Уйғурларниң күнтәртипидики мәсиләр һәққидә сөһбәт 1
Хитай һөкүмити 60 йилдин бери "ғәрбий шимал районни ечиш", "шинҗяңни ечиш" шинҗяңни гүлләндүрүш" дегәнгә охшаш шуарлар билән уйғур дияриға қарита бир йүрүш сиясәтләрни түзгән болсиму, мутәхәссисләрниң дейишичә, бу сиясәтниң уйғурларға һечқандақ пайдиси болмиған. 5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай мәркизи һөкүмити арқа - арқидин йиғин чақирип "шинҗяңни тәрәққий қилдуруш" нами астида бир йүрүш сиясәтләр бәлгилимәктә. Һәтта, уйғурлар яшаватқан дөләтләргә тохтимай һәйәт әвәтип, уларни хитай үчүн ишләшкә чақирмақта. Хитайниң 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейинки сиясити бурунқи сиясити билән охшашму?
Ихтийари мухбиримиз әркин тарим
2010.07.22
Хитай дегәндәк, уйғурларниң турмуш сәвийисини юқири көтүргән тәқдирдә уйғур мәсилиси һәл боларму? хитай шинҗяң йиғинида түзгән пиланини әмәлгә ашуруш күчигә игиму? уйғурлар буниңға қандақ инкас қайтурар? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн истратегийилик чүшәнчә ениститүти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм билән сөһбәт елип бардуқ.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.