Бәшинчи июл үрүмчи вәқәсидин кейинки өзгиришләргә нәзәр

Уйғурлар сиясий җәһәттин бастурулуп, иқтисадий җәһәттин ханивәйран қилинған болсиму, хитай һөкүмитигә қаратқан қаршилиқ һәрикәтлири техиму қәтийләшкән.
Мухбиримиз вәли
2011.07.05
Urumqi-Guangdong-Qanliq-weqesi-305 2009- Йилидики "шавгуән вәқәси" вә "үрүмчи вәқәси" дин көрүнүшләр.
Youtube Дин елинған сүрәтләр.

2009-Йили бәшинчи июл үрүмчи вәқәсидин буянқи икки йил ичидә, хитайниң уйғурлар билән болған мунасивитидә қандақ өзгириш пәйда болғанлиқини, мәсилән, гәрчә хитайниң уйғурларни бастуруш үчүн қоллинидиған аталғулирини йеңилап, тәдбирлириниң шәклини өзгәртип турған болсиму, әмма әң муһими, хитайниң уйғурларни сиясий җәһәттин бастуруш, иқтисадий җәһәттин ханивәйран қилиш сиясити маһийәт җәһәттин өзгәргән яки өзгәтмигәнликини, уйғурларда қандақ өзгириш болғанлиқини дуня үзлүксиз һалда көзитип келиватиду.

Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, хәлқара кәчүрүм тәшкилати бүгүн хитайниң, бәшинчи июл үрүмчи вәқәсидин буянқи икки йил ичидә, вәқәниң һәқиқий қияпитини дуняға ашкарилашни рәт қилип җим турувалғанлиқини әйиблиди. Дуняда уйғурлар барлики дөләтләрдә бүгүн, уйғурлар бәшинчи июл үрүмчи вәқәсиниң икки йиллиқини хатириләп, хитайниң әлчиханилири алдида намайиш өткүзүп хитайни, 2009-йилидики бәшинчи июл үрүмчи вәқәсиниң һәқиқий қияпитини дуняға ашкарилашқа, тутқан, азаблиған, һәрхил баһанә билән өлтүргән, һазир техичә түрмиләрдә қанунсиз тутуп туруватқан адәм санини әйнән мәлум қилишқа қистиди. Уйғурлар шундақла хәлқара тәшкилаттин, хитай һөкүмити2009-йилидики бәшинчи июл үрүмчи вәқәсидә 197 адәм өлди, 1721 адәм тутулди дәп елан қилған сахта санлиқ мәлумат үстидә вә уйғурларға қилған һәрхил төһмәтләр үстидә мустәқил тәкшүрүш елип беришни тәләп қилди.

Б б с ниң баян қилишичә, хитай һөкүмити бәшинчи июл үрүмчи вәқәсидин кейин икки йил өткәндиму, хитайниң уйғурларға қаратқан юқири бесимлиқ сияситидә қилчә өзгириш болмиди. Худди хәлқара кәчүрүм тәшкилати баян қилғандәк, бейҗиң һөкүмити мушу икки йилдин буян, бир тәрәптин 2009-йилидики бәшинчи июл үрүмчи вәқәсиниң һәқиқий көрүнүшини дуняға ашкарилашиқа қаттиқ тосқунлуқ қилип, йәнә бир тәрәптин сиясий көз қариши хитай һөкүмити билән охшимайдиған кишиләрни бастурушни тәң йолға қоюп келиватиду. Гәрчә хитай “шинҗаң” дегән намни қоллинип, дунядики 160 дөләт билән сода мунасивити орнитип болған вә буниңдин кейин уйғур юртлирини ғәрбкә йүрүш қилидиған көврүк қилишни пиланлаватқан болсиму, әмма хитайниң уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ башқа милләтләргә изчил қоллинип келиватқан бастуруш сиясәтлири, хитайниң дуня билән болған алақисигә дипломатийә җәһәттин тәсир көрситиватиду.

Дуня уйғур қурултийиниң хәвәр қилишичә, италийидә чиқидиған “темпи” гезитиниң әйни вақитта үрүмчи, қәшқәрләрдә зиярәттә болған фото мухбирлири йеқинда, хитай қораллиқ қисимлири үрүмчидә уйғурларни кочиму-коча, мәһәллиму-мәһәллә издәп йүрүп тутуп, вәһшийлик билән уруп-чәйлигән, өлтүргән вә хитай көчмәнлири йәрлик уйғурларға һуҗум қилған көрүнүшләрни хатириливалған синалғу материяллирини, қәшқәрдә уйғурлар йәттинчи июл күни “хәлқ мәйдани” да өткүзгән намайишта, хитай қораллиқ қисимлири нәқ мәйдандин 50 нәччә уйғурни тутқун қилған көрүнүшләрни хатириливалған синалғу материяллирини дуня уйғур қурултейиға бәрди.

Бүгүн хитайниң үрүмчи тори, коммунист хитайниң шинҗаң партком секретари җаң чүншән бәшинчи июл үрүмчи вәқәсииниң икки йиллиқ хатирә күнлиридә кәчлик базарларға берип, хәлқ билән сөһбәтләшкән көрүнүшләрни бесип, шуарқилиқ дуняға үрүмчини, җәмийәт тәртипи аллиқачан әслигә кәлгән, һазир тинч, ават болуп кәтти дәп көрситишкә теришқан болсиму, әмма өзлирини үрүмчи аһалиси дәп атиған хитайларниң радиойимизниң хитайчә шөбисигә сөзләп беришичә, бәшинчи июл үрүмчи вәқәсииниң икки йиллиқ хатирә күнлири йетип келиватқанда, хитай һөкөмити үрүмчидә коча чарлайдиған әскәрлирини һәссиләп көпәйткән, хәлққә “җинайәт тоқуш” үчүнла қоллинидиған интернет видио аппаратлиридин йәнә 40 миңни көпәйткән. Мушу күнләрдә кочиларда әркин йүридиған хәлқниң сани азлап кәткән. Җаң чүншән барди дейилгән “кечилик базар”ларниң һәммиси ялған көрүнүш. Әмәлийәттә мушу күнләрдә үрүмчини қорқунчлуқ түс қаплиған.

Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, гәрчә хитай һөкүмити муқимлиқни сақлашта қорал күчи қоллинишни чәктин ашурувәткәнликини техи иқрар қилмиған болсиму, әмма коммунист хитай һөкүмитиниң контроллуқидики “йәр шари вақит гезити” һазир хитай һөкүмитиниң, муқимлиқни сақлашта қорал күчи қоллиниши чәктин аштиму -қандақ дегән мәсилини ойлиниватқанлиқини, мәлум бир қануншунас профессорниң еғзи арқилиқ ашкарилап қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.