қәшқәрдики вәқәдә икки уйғурни етип өлтүрди.

Хотән вә қәшқәрдин ибарәт уйғурларниң нопуси бир қәдәр зич вә қоюқ миллий алаһидиликкә игә болған бу икки шәһәрдә келип чиққан вәқәләр хитай даирилирини қаттиқ биарам қилған болуп, вәқәдин кейин районда җиддий һаләт йүргүзүлүп, дукан вә һөкүмәт органлириниң бир қанчә күн тақалғанлиқи хәвәр қилинди. Хитай даирилири һәр иккила вәқәни террорлуқ билән әйиблиди, һәтта қәшқәрдики вәқә пәйда қилғучиларниң бириниң пакистанда тәрбийиләнгәнликини илгири сүрди. Улар ички җәһәттә вәқәгә даир учурларни қаттиқ қамал қилған болса, сиртқа қаратқан тәшвиқатида, вәқәниң уйғур райониниң һазирқи яхши вәзийитини, тәрәққиятини көрәлмәйватқан бир учум бөлгүнчи террорчилар тәрипидин пәйда қилинғанлиқини, буниң районниң һазирқи яхши вәзийитигә вәкиллик қилалмайдиғанлиқини илгири сүрди. Хитайниң һөкүмәт авази болған шинхуа, хәлқ гезити, бейҗиң һәптилики қатарлиқ ахбарат васитилиридә хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур райониға көпләп мәбләғ селип, аләмшумул иқтисадий ислаһатларни елип бериватқанлиқини, бу арқилиқ районда милләтләр иттипақлиқини илгири сүрүп, муқим вә баяшат бир вәзийәт яритиватқанлиқини тәшвиқ қилишқа башлиди.

Хотән вә қәшқәрдики вәқәләрдин кейин хитай даирилириниң хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур райониға селиватқан иқтисадий мәбләғлириниң райондики хәлққә бәхт елип келиватқанлиқи, уйғурларға иш имкани яритип, хәлқниң турмуш сәвийисини юқири көтүрүватқанлиқидәк тәшвиқатни йәниму бир һәссә күчәйткәнлики көрүлмәктә. Әмма чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири болса мәсилиниң ялғуз иқтисадий бир мәсилә икәнликини рәт қилмақта. Сабиқ шәрқий түркистан миллий қурултийиниң рәиси, пешқәдәм сиясәтчи әнвәрҗан әпәнди оз көз қаришини оттуриға қойди

Хотән вә қәшқәрдә мәйданға кәлгән вәқәләрдин кейин чәтәлләрдики һәрқайси ахбарат васитилиридиму уйғур елидә немә үчүн бундақ вәқәләр мәйданға келиду, дегән темини чөридигән һалда мулаһизиләр елан қилинди. Мулаһизидә көз қаришини баян қилған чәтәллик мутәхәссисләр уйғур елидики мәсилиниң негизиниң хитай һөкүмииниң райондики миллий сиясити билән мунасивәтлик икәнликини муәййәнләштүрди. Мәсилән, хоңкоңда чиқидиған “җәнубий җуңго сәһәр гезити” дә елан қилинған мулаһизидиму, хоңкоң униврситетиниң профессори чең йүшең вәқә һәққидә өз пикрини баян қилип: хитай һөкүмити уйғурлар үстидин йүргүзүватқан маарип, тил, диний сиясәтлирини өзгәрткини йоқ, мәркизи һөкүмәтниң илгирики вәқәләрдин дәрс алмиғанлиқи толиму әпсуслинарлиқ бир әһвал, дегән. Профессор чең йүшиң йәрлик хәлқләрниң һечқандақ һәқ-һоқуқиниң йоқлуқидин шикайәт қилидиғанлиқини әскәрткән.

Пешқәдәм сиясәтчи әнвәрҗан әпәндиму хитай һөкүмити уйғурларға һәқиқий һәқ-һоқуқлирини бәргән чағдила уйғур районида милләтләр иттипақлиқиниң шәкиллинип, муқим вәзийәт бәрпа қилғили болидиғанлиқини ейтти.

Дәрвәқә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики муһим органлиридин бири болған шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси, оттура асия тәтқиқатлири бөлүминиң башлиқи пән җипиң “җәнубий җуңго сәһәр гезити” гә бәргән баянатида райондики намратлиқ әһвалиниң йүз бериватқан вәқәләрниң асаслиқ сәвәбчиси әмәсликини тәкитлигән. У сөзидә “хитайда шинҗаңдинму намрат җайлар бар, әмма у йәрдә бундақ вәқәләр чиқмайду, мәнчә бу йәрдики вәқәләр көпрәк етник мәсилигә четишлиқ” дегәнни етирап қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.