Керийә наһийиси вә атушниң маралбеши билән чегрилинидиған районлирида йәр тәвриди
2012.08.13
Атуш-маралбеши чеграсидики йәр тәврәшни пәйзаватниң шекәр йезиси вә маралбешиниң сәнпенко базиридики аһалиләр һес қилған. Бирақ йәр тәврәш кәлтүрүп чиқарған иқтисади зиян вә өлүм-йитим әһвали һазирға қәдәр мәлум әмәс. Керийидики йәр тәврәш тағлиқ районда йүз бәргәчкә қутқузуш ишлириға мәлум қийинчилиқларни елип кәлгән.
Хитай йәр тәврәшни көзитиш-өлчәш идариси хотәнниң керийә наһийисидә йүз бәргән йәр тәврәшни 6.2 Бал, атуш-маралбеши чеграсидики районларда йүз бәргән йәр тәврәш апитини 5.2 Бал дәп елан қилған. Бирақ франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка геологийилик тәкшүрүш оргини керийидики йәр тәврәш апитиниң тәврәш дәриҗиси 6.3 Бал икәнликини билдүргән. 12-Авғуст кәч саәт 6:47 минут өткәндә йүз бәргән керийә наһийисидики йәр тәврәшниң тәврәш мәркизи мәзкур наһийиниң атчан йезисиға қарашлиқ полу кәнти әтрапида болуп, полу кәнти тибәтниң алий вилайитигә қарашлиқ гәйзе наһийиси билән чегрилиниду.
Хитай йәр тәврәшни көзитиш-өлчәш идариси полу кәнтидә 1-қетимлиқ йәр тәврәш йүз берип икки минуттин кейин 4.8 Бал қалдуқ йәр тәвригәнлики, буниңдин 4 минут өткәндин кейин 2-қетимлиқ қалдуқ йәр тәвригәнлики, һәр икки қетимлиқ қалдуқ йәр тәврәш мәркизиниң полу кәнти билән тибәтниң гәйзе наһийиси чегрилинидиған тағлиқ районға тоғра келидиғанлиқини илгири сүргән.
Керийә наһийилик һөкүмәтниң исмини ашкарилашни халимайдиған бир хадими, йәр тәврәш кәлтүрүп чиқарған бузғунчилиқ, өлүм-йитим вә ярилиниш әһвали мәлум әмәсликини, наһийилик һөкүмәтниң әһвални игиләп келишкә тәкшүрүш гурупписи йоллиғанлиқини билдүрди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, америка геологийилик тәкшүрүш оргини йәр тәврәш мәркизиниң тәврәш чоңқурлуқини 9 километир, дәп елан қилған. Бирақ, хитай йәр тәврәшни көзитиш-өлчәш идариси йәр тәврәш мәркизиниң тәврәш чоңқурлуқи 30 километир икәнликини илгири сүргән. Даириләр йәр тәврәш деңиз йүзидин 4800 метир егизликтики адәм яшимайдиған тағлиқ районда йүз бәргәнликини қәйт қилсиму, бирақ керийә наһийисиниң әһвалидин хәвәрдар затлар йәр тәвригән районда йәрлик чарвичи вә канчиларниң барлиқини билдүрмәктә.
Полу, йәр тәврәш мәркизигә әң йеқин кәнт. Хитай йәр тәврәшни көзитиш вә өлчәш идариси тәврәш мәркизи билән полу кәнтиниң арилиқи 70 километир келидиғанлиқини билдүргән. Мәзкур кәнт хотән билән тибәтни туташтуруп турғучи қарақурумдики тағлиқ район йипәк йолиниң бири болған һатәм паша йоли (керийә-тибәт йоли)ға җайлашқан муһим түгүн. Һәйвәтлик қарақурум тағлирини вә униң әтрапидики қағҗирап кәткән чөл далаларни тәбиий тосуқ қилған мәзкур районниң қатнашқа қулайсизлиқи, ташқи дунядин хали, аһалиси тарқақ болуштәк хилвәт җуғрапийилик хаслиқи қутқузуш хизмитигә мәлум қийинчилиқларни елип келиши мумкин.
Гәрчә хитай ахбарат васитилири йәр тәврәш апити һәққидики хәвәрлиридә, қутқузуш хизмити елип бериливатқанлиқини илгири сүргән болсиму, бирақ керийә наһийилик һөкүмәтниң юқириқи хадими қутқузуш буюмлириниң техи йәр тәврәш райониға йолланмиғанлиқини билдүрди.
Керийидики йәр тәврәш апити, уйғур аптоном районида 24 саәт ичидә йүз бәргән 2-қетимлиқ йәр тәврәштур. Буниңдин бир күн аввал йәни шәнбә күни чүштин кейин, атуш билән маралбеши наһийисиниң чеграсидики районларда йәр тәвригән. Хитай йәр тәврәшни көзитиш вә өлчәш идариси бу райондики йәр тәврәшни 5.2 Бал, дәп елан қилған болсиму, лекин америка геологийилик өлчәш оргини йәр тәврәш дәриҗисиниң 5.3 Бал икәнликини вә йәр тәврәш мәркизи йәкәнгә 188 километир келидиғанлиқини билдүргән.
Хитай йәр тәврәш идариси тәврәш мәркизиниң маралбеши наһийә базириға 39 километир келидиғанлиқи, йәр тәврәшни пәйзаватниң шекәр йезиси вә маралбешиниң сәнпенку базиридики аһалиләрниң һес қилғанлиқи, сәнпенку базирида бир қәдәр күчлүк һес қилинғанлиқини илгири сүргән. Биз йәр тәврәш әһвалини игиләшкә қизиқип сәнпенку базарлиқ һөкүмәткә телефон қилған болсақму, лекин мәзкур һөкүмәтниң бир хитай хадими мәлумат беришни рәт қилди.
Хитай ахбарат васитилириниң бу һәқтики хәвәрлиридә, даириләрниң йәр тәврәштин кейин дәрһал аптоном район, қизилсу, маралбеши, ақчи наһийисидики мунасивәтлик органларни сәпәрвәр қилип, йәр тәврәш районида йүз бәргән бузғунчилиқ әһвалини тәкшүрүшкә адәм йоллиғанлиқи, бирақ һазирға қәдәр бузғунчилиқ әһвали, өлгән, яриланғанларниң бар-йоқлуқи һәққидә һечқандақ мәлумат тапшурувалмиғанлиқини билдүргән. Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит хитай даирилириниң қутқузуш хизмитини кечиктүргәнликини тәнқидләп, керийиниң тағлиқ райони вә атуш-маралбеши чеграсидики чәт йезиларға қутқузуш буюмлирини йоллашқа, чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң апәткә учриған районларға ярдәм қилишиға йол қоюшқа чақирди.
Бирақ, хитай һөкүмити чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң уйғур илидики апәт йүз бәргән районларға ярдәм қилишиға йол қоюш чақириқини изчил рәт қилип, апәткә учриған уйғурларниң бу хил ярдәмни қобул қилишини чәкләп кәлгән.