Уйғур районида ечилған бир қетимлиқ йепиқ сотниң ич йүзи
2013.01.08

Йепиқ сот хитайда сиясий җинайәтчиләрни сотлаш усулиниң бири болуп, игиләнгән хәвәрләр вә шаһитларниң мәлуматлириға қариғанда, йеқинқи йиллардин буян уйғур аптоном районида кәң омумлашқан икән. Ундақта, аталмиш “йепиқ сот” қандақ елип берилиду? униң конкрет җәряни вә ич йүзигә немиләр йошурунған?
Бу һәқтә уйғур елидә ечилған бир қетимлиқ “йепиқ сот” қа қатнишип, сотниң пүткүл җәряниға шаһит болған нури әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Нури әпәндиниң билдүрүшичә, у 1999-йили 8-айниң оттурилирида уйғур елиниң җәнубий вилайәтлириниң биридә ечилған бир қетимлиқ йепиқ сотқа қатнашқан. Шу қетимлиқ йепиқ сотта “дөләтни парчилаш җинайити” билән 11 нәпәр уйғурға һөкүм елан қилинған. Мәхсус биләт тарқитиш усули билән пәқәт сотланғучиларниң аилә тавабиатлиринила сотқа қатнишишқа рухсәт қилған. Сотланғучилар ичидә әмдила 30 яшқа киргән бир уйғур аялға муддәтсиз қамақ җазаси һөкүм қилған, қалған 10 уйғурға 4 йилдин 15 йилғичә муддәтлик қамақ җазаси берилгән. Нури әпәндиниң көрситишичә, муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған яш уйғур аял ақсу шәһири айкөл йезисиниң сайериқ кәнтидики имин һашим исимлик кишиниң аяли икән. Имин һашим “дөләтни парчилаш қилмиши билән шуғулланди” дегән гуман билән хитай сақчи даирилири тәрипидин 1998-йили өз кәнтидә тутқун қилинидиған чағда қаршилиқ көрсәткәчкә нәқ мәйданда етиветилгән икән. Униң аяли шу қетим тутқун қилинип, бир йил өткәндин кейин йолдиши имин һашимниң “дөләтни парчилаш қилмишлириға ярдәмләшкән” дегән җинайәт билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған икән. Нури әпәндиниң баян қилишичә, бу аял тутулғанда еғир аяқ болуп, түрмә дохтури тәрипидин мәҗбурий оператсийә қилинип 6 айлиқ болған һамилә чүшүрүветилгән икән. Оператсийә һапила-шапила қилинғачқа, дохтурниң қайчиси у аялниң қорсиқида унтулуп қалған. Бир һәптә өткәндин кейин қайта оператсийә қилинип оператсийә қайчиси еливетилгән икән.
Нури әпәнди йәнә аталмиш “сиясий җинайәт” билән сотланған 11 нәпәр уйғурниң путлириға чоюн топ есилған еғир ишкәлни сөрәп мәрданилик билән сот мәйданиға киргәнликини, қораллиқ әскәрләр уларниң башлирини төвәнгә бесип турсиму, қәддини тик тутушқа тиришқанлиқини шундақла шәкил үчүнла ечилған бу сотқа писәнт қилмиғанлиқини әсләп өтти. Униң тәкитлишичә, баш сотчи ахирқи һөкүмни оқуп болуп уларниң пикрини сориғанда, тунияз исимлик уйғур йигит қәйсәрлик билән: “бизниң үстимиздин чиқарған һөкүмиңлар һәққидә бу йәрдә гәп қилғанниң қилчә пайдиси йоқ. Әгәр пикримизни билмәкчи болсаңлар, пәқәтла хәлқарадин тәклип қилған ақлиғучи адвокатқа дәймиз!” дегән.
Нури әпәнди буниңдин 13 йил бурун қатнашқан бу йепиқ сотни әсләп, сот җәряниниң пәқәтла бир шәкил икәнликини, сиясий җинайәт билән әйибләнгүчиләрниң өзини ақлайдиған һечқандақ пурсәткә еришәлмәйдиғанлиқини, һөкүм соттин илгири мәхпий һалда бекитилип болидиғанлиқини тәкитләп өтти.