Уйғурлар үчүн мәһмут қәшқири пурсәт болди

Б д т маарип ‏ - пән ‏ - техника мәдәнийәт комитети 2008 - йилида хатирлинидиған улуғ алимлар тизимликигә мәһмут қәшқириниму киргүзгән иди. Бу мунасивәт билән түркийиниң һәр қайси җайлирида мәһмут қәшқири һәққидә илмий муһакимә йиғинлири, лексийә бериш йиғинлири өткүзүлмәктә.
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.04.29
Turk-gezit-uyghurlar1-305 Йилдиз гезитидин бир көрүнүш.
/ RFA Erkin Tarim "Yildiz"
 Булардин бири түркийиниң оттура райониға җайлашқан чорум вилайитидики һитит университетида өткүзүлди. Туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи мунасивити билән мәһмут қәшқири мавзулуқ бу илмий муһакимә йиғинини һитит университети , чорум шәһәрлик һөкүмити вә байқара журнили ортақлишип оюштурған. 2008 - Йили 28 - април күни өткүзүлгән бу йиғинда түркийиниң һәр қайси университетлиридин кәлгән түркологлар мәһмут қәшқириниң һаяти, әсириниң әһмийити вә мәһмут қәшқириниң туркологийидики йери дегәнгә охшаш илмий мақалилирини оқуп өткән.

Бу илмий муһакимә йиғинида уйғур профессор доктор алимҗан инайәтниң мәһмут қәшқири вә бүгүнки уйғурларниң вәзийити һәққидә қилған сөзи йиғин әһлиниң вә жорналистларниң қаттиқ диққәт ‏ - етибарини қозғиған. Бу һәқтики хәвәр чорумдики 10дин артуқ гезиттә алимҗан инайәтниң рәсими билән биринчи бәттә берилгән.

Бу хәвәргә йилдиз гезити `қәшқәрлиқ профессор доктор инайәтниң шәрқий түркистан пәряди` темисида, мәрһаба гезитидә болса `мәһмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқи хатириләнди` темисида, дост хәвәр гезитидә `туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән мәһмут қәшқири әсләп өтүлди` темисида, чорум хәвәр гезитидә болса `шәрқий түркистанға игә чиқайли` темисида йәр берилгән.

Гезитлириниң һәммисидә дегүдәк, измир әгә университети оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәтниң бу йиғинда қилған сөзлиригә йәр берилгән. Алимҗан инайәт сөзидә, шәрқий түркистанниң түрк дунясиниң айрилмас бир парчиси икәнликини, түрк дуняси үчүн бубук алимларни тәрбийиләп йетиштүргән бу земин 1949 - йили хитайлар тәрипидин бесивелинғандин бери , хитайларниң уйғур мәдәнийитини йоқ қиливетиш сиясити елип бериватқанлиқини тәкитлигән.

Биз илмий муһакимә йиғини һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.