'Уйғурбиз' тор бекитиниң башқурғучиси муһәммәт абдулла из ‏- дерәксиз йоқап кәткән

Хитай мәркизи хәлқ радио истансиси уйғур бөлүминиң мухбири, "уйғурбиз" тор бекитиниң башқурғучиси муһәммәт абдулла из ‏ - дерәксиз йоқап кәткән. Тор саһиби илһам тохти муһәммәт абдулла вә мәзкур тор бекитидики бәзи хадимларниң һазирға қәдәр из ‏ - дерики йоқлуқини билдүрди.
Мухбиримиз әркин
2009.08.26
Uyghurbiz-torbet1-305 Бейҗиңдики мәркизи милләтләр университетиниң оқутқучиси, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтиниң башқурушидики " уйғурлар торда " намлиқ тор бетиниң баш бәт көрүнүши.
www.uighurbiz.cn

Уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри бейҗиңдики "уйғурбиз" тор бекитини ашкара әйибләп, 5‏ - июлдики үрүмчи вәқәсиниң бир қисим җавабкарлиқини мәзкур тор бекитигә артқан иди. Шуниңдин кейин тор саһиби, бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң профессори илһам тохти нәзәрбәнт астиға елинип, "уйғурбиз" тор бекитиниң мәмликәт ичидә тарқитилиши чәкләнгән.

Хитай һөкүмити йеқинда илһам тохтиға қаритилған нәзәрбәнтни бикар қилди. Илһам тохти болса "уйғурбиз" тор бекитидики хадимларниң һазирға қәдәр из ‏ - дерики елиналмайватқанлиқини билдүрүп, җәмийәтни тор хадимлириниң ақивитигә көңүл бөлүшкә чақириватиду.

Вәқәдин хәвәрдар кишиләр болса "уйғурбиз"тор бекитидики бәзи хадимларниң тутқун қилинғанлиқини, йәнә бәзиләрниң аилә нәзәрбәнти астида тутуп турулуватқан болуш иһтимали барлиқини билдүрмәктә. Һазирға қәдәр из ‏ - дерики болмиған "уйғурбиз" тор бекитидики башқурғучиларниң бири, хитай мәркизи радио истансиси уйғур бөлүминиң мухбири муһәммәтҗан абдулла болуп, униң аилисидикиләр 7 ‏ - айниң оттурлирида уни сақчилар елип кәткәндин бери из ‏ - дерикини алалмиған.

Илһам тохти радиомизниң хитай бөлүмигә бәргән бу һәқтики мәлуматида "униң 7 ‏ - айниң 12 ‏ - күнидин 14 ‏ - күнигичә болған арилиқта башқилар тәрипидин елип кетилгәндин бери қайтип кәлмигәнлики"ни билдүрди.

Муһәммәтҗан абдулла бейҗиң пидагогика университетини пүттүрүп, мәркизи радио истансисиниң уйғур бөлүмидә хизмәт қилатти. У йәнә илһам тохтиниң саһипханлиқидики "уйғурбиз" тор бекити билән "сәлкин" тор бекитиниң башқурғучиси иди. Мәркизи радио истансисидики бир хадим муһәммәтҗан абдулланиң зади ким тәрипидин тутуп кетилгәнлики һәққидики суалларға җаваб бериштин өзини қачурди, лекин униң йеқинқи мәзгилләрдин бери хизмәткә кәлмәйватқанлиқини билдүрди.

Бу хадим, " бу ишларни мән билип кәтмәймән, сиз әтә телефон қилип бақамсиз? мән уни билимән, униң исми муһәммәтҗан абдулла. У һазирғичә кәлмиди. Иһтимал пат йеқинда келип қелиши мумкин. Бу ишларни мән таза билип кәтмәймән" дәйду. Мәркизи радио истансисидики бу хадим, муһәммәтҗанниң қачандин бери хизмәткә кәлмәйватқанлиқи һәққидики суалға "мән буни билмәймән" дәп җаваб бәрди.

"Уйғурбиз" тор бекитиниң нәзәрбәнт астидики йәнә бир тор башқурғучиси турғун аблиз болуп, у аилә нәзәрбәнтидә тутуп турулуватқан болуши мумкин. У чаршәнбә күни радиомиз мухбириниң бу һәқтики суаллириға җаваб беришни рәт қилди. Турғун аблиз уйғур аптоном райони сияси мәслиһәт кеңиши тәрҗимә башқармисиниң хизмәтчиси болуп, у илгири "асия кендики" гезитидә ишләйтти. Даириләр уни бу йил 5 ‏ - айда бир қетим тәкшүрүп, униң компютерини мусадирә қилған.

Илһам тохти радиомизниң хитай бөлүмигә бәргән мәлуматида униң билән болған алақисиниң 5 - айдин бери үзүлүп қалғанлиқини билдүрди. У "шинҗаң җамаәт хәвпсизлик назарити илгири уни издәп кәлгән. Уни чақиртип, биз униңға елип бәргән компютерни елип кәткән. У бир қетим дохтурханиниң аммиви телефонидин маңа телефон қиптикән. Өзиниң әнсирәватқанлиқини ейтқанти. Мән әнсиримә, бизниң қанунға хилап иш қилған йеримиз йоқ, дегән идим. Бу 5 ‏ - айлардики иш болса керәк. Шуниңдин бери алақимиз үзүлүп қалди. Кейинчә шинҗаңдики бәзи достлирим телефон қилип, униң билән узундин бери дидарлашмиғанлиқини ейтқан иди" дәп көрсәтти.

Игилишимизгә қариғанда, бәзиләр мәркизи радио истансисидики муһәммәтҗан абдулланиң из ‏ - дерәксиз йоқап кетиши униң шәхси тор мунбиригә )блог( башқиларниң 5‏ - июлда намайиш қилиш уқтурушини чаплиғанлиқи билән мунасивәтлик, дәп қарайдикән. Илһам тохти бу тоғрисида мундақ дәйду": у бир тор мунбири ачқан иди. Түнүгүнки хәвәрдә униң тор мунбиригә бәзиләр намайиш қилиш тоғрисида уқтуруш чаплиған болуши мумкин, дейилгән. Униң чаплиши мумкин әмәс ... У шинҗаңниң әһвалини яхши билмәйду. Униң үстигә у ишләйдиған орган мәркизи радио истансиси. Униң миҗәзи еғир. У бурун мениң оқуғучим иди. Униң тор мунбирини тизимға алдурғиниға узун болмиған. У кәмсөз, еғир бесиқ бала иди. Униңға немә болғанлиқини билмидим."

Илһам тохти, "уйғурбиз" тор бекити билән болған мунасивити сәвәби "шинҗаң" даирилириниң бесимиға учриғанлар арисида йәнә, ғәйрәт ниязниң барлиқини, униң 3 - айда "шинҗаң иқтисади" гезитидики мәсул муһәррирлик вәзиписидин тохтитилип, мәҗбурий пинсийигә чиқирилғанлиқини, лекин узун өтмәй пинсийә пулиниң тохтитилғанлиқини билдүрди.

Ғәйрәт нияз 7 - айниң 21 ‏ - күни хоңкоңдики "асия һәптилик жорнили" ниң зияритини қобул қилип, 5 ‏- июлдики үрүмчи вәқәсигә даир мәсилиләр үстидә пикир билдүргән иди. У, "асия һәптилик жорнили"дики баянида өзиниң 7 ‏- айниң 4 ‏ - күни уйғур аптоном райони парткомидики юқири дәриҗилик бир рәһбәр билән көрүшүп, 5 ‏ - числа намайиш болидиғанлиқини, вәқә йүз беришниң алдини елиш үчүн тәдбир елишни тәләп қилғанлиқини, лекин бу рәһбәрниң буниңға писәнт қилмиғанлиқини билдүргән иди.

Ғәйрәт нияз уйғур аптоном район парткомидики бу юқири дәриҗилик рәһбәрниң кимликини тилға алмиған болсиму, вәзийәттин хәвәрдар затлар ғәйрәт ниязниң уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри билән савақдаш икәнликини, ғәйрәт нияз 4 ‏ - числа көрүшкән юқири дәриҗилик рәһбәрниң нур бәкри болуш еһтимали барлиқини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.