Иш күтүп турған уйғурлар җинсий вә миллий кәмситилишкә учримақта
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.05.15
2009.05.15
RFA Аңлиғучилири тәминлигән.
Бу мәктәптики мәсилиләр һәққидики инкасларға асасән игилигән мәлуматлиримиздин мәзкур мәктәп кадирлар қатлимида парихорлуқтин башқа, уйғур һәмдә аял оқутқучиларни миллий һәмдә җинсий җәһәттин кәмситидиған, оқутқучиларниң һоқуқ - мәнпәәтлиригә еғир дәхли тәрз йәткүзүватқан техиму еғир мәсилиләрниң йошурунғанлиқи ашкарланди. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрә бизни йәниму тәпсилий мәлуматлар билән тәмин етиду.
Йеқинда қәшқәр пидагогика институти өз тор бетидә бу йил җәмийәттин 34 нәпәр оқутқучи вә хизмәтчиләрни қобул қилидиғанлиқи һәққидә еланини чаплиди,әлвәттә бу қәшқәрдә мәктәп пүттүрүп иш күтүп турғучи яшлар үчүн алаһидә диққәтни қозғайдиған хушхәвәр, һалбуки мәзкур еланда қобул қилидиғанларниң қайси кәсипикә, қайси милләттин, қандақ җинслиқ киши қобул қилидиғини ениқ бәлгиләнгән икән. Мана бу еланниң өзила уйғур елидә яшларниң хизмәткә қобул қилишта җинсий вә миллий кәмситишкә учрайдиғанлиқиниң испати сүпитидә, бизниң йәнә буниңға мунасивәтлик нурғун мәсилиләрни игилишимизгә йол ачти.
Игилишимизгә қариғанда, буниңдин икки йил илгири бу мәктәп мушуниңға охшаш бир елан чиқарған, вә буниңға асасән алий мәктәпләрни йеңи пүттүрүп хизмәт күтүп турған бир түркүм оқутқучиларни қобул қилип ишләткән һәмдә синақ вақтини бир йил бекиткән. Әпсус бир йерим йил болғанда йәни 2008 - йили - 1 айда туюқсиз һөҗҗәт чүшүрүп 17 нәпириниң синақта лаяқәтсиз болғанлиқини ейтип уларни иштин бошатқан, бу 17 нәпәр оқутқучиниң иккиси хитай болғандин башқа, қалған 15 и уйғур оқутқучилар.
Шу қетим иштин бошитилған уйғур оқутқучиларниң бир қанчисини телефон арқилиқ зиярәт қилғинимизда, мәктәп рәһбәрликиниң бу оқутқучиларни тохтамға, әмгәк қануниға хилап һалда иштин бошатқанлиқи, шундақла буниң үчүн һечқандақ төләм төлимигәнлики һәм мәсулийәтни үстигә алмиғанлиқи ашкариланди.
Хитайниң әмгәк қанунида "синақ ишлитиш бир йилдин ешип кәтмәслик, әгәр ишчи- хизмәтчиләр хизмәтниң һөддисидин чиқалмиғанда хизмәт тәңшәш керәк, тәңшигәндин кейинки хизмәтниң һөддисидин чиқалмиғанда андин иштин бошитишқа болиду " дәп бәлгиләнгән. Әмма пидагогика институти бу 15 уйғур оқутқучиниң биригиму ундақ пурсәт бәрмигән һәм синақ муддитидин йерим йил ешип кәткән болсиму, охшашла уларни дәрс өтүштин тохтатқан.
Бу оқутқучилар ишқа елинғандин тартип ишсизлиқ суғуртиси тапшурған. Әмгәк қанунида ишчи- хизмәтчи иштин бошитилған күндин башлап 10 күн ичидә ишсизлиқ суғуртисиға мунасивәтлик рәсмийәтләрни беҗириш керәк дәп бәлгиләнгән. Әмма қәшқәр пидагогика институти 17 нәпәр оқутқучини иштин бошитиш тоғрисида һөҗҗәт чүшүрүп бу оқутқучиларға уқтуруш қилғичә 25 күн вақит өткән болсиму, узун мәзгилгичә бу оқутқучиларниң ишсизлиқ суғуртисиға даир рәсмийәтләрни беҗирип бәрмигән.
Туюқсиз иштин қалған 15 нәпәр уйғур оқутқучи роһий җәһәттики зәрбидин башқа, кирим мәнбәси үзүлүп иқтисадий кризисқа дучар болған. Һәтта һазирға қәдәр бәзилири йеңидин хизмәткә еришәлмигән болуп. Қәшқәр пидагогика иниститотидин һәйдилиш тарихи уларниң қайта иш орунлириниң ишәнчисигә еришишидә һазирға қәдәр чоң тосалғу пәйда қиливатқан икән.
Булардинму еғир мәсилә шуки, иштин бошитилған 15 нәпәр уйғур оқутқучиниң ичидә айнур, буайшәм вә һәмрагүл қатарлиқ үч оқутқучи иштин бошитилған чағда һамилдар болуп, буайшәмниң бошинидиғиниға икки айла қалған икән. Ечинарлиқи болар мәктәптин иштин қалғандин кейин айнур билән һәмрагүл һамилисини чүшүрүветишкә мәҗбур болған.
Булар алий мәктәпләрни әла нәтиҗә билән пүттүргән, интайин үмидвар, ғайилик яшлар иди, шу иштин бошутулуш уларниң турмушинила әмәс, роһийитигиму еғир зәхмәт йәткүзди. Бу әһвалларни айнур билән һәмрагүл бизгә тәпсили сөләп бәрди.
Хитайниң әмгәк қанунида ишчи - хизмәтчиләрни еғир аяғ мәзгилидә вә бала емитиватқан мәзгилидә иштин бошатмаслиқ һәққидә ениқ бәлгилимиләр бар, бу үч нәпәр уйғур аял оқутқучиниң һамилдар мәзгилидә иштин бошитилиши хитайниң мунасип қанунлириға хилап болупла қалмай, бу йәнә өз нөвитидә еғир инсан һәқлири дәпсәндичилики һесаблиниду.
Қануний һәм инсаний һәқ - һоқуқлири еғир зиянға учриған бу 15 нәпәр уйғур оқутқучи, һазирға қәдәр өз һоқуқ мәнпәәтини қоғдаш йолида уйғур елидики маарип вә һөкүмәт тармақлири һәтта хитай маарип министирлиқиниң хәт сандуқиғичә әрзини йәткүзгән болсиму, һечбир нәтиҗиси болмай кәлмәктә икән.