Уйғурларда өз қануни һоқуқини капаләтләндүрүш тәлипи күчәймәктә
Мухбиримиз меһрибан
2010.11.10
2010.11.10
Оқурмәнлиримиз әвәткән 'йеңисарда деһқан болмақ тәс' намлиқ син - алғудин елинди.
Әмма, биз игилигән учурлардин мәлум болушичә, уйғурларға нисбәтән паспорт елиш һәм чәт әлләрдә саяһәттә болуш йәнила тәс болуватқан болуп, бу әһвал уйғурларниң наразилиқини қозғимақта икән.
Хитай һөкүмити бу йил 26 - сентәбир елан қилған "2009 - йилидики җуңгониң кишилик һоқуқ тәрәққияти " намлиқ ақ ташлиқ китабида, нуқтилиқ һалда хитай пуқралириниң паспорт елиши һәм саяһәткә чиқишиниң асанлашқанлиқи һәққидә тохталған. Доклатта 2009 - йили бир йил ичидә хитай пуқралиридин чәт әлләрдә саяһәттә болғанлар саниниң 1 милярд 900 милйон адәм қетимиға йетип, бултурқидин 11.1% Ашқанлиқи мисалға елинип, буни хитайдики кишилик һоқуқ тәрәққиятидики яхшилинишниң ипадиси дәп тәкитлиди.
Әмма, хитайдики уйғурлар вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, бу бир нәччә йилда уйғурларниң паспорт беҗириши илгирики йиллардикидин тәслишип кәткән. Хәлқара мәтбуатлардики хәвәрләрдин ашкарилинишичә, хитайда кишилик һоқуқ актиплири, демократийини тәшәббус қилғучи зиялийлар һәм уйғурларниң нормал йол арқилиқ паспорт беҗириши бу йил әң қийин һаләткә чүшүп қалған.
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, һазир үрүмчидә оқуш һәм дөләт хизмити билән чәтәлләргә чиқишни тәләп қилғанларниң паспорт беҗириши бир қәдәр қолай болсиму, әмма туғқан йоқлаш, саяһәт қилиш, сода қилиш, һәҗ паалийити қатарлиқ сәвәбләр билән чәтәлгә чиқишни тәләп қилғучиларға қаритилған тәкшүрүш толиму қаттиқ болуп, уларниң нормал қануний рәсмийәтләр арқилиқ паспорт беҗириши йәнила толиму қийин һаләттә икән.
Өз кимликини ашкарилашни халимиған уйғур тиҗарәтчилириниң билдүрүшичә, түркийә һәм оттура асиядики қазақистан, өзбекистан қатарлиқ дөләтләргә тиҗарәт иши билән чиққан уйғурларниң вақти аз қалған паспортини узартиш тәләплириму, сақчи орунлириниң қаттиқ тәкшүрүши сәвәблик барғанчә тәсләшкән. Һәтта узартип бериш рәт қилинип, уларниң тиҗарәт йоли пүтүнләй етилип қелиштәк әһваллар йүз бәргән. Шуңа һазир бир қисим уйғурлар тиҗарәт йолиниң етилип қалмаслиқи үчүн, паспорт беҗиришни кәсип қиливалған хитай ширкәтлири яки шәхсләргә зор миқдарда пул төләш арқилиқ, ғәйрий рәсми йоллар билән паспорт беҗириватқан әһваллар барғанчә еғирлашмақта икән.
Йеқинда чәтәлгә оқушқа чиққан бир оқуғучиму зияритимизни қобул қилип, өз ата -анисиниң өзлириниң узун йиллардин буян йиғқан пуллирини хәҗләш арқилиқ, өзи үчүн паспорт беҗирип, уни чәтәлгә оқушқа чиқарғанлиқини баян қилди.
Америкидики пәрзәнтлирини йоқлаш үчүн кәлгән бир уйғурниң билдүрүшичә, уруқ - туғқанлирини йоқлаш үчүн чәтәлләргә чиқишни тәләп қилғучилардин, паспорт беҗириштә уларниң муқим мал -мүлкини мәлум қилиш һәм банкидики пул аманити сүрүштүрүлүп тоңлитип қоюш шәрти билән улардин банкиниң пул аманәт испат қәғизини тәләп қилиш, шундақла өзи турушлуқ район һәм идаридин бу кишиниң һечқандақ сиясий мәсилиси болмиғанлиқи һәққидики испат қәғизини алғандила андин уларға паспортини беҗиришкә рухсәт қилиш қәғизи берилидикән.
Уйғурбиз ториниң хәлқара тор бекитиниң хәвиридин мәлум болушичә, уйғурбиз тор бекити 2010 - йили 7 - айниң 21 - күнидин башлап, уйғурларниң чәтәлгә чиқиш һәм паспорт беҗириш әһвали һәққидә рай синаш паалийити елип барған. Рай синаш нәтиҗисидә бу өз әһвалини баян қилған 327 киши ичидә пәқәт 4 - 5 кишила өзиниң паспорт беҗириш әһвалиниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини билдүргән.
Нөвәттә, уйғур зиялийлириниң чәтәлләрдә ечилған илмий муһакимә йиғинлириға беришиму қаттиқ тәкшүрүштин өтидиған болуп, бу йил 4 - айда бейҗиң милләтләр университетиниң дотсенти, уйғурбиз тор бекитиниң саһиби илһам тохти әпәндиниң түркийидә ечилған "2 - нөвәтлик хәлқара түркий милләтләр мәдәнийити илмий муһакимә йиғини"ға бериши, униң паалийәтлири сәвәблик тосуп қоюлған иди.
Игилишимизчә, уйғурларниң паспорт беҗириши тәс болуштәк бу хил әһвалға қарита, уйғурларниң наразилиқ кәйпияти барғанчә ешип бериватмақта икән. Мәлум болушичә, бу бирнәччә йилдин буян уйғур тор бәтлиридә паспорт беҗиришниң тәсликигә нисбәтән наразилиқ инкаслири көпәйгән. Бултур 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин, уйғур тор бекәтлириниң тақиветилгәчкә, уйғурлар сина, студентлар алақә тори, хәлқ тори, 56 ком қатарлиқ хитай тилидики тор бекәтлиридә уйғурларға қаритилған тәңсиз муамилиләрниң мисали сүпитидә, уйғурларниң паспорт беҗириши тәс болуш, хитай өлкилиридики уйғурларға қаритилған назарәтниң күчәйтилип, меһманхана, магизин, аптобус қатарлиқ җайларда уйғурларға қаритилған кәмситиш сияситиниң очуқ ипадилиниватқанлиқиға өз наразилиқини язған инкаслар барғанчә көпәйгән.
Уйғур вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, әгәр бу хил әһвал түзитилмисә, уйғурлардики паспорт беҗиришниң тәсликигә болған наразилиқ, районда мәҗбурий иҗра қилиниватқан қош тиллиқ маарип сиясити, уйғурлардики ишсизлиқ мәсилиси һәм йеридин айрилип қеливатқан деһқан - чарвичилар мәсилилири билән қошулуп, уйғурларниң техиму зор наразилиқиниң партлишиға сәвәб болуши мумкин икән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.