Фаһрәттин йоқуш әпәнди уйғурларға ярдәм бериш һәққидә тохталди

Өткән һәптә ахирида түрк дуняси һәмкарлиқ тәшкилатлар бирлики йиғин чақирип, бу тәшкилатниң буниңдин кейинки паалийәт пиланини түзүп чиққан. Йиғинға уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси башлиқи қатнашқан.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2012.10.11
Fahrettin-yoqush-ependi-erkin-tarim-305.jpg Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим түрк дуняси тәшкилатлар бирлики рәиси фаһрәттин йоқуш әпәнди билән сөһбәттә. 2012-Йили өктәбир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Биз бу йиғин һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн түрк дуняси тәшкилатлар бирлики башлиқи, түркийә кадирлар уюшмиси баш катипи фаһрәттин йоқуш әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

“фаһрәттин йоқуш әпәнди, түнүгүн түрк дуняси һәмкарлиқ тәшкилатлар бирлики йиғини ечилди. У йиғин һәққидә мәлумат бәргән болсиңиз?” дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
“түрк дуняси һәмкарлиқ тәшкилатлар бирлики 70 җәмийәтниң әзалиқидики бир тәшкилат. Биз җәмийәтләрниң башлиқлири вә вәкиллири билән бир йәргә топландуқ вә өз-ара мәслиһәтлишип қайтидин бир башқуруш комитети қурушни қарар қилдуқ. Әлвәттә, түрк дуняси һәмкарлиқ тәшкилатлар бирлики бурун қандақ бир мәқсәт үчүн қурулған болса, әнә шу мәқсәтни чөридигән һалда паалийәт елип баримиз. Сизгиму мәлум, түрк дуняси һәмкарлиқ тәшкилатлар бирликиниң қурулуш мәқсити түркийә сиртидики түркий милләтләр вә мусулманларниң мәсилисигә көңүл бөлүш вә уни һәл қилишқа тиришиш. Шуңа түркийә сиртидики у қериндашлиримизниң мәсилисини тартип чиқирип нөвәттики мәсилиләр қатариға өткүзүш бизниң әң муһим вәзипилиримиздин бири. Бу җәһәттин, шәрқий түркистанни мәркәз қилған һалда, кәркүктә, сүрийидә вә башқа дөләтләрдә яшаватқан түрк вә мусулман қериндашлиримиз учраватқан зулумлар һәр заман тәшкилатиниң күнтәртипидә орун тутиду. Мушуларни чөридигән асаста хизмитимизни давам қилимиз.”

Соал: силәрниң түркийә кадирлар уюшмиси шәрқий түркистан давасиға нурғун ярдәмләрдә болуп келиватиду? хитайға қарши, бу һәрикитиңларни йәнә давам қиламсиләр?

Җаваб: биз шәрқий түркистан дәвасиға таки әйса йүсүп алиптекин вә ундин илгирикиләрниң заманидин тартип көңүл бөлүп келиватимиз. Демисәмму билисиз, түркийә кадирлар уюшмиси түркийидики әң чоң бир иҗтимаий тәшкилат. Бизниң 400 миңдин ошуқ әзайимиз бар. Түркләр һәмкарлиқ тәшкилатиниң әзалири болса бир милйондин ашиду. Шундақ дейишкә болидуки, биз түркийидә зор күчкә игә. Бизму һәм бу күчимизни тоғра бир хизмәткә сәрп қилишқа тиришимиз. Хәйруллаһ әпәндини мисалға алсақ, у гәрчә әнқәрәдә бир нәччила киши билән ялғуз қалған болсиму, әмма һәқиқий бир түрклүк сәвдаси ичидә шәрқий түркистан дәвасини маңғузуп келиватиду. Биз униң йенида болушни вә униң дәвасини өз дәвайимиздәк көрүшни бәхт дәп билимиз. Шәрқий түркистан пәқәтла шәрқий түркистан дәвасиғила әмәс бәлки зулум астида яшаватқан пүтүн милләтләргә игә чиқишқа тиришиду. Бизниң көрүватқинимиз, әнқәрәдә хәйруллаһ әпәнди вә униң әгәшкүчилири шәрқий түркистан дәвасини түрк җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн ғәйрәт көрситиватиду. Иншаалла улар давамлиқ мушундақ ирадилик болғай! һәр қетим бирликтә хитай әлчиханисиға намайиш үчүн барғинимизда хитайларниң қандақ тирипирән болуп кетиватқанлиқини көрүп туримиз. Бир милләтни қорқиталаш бәлки униң аяғ астида езиливатқанларни зулумдин қутулдуруши мумкин. Биз һәммимиз хитайларниң рамазанда уйғурларни ибадәттин чәклигәнликини билимиз. Алланиң ирадиси билән күнләрниң биридә шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң, һөрлүк, азадлиқ вә инсандәк яшаш әркинликини өз қолиға алалайдиғанлиқиға биз һәқиқий ишинимиз. Шуңа бундин кейинму уларниң дәвасиға ярдәмчи болимиз.

Соал: түркийидәк демократик бир дөләттә, намайиш, наразилиқларниң хәлққә мәлум пайдиси бар. Әмма хитайдәк бир диктатор түзүмдики бир дөләткә қарши намайиш қилғанниң сизчә уйғур дәвасиға пайдиси барму?

Җаваб: әлвәттә пайдиси бар. Намайиш арқилиқ у мәсилә тилға елиниду, җәмийәттики кишиләрниң диққити у мәсилигә чүшиду. Әгәр, бир дәва пүткүл хәлқниң диққитини тарталмиса, хәлқниң бу мәсилидин хәвири болмиса, бу дәвани хәлққә чүшәндүрүшму қийин болиду, зулум тартиватқанларниң зулумини испатлиғилиму болмайду. Йиллардин бери түркийидики шәрқий түркистан дәвачилири көргәзмиләр арқилиқ хитайниң зулумини билмигәнләргә чүшәндүрүватиду. Демократик дөләтләрдә иҗтимаий тәшкилатларниң роли бәк чоң. Биз хизмәт давамида буни чоңқур һес қилдуқ. Шуңа бундин кейин шәрқий түркистан дәвасиға техиму көп иҗтимаий тәшкилатларни қоллайдиған қилиш лазим. Әгәр ундақ болидиған болса һәммимиз биллә техиму юқири бир аваз билән дәвайимизни җакарлиялисақ, шәрқий түркистанниң азадлиқ һәрикитиниң қәдими техиму тезләшкә башлайдиғанлиқиға ишинимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.