Уйғурларни бейитиш арқилиқ муқимлиққа капаләтлик қилиш - нәтиҗә қазиналмайдиған тәдбир
Мухбиримиз әкрәм
2009.09.10
2009.09.10
www.nytimes.com Дин елинди. Photo: David Gray/Reuters
Ху җинтав зияритини ахирлаштуруштин илгири, "шинҗаңниң иқтисадини тиздин тәрәққи қилдуруш, аз санлиқ милләтләрни бейитиш арқилиқ, муқимлиққа капаләтлик қилиш" шуарини оттуриға қойған иди. Ваң лечуән гуруһи бүгүн бу шуарни шәрқий түркистанниң шәһәр - наһийилиридин йеза - қишлақлириғичә тәшвиқ қилип, җәмийәт муқимлиқиға капаләтлик қилмақчи болған болсиму, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлириниң шәрқий түркистанниң һәммила йеридә охшимиған усул вә көләмдә давам қилишини чәкләп қалалмиған.
Бүгүн вәтәндин бивастә алған мәлуматларға асасланғанда, пүтүн шәрқий түркистан тәвәсидә компартийигә садиқ болуш, шинҗаңни гүлләндүрүп, муқимлиққа капаләтлик қилиш тәшвиқати кәң қанат яйдурулған. Хитай мәркизи комитети 8 - айниң 30 - күни шинхуа тори арқилиқ изаһлиған "партийиниң парлақ нури астида, һәр милләт хәлқи бәхткә еришти" сәрләвһилик омуми баяннамиси өгиниш темиси қилинип, хитай һөкүмитиниң әзәлдин аз санлиқ милләтләр раюниға зор ғәмхорлуқ қилип кәлгәнлики вә бундин кейин йәниму ғәмхорлуқ қилидиғанлиқи тәшвиқ қилинған. Уйғурлардики намратлиқ, ишсизлиққа хатимә берилидиғанлиқи һәдәп тәкитләнгән.
Бу хил тәшвиқат 5 - июл қанлиқ қирғинчилиқи пәйда қилған җараһәткә мәлһәм болаламду? уйғур - хитай оттурисидики зиддийәткә хатимә берәләмду? уйғурлар бейиса, хитай билән бир аилә болуп инақ яшап кетәләмду?
5 - Июл вәқәсидин кейин, уйғур - хитай оттурисидики йошурун зиддийәтниң партлап чиққанлиқини, хитай һөкүмитиниң "милләтләр иттипақ" дегән чүмпәрдисиниң йиртип ташланғанлиқини, иқтисади параванлиқниң уйғурлардики хитайға болған тарихи өчмәнликни юйиветәлмәйдиғанлиқини вә уйғурларниң хитай мустәмликисидин қутулуш ирадисини тәвритәлмәйдиғанлиқини тилға алған германийидики уйғур зиялийси аблимит турсун әпәнди, бу тема һәққидә өз чүшәнчисини оттуриға қоюп өтти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.