Явро - асия йәрмәнкиси һарписида “хәтәрлик” уйғурлар үрүмчидин һәйдәлмәктә
2012.08.31

Мәлум болушичә, йәрмәнкигә тәһдит дәп қаралғанлар көчмә нопуслуқ уйғулар ичидики сақал қойған әрләр, чүмбәл артқан аяллар, шундақла йәнә сәзгүр мәсилиләр үстидин дава қиливатқан әрздарлар дур. 10 Нәпәр сақчи хадимидин тәшкилләнгән хотән вилайәтлик тазилаш гурупписиниң қолидики қара тизимликтә 27 кишиниң исми бар болуп, нөвәттә сақчи хадимлири бу кишиләр турушлуқ өй яки ишләватқан орунларға берип мәзкур кишиләрни юртлириға қайтип туруш үчүн идийиви хизмәт ишлимәктә; рәт қилғучиларға болса тәһдит салмақта. Зиярәт қилинған сақчиниң мәлум қилишичә, қара тизимликтики кишиләрниң көпинчиси сақал қоюш вә чүмбәл артиштин башқа гуманлиқ қилмиши болмиғачқа, уларни мәҗбурий елип меңишқа чарисиз қалған; шуңа уларниң үрүмчидин айрилиши үчүн бәлгилик мүһләт бәргән вә уларға бәлгиләнгән вақитта кетип болуши үчүн капаләтнамә яздурған. Сақчилар йәнә қара тизимликтики бәзи кишиләрни үрүмчидин аилә бойичә айрилишқа буйриған болса, бәзилириниң үрүмчидә салған мәблиғи - ечиватқан дуканлири болғачқа, аилидин пәқәт бир киши ) сақал қойған яки яғлиқ артқан( нила юртиға қайтип турушқа буйриған. Сақчилар үрүмчидин кетишни рәт қилғучиларға, сақилини чүшүриветиш яки чүмпәрдисини ечиветишни шәрт қилған.
Мәзкур сақчи хадиминиң билдүрүшичә, хотәндин тәшкилләнгән хизмәт гурупписи үрүмчигә кәлгили бир ай болған болуп, улар һазирға қәдәр қара тизимликтики кишиләрниң көп қисмни издәп, тепип көрүшкән. Бир қисмини болса давамлиқ издимәктә икән.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, мәзкур хизмәт гурупписиниң вәзиписи икки түрлүк болуп, бири явро - асия йәрмәнкисиниң бихәтәр өтүшигә, йәнә бири йәрмәнкә мәзгилидә үрүмчидики хитай көчмәнлириниң хатирҗәмликигә капаләтлик қилиш. Мәлум болушичә, үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси үрүмчидин һәйдилишкә тегишлик кишиләрни бекитиштә, үрүмчидики хитай көчмәнлириниң шикайәтлирини асас қилған. Йәрмәнкидин 3 - 4 ай илгирила, сақчиларниң орунлаштурушиға асасән, үрүмчидики хитай аһалилири көзигә сиғмиған яки тәһдит һес қилған уйғурларни сақчиға мәлум қилған. Сақчилар бу мәлуматқа асасән қара тизимлик турғузуп, бу тизимликни һәрқайси вилайәтләргә йоллап бәргән. Вилайәтләр муқимлиқ хизмитидә тәҗрибилик хадимлардин мәхсус гуруппа тәшкилләп үрүмчигә әвәткән. Бу гуруппиниң вәзиписи үрүмчи шәһәрлик сақчи идарисигә маслишип, қара тизимликтики кишиләрни үрүмчидин тазилаш, бу арқилиқ явро - асия йәрмәнкисиниң бихәтәрликигә вә үрүмчидики хитай көчмәнлириниң йәрмәнкә мәзгилидики хатирҗәмликигә капаләтлик қилиштур. Мәлум болғинидәк, хотәндин кәлгән 10 кишилик гуруппидики сақчи хадимлириниң 9 нәпири уйғур, бир нәпәр хитай; хитай болса бу гуруппиниң башлиқи. Йәрмәнкигә тәһдит дәп қаралғанлар арисида хитай үлкилиридин еқип чиққан көчмәнләр йоқ.