Уйғурларниң мәвҗутлуқини сақлап қелиш көрүши вә қәшқәрниң кәлгүси
Мухбиримиз арислан
2009.09.28
2009.09.28
Сүрәтләр www.nytimes.com Дин елинди. Аптори майкил вайнис
2009 - Йили 9 - айниң 26 - күни, 21 - әсир түркийә институтиниң тор бетидә, йәни, http://www.21yyte.org Да, уйғурларниң мәвҗутлуқини сақлап қелиш көрүши вә қәшқәрниң кәлгүси' дегән темида бир мақалә елан қилинди. Бу мақалини түркийә милли бихәтәрлик истратегийиси тәтқиқат идарисиниң сабиқ рәис вәкили әли күләби әпәнди язған.
Мақалидә асаслиқи хитай көчмәнлириниң көпийиши билән уйғурларниң миллий мәдәнийәтлириниң бузғунчилиққа учриши, уйғурларниң хитайлар билән учуқ ашкара қаршилишишқа сәвәб болғанлиқини илгири сүргән.
Мақалә мундақ башланған: хитай дөлити шәрқий түркистанда йүргүзгән истиратегийилиригә қарши мәвҗутлуқини сақлап қелиш үчүн күрәш қилған уйғурлар, өткән июл ейида қаршилиқини мәйданға чиқип көрситишкә мәҗбур болди. Хитайлар сестимлиқ һалда бастуруш сиясити йүргүзүп келиватқан шәрқий түркистанниң милли мәдәнийитиниң барғансери районға импорт қилинған көчмән хитайлар тәрипидин бозғунчилиққа учриши вә буларниң оттуриға чиқарған мәсилилири уйғурларни қаршилиқ көрситишкә мәҗбурлиди. Вәқәләрниң унчивала өрләп кетишигә сәвәб болған амиллар болса башта хитай дөлитиниң тәрәққият программиси вә тәңпуңлуқ сияситидә, хитай мәдәнийитини йоқири орунда қоюп тәрәққий қилған мәдәнийәт дәп тәшвиқ қилиши, ойғур райониға көп санда хитай көчмәнлириниң орунлаштурулуши асаслиқ амиллардур. Әмәлийләштүрүлгән бу сиясәтләр вә бастурушлар нәтиҗисидә 1949 - йили 7 % прсәнт болған хитайларниң нопуси 2002 - йили 40% пирсәнткә йәткән, 1949 - йили 75% пирсәнтни игиләйдикән уйғурларниң нопуси 2002 - йили 47% пирсәнткә чүшүп қалған, 13% пирсәнтни игиләйдиған башқа түрк системидики милләтләр 7 % пирсәнткә чүшүп қалған йәни районниң нопуси чоң һәҗимдә алмаштурулған. Башқа бир оқумда ейтқанда, 1950 - йили шәрқий түркистанда 4 милйон уйғур нопуси болуп, истатистика қилишчә бүгүнки күндә 70 милйонға йетиши мөлчәрләнгән икән. Уйғурларниң сүргүн қилинишқа мәҗбурлиниши вә нопусниң көпийишигә чәклимә қоюлиши билән уйғур районида бүгүн аран 10 милйон уйғур яшаватиду.
Мақалидә йәнә мундақ дейилгән: миллий мәдәнийитиниң хитай мәнпәәтиниң қурбаниға айландурулуши билән тил, дин, мәдәнийәт, ишқа орунлушуш шараитлири вә һәқ - һоқуқ саһәсидә барғансери чәткә қеқиливатқанлиқи, миллитигә, кимлик салаһийитигә вә кәлгүсигә қарши бир мәқсәтлик сиясәт икәнликини чүшәнгән уйғурлар 2009 - йили 7 - айда башлиған қаршилишишни давам қилмақта. Оттура асиядики истиратегийә саһәсидә хитайниң кәлгүсини бәлгиләйдиған уран, тәбиии газ, нефит вә шуниңға охшаш қиммәтлик байлиқлар вә мунбәт йәрлири болған шәрқий түркистан бу сәвәптин хитай дөлитиниң сестимлиқ бастуруш астида қалди. Хитайларни районға импорт қилиши билән шәрқий түркситанда җиддий бир һәрбий күч орунлаштурған вә бу күчни йеқиндин буян уйғурларға қарши учуқ ашкара қоллинип, һәр хил бастуруш һәрикәтләрни елип бериватқан хитай һөкүмитиниң бу истиратигийисигә бәрдашлиқ берәлмигән уйғурлар 9 - айниң бешидин һазирғичә қаршилишиш вә күрәшлирини болупму үрүмчидә давам қилмақта. Хитай һөкүмитиниң тәрәпбазлиқиға қарши башланған қаршилиқ вә тәләп қилған демократийә һоқуқлири хитайлар билән тоқунушуп коча урушиға сәһнә болди.
Мақалидә йәнә мундақ дийилгән: хитай даирлири уйғурларниң демократийә һоқуқ чүшәнчисини террорлуқ һәрикәт қилип көрситиш тиришчанлиқи болса учуқ бир дәлил пакит тапалмиғанлиқи үчүн һазирчә нәтиҗисиз қалди. Уйғур райониниң ташқи дуня билән алақиси үзүлди, болупму йеқинқи йиллардин буян иҗтимаий вәқәләрниң чоңқурлуқини оттуриға қойған вә учур йоллиған интернет торлири 7 - айдин башлап тақиветилди йәни шәрқий түркистанда янған от сунмиди вә хитай дөлитиниң баш министири хуҗинтавниң 8 - айниң ахирида үрүмчигә берип, үрүмчидә муқимлиқ әслигә кәлди дәп җар селишиниң әмәлийәттә ялған икәнлики учуқ ашкара оттуриға чиқти. Уйғур түрклиригә қарши хитай һөкүмити 40 йилдин бири давам қилип келиватқан сестимлиқ йүргүзүватқан айримчилиқ сияситиниң нәтиҗисидә, уйғур тилида дәрс өтүшниң қийинлишиши, хизмәт тепиш саһәсидә уйғурларниң ишқа орунлишиш шәртлириниң еғирлишиши, ислам дини паалийәтләрниң чәклимигә учриши давам қиливатса намайиш қилиш, қаршилиқ көрситиш, нәтиҗә етибари билән қариғанда йүз бәрмисә болмайдиған һалға йәткән иди.
"Хитай дөлитиниң нөвәттики нишани қәшқәр вә түрк мәдәнийитини йоқ қилиш"Мақалиниң ахирида йәнә, хитайларниң қәшқәрни чеқиштики асасий мәқситиниң уйғур мәдәнийитини йоқ қилиш икәнликини шу сәвәптин хитайлар бирләшкән дөләтләр тәшкилати пән - маарип комитетиниң йипәк йоли мираслирини қоғдаш иш пиланидин қәшқәрни йошуруп қалғанлиқи мәқсәтлик икәнлики тәкитлинип мундақ дейилгән: хитай дөлити мусулман түрк дунясиниң шәрқий түркистандики мәркизи қәшқәрни чеқип 2000 йиллиқ тарихқа игә бу түрк шәһирини әсирләрдин бири қитәләр ариси тиҗарәт вә мәдәнийәт алмаштурушниң мәркизи болған бу шәһәрни йәр тәврәшкә бәрдашлиқ берәлмәсликни баһанә қилип чеқип ташлимақта. Хитай дөлити йәнә уйғур түрклириниң бу маддий вә мәнивий мәркизи қәшқәрни б т д пән - маарип комитетиниң дуня мираслирини қоғдаш саһәсидә йипәк йоли иш - пиланиға бу тарихй йолниң әң муһим мәркизи болған қәшқәрни билдүрмигән. Йәни хитайлар дуня култер тарихий вә мәдәнийәтниң әң муһим мәркәзлиридин бири болған қәшқәрни йоқ қилишни узун замандин бири мәқсәт қилған болуп, йеқиндин буян бу шәһәрни чиқишқа башлиғанлиқи уйғур түркләрниң миллий мәдәнийитини йоқ қилишни мәқсәт қилғанлиқиниң испати. Дуня мәдәнийәт мираслириниң әң алдинқи қатаридин орун берилиши керәк болған мәдәнийәтниң бөшүки тарихй шәһәр қәшқәрниң чеқишилиға әпсуслинарлиқ билән дунядин һеч қандақ қаршилиқ кәлмиди.
Мақалиниң аптори әли күләби әпәнди түркийә милли бихәтәрлик истратегийиси тәтқиқат мәркизи билән җумһурийәт гезитиниң бирликтә башқурушида нәшир қилиниватқан 'җумһурийәт истратегийиси' журнилида мақалә елан қилип кәлмәктә.