" Уйғурлар хитай аққунлириниң тәсиридә шәкли өзгәргән муһитта күрәш қилмақта"

28- Апрел христиан илмий көзәтчилик гезитидә " уйғурлар хитай аққунлириниң тәсиридә шәкли өзгәргән муһитта күрәш қилмақта "намлиқ бир парчә мақалә елан қилинған болуп, бу мәзкур мақалә аптори петир фордниң йеқинда уйғур елидә қилған зияритиниң мәһсулидур.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.04.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Heytgah-305 Қәшқәр һетгаһ җамәсидин бир көрүнүш.
AFP Photo

 Аптор :" бу яшанған кишиниң тәқдири адәмниң көңлини ғәш қилатти"

Аптор мақалисини кучардики ханларниң 14- әвлади, ақ сөңәк һәмдә пәхирлик бир зат давут мәхсут ханниң һаятидики кичиккинә бир картинини сүрәтләш билән башлап мундақ язиду: " әмма бу яшанған кишиниң тәқдири адәмниң көңлини ғәш қилатти. Бир заманларда уйғурларға баш болған давутхан, мана әмди икки хитай қизи чақлиқ орундуққа селип, саяһәтчиләргә 200 йүәндин беләт елип көрситидиған һалға чүшүп қалған иди" .

Давутхан тартиватқан хорлуқ һәққидә, башқа уйғурларниң ейтқанлиридин нәқил елип пикир баян қилған аптор, буниң нефит вә башқа минерал маддиларға бай мәзкур районға хитай һөкүмити тинимсиз йөткәватқан хитай көчмәнләрниң тәсиридә пүтүн уйғур мәдәнийити йолуқидиған тәқдириниң шәписи икәнликини оттуриға қойған.

Мақалидә нәқил қилинишичә, һәр хил сәвәбләр түпәйли өзигә батур дәп ләқәм қоювалған бир уйғур: " биз һазир оз вәтинимиздә өзимизни чәтәлликтәк һес қилидиған болуп қалдуқ"дегән һәмдә уйғурларниң тибәтләргә охшайдиғанлиқини вә тибәтләргә һесдашлиқ қилидиғанлиқини билдүргән.

Аптор :" бу хәвәрләрдә вәқәниң растлиқини испатлайдиған йетәрлик испат йоқ"

"Әмма" дәйду аптор мақалисини давамлаштуруп:" 8 милйон нопусқа игә уйғурлар йеқинда тибәтни титрәткән вәқәләргә охшаш бәзи шәпиләрни көрсәткәндәк болди, лекин һөкүмәт хитайдики бәшинчи чоң аз санлиқ милләт яшайдиған бу районда 'бөлгүнчилик' келип чиқишидин хатирҗәмсизлиниду һәмдә тинч муһитниң астида қаршилиқ туйғулириниң бих сүрүшидин әнсирәйду " дәп язған.

Аптор мақалисиниң давамида, хитай һөкүмитиниң йеқинқи айлардин буян аталмиш уйғур террорчилар пиланлиған 3 хил террорлуқ һәрикәтлириниң алдини алғанлиқини, буларниң бирсиниң айропилан партлитишқа урунуш , қалған иккисиниң бейҗиң олимпикигә террорлуқ һуҗуми қозғаш икәнликини оттуриға қойған болсиму, бу хәвәрләрдә вәқәниң растлиқини испатлайдиған йетәрлик испат вә яки тәпсилий мәлуматларниң берилмигәнликини баян қилиду.

Аптор хитай коммунистлириниң 1949- йили гоминдаңчилар билән бирлишип уйғур илини алғанлиқини көрситип, уйғур илидики хитай нопусиниң 1949 ‏- йиллардики 6.7 Пирсәнттин һазирқи 40.6 Пирсәнткә йәткәнликини, хитайларниң 50 йилдин көпрәк вақит елип барған нопус йөткәш сиясити арқисида уйғур илидики хитайлар нопусиниң бу йәрдики көп санлиқ милләт уйғурлар нопуси билән тәңлишип қалғанлиқини көрсәткән.

Бир уйғур: " һөкүмәт биз уйғурларни қул қилмақчи"

Аптор уйғурларниң әмәлий әһвали вә уларниң хитай йүргүзүватқан сиясий түзүмгә қарита позитсийиси һәмдә хитайларниң уйғурларға қандақ қарайдиғанлиқи һәққидә тәпсилий әһвал игиләш учун , йәнә бир нәччә уйғур вә бир нәччә хитайларни зиярәт қилған.

Зиярәт қобул қилған қутуп исимлик бир уйғур: " һөкүмәт биз уйғурларни қул қилмақчи. Улар хитайларни көпләп тошуп келип бу райондики нопус тәңпуңлуқини бузиватиду. Улар бизниң йилтизимизни қурутмақта" дәп җаваб бәргән.

Ми фамилилик бир хитай : "улар қопал һәм вәһший"

Зиярәт қобул қилған ми фамилилик бир хитай өзиниң уйғурлар билән биллә 50 йил яшиғанлиқини амма уйғурлардин бирму дости йоқлуқини билдүргән вә: "улар билән барди- кәлди қилмаймән. Улар қопал һәм вәһший" дегән.

Мәдәнийәт җәһәттә ассимилятсийә қилиш үстидә тохталған шинҗаң университетида оқуйдиған бир хитай оқуғучи: " биз һәммимиз бир дөләтлик. Шуңа икки мәдәнийәт чоқум ассимилятсийә болуши керәк" дегән һәмдә аҗизларниң күчлүкләргә йәм болушиниң бир тәбиий қанунийәт икәнликини билдүргән.

Амма , йәнә бир хитай оқуғучи уйғур мәдәнийитиниң аҗизлишип беришиға уйғурларниң азаблинишини чүшинишкә болидиғанлиқини оттуриға қойған болсиму: "амма хитайларсиз булар компютер вә янфонға еришәлигән болармиди?"дәп соал қойған.

Бир уйғур: "улар бизгә нан берип, йүрикимизни суғурувалди"

Мақалидә нәқил елип оттуриға қоюлишичә, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатидики тәтқиқатчи николас бекулин һазир уйғурларниң интайин қейин әһвалда туруватқанлиқини, уйғурларниң хитай һөкүмити оттуриға қоюватқан тәрәққияттин пәқәт өз мәдәнийити бәдилигә еришидиғанлиқини билдүргән.

Һалбуки үрүмчидә сода қилип бейиған қутуп, хитайниң ислаһат вә ечиветиш сиясәтлири үстидә тохтилип "улар бизгә нан берип, йүрикимизни суғурувалди" дәйду.

Әгәр хитайларниң сиясити мушу пети давамлашса уйғурларму давутхан йолуққан тәқдиргә йолуқиду

Аптор мақалисиниң давамида , һазир хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний әркинликини чәкләватқанлиқини, 18 яштин төвән уйғурларниң диний паалийәт билән шуғуллинишиға йол қоюлмайдиғанлиқини, һәтта уйғур тилиниң мәктәпләрдә әмәлдин қеливатқанлиқини , бу хил мәсилиләрниң уйғурлар арисида һәр түрлүк наразилиқлар, қаршилиқлар һәмдә әндишиләрни пәйда қиливатқанлиқини оттуриға қойған болуп, хитай тилида елип берилидиған маарип һәққидә өз әндишисини билдүргән корлидики бир уйғур һөкүмәт хадими: " маарип һәмминиң мәркизи иди. Әгәр маарип хитайчә йүргүзүлсә, сизниңчә кәлгүсидә немә йүз берәр?" дәп апторға соал қойған.

Уйғурларниң мушу хилдики әндишилири вә давутхан һәққидә тохталған батур, 1949 - йили хитай коммунистлири бесип киргәндин кейин, давутханниң тәхти ғайип болғанлиқини, әгәр хитайларниң уйғур елидә йүргүзүватқан сиясити мушу пети давамлашса уйғурларниңму давутхан йолуққан тәқдиргә йолуқидиғанлиқини билдүргән.

Батур йәнә , хитайлар уйғурларни шинҗаңниң тинчлиқиға тәһдит дәп қарайдиғанлиқи, шуңа хитайларниң уйғур илини хитай земиниға айландуруш учун уйғурларни бу җайдин ассимилятсийә қилип йоқитишқа тиришиватқанлиқини оттуриға қойған. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.