Уйғурлар роза һейт күнидә...

20 - Сентәбир күни улуқ роза һейт байрими. Дуня мусулманлири роза һейтни тәбрикләватқан мушундақ хасийәтлик байрам күнидә уйғурларму дуня мусулманлири билән бирликтә роза һейт байримини күтүвалди.
Мухбиримиз миһрибан
2009.09.21
Urumchi-Dong-kowruk-mechit-305 9 - Ийул күни, хитай қораллиқ армийиси дөң көврүк турпан мичитини қамал қилип, уйғурларға җүмә намизи оқутмиған.
RFA Photo

Түрлүк сәвәбләр билән дуняниң һәрқайси җайлирида һиҗрәттә яшаватқан уйғурлар зияритимизни қобул қилип, өзлириниң бу йиллиқ роза һейт байримини, өзлири турушлуқ дөләтләрдики уйғурлар вә башқа мусулман қериндашлири билән бирликтә тәбриклигән болсиму, әмма бу йиллиқ роза һейт байримида, "5 - июл үрүмчи вәқәси"дин буянқи зиядә чиңип кәткән уйғур ели вәзийитидин әнсирәватқанлиқини, "5 - июл үрүмчи вәқәси"ниң алди - кәйнидә, һаятидин айрилған уйғур қериндашлириниң роһиға дуа қилиш, һелиму түрмилиридә бигунаһ йетиватқан уйғур қериндашлириниң тәқдиридин әнсирәш, вәтәндә қалған уруқ - туққан, дост бурадәрлирини яд етиш ичидә өткүзүватқанлиқини баян қилишти.

Америкидики уйғурлар 9 - айниң 20 - күни роза һейт намизини түрк җамаити билән бирликтә өзлири турушлуқ шәһәрләрдики мусулманлар вә түрк қериндашлири билән бирликтә оқуди. Виргинийә штатидики уйғурлар һейт намизини түрк җамаити билән бирликтә фаирфакс шәһиридики оттура мәктәпниң тәнтәрбийә залида оқуди. Бу йиллиқ роза һейт намизини америка түрк достлуқ җәмийити тәшкиллигән.

Америка уйғур җәмийитиниң билдүрүшичә бу йил, виргинийә штати вә вашиңтон шәһири әтрапидики уйғурларниң роза һейт намизиға әң көп иштирак қилған йили икән.

Вирҗинийә әтрапидики уйғурлардин, илшат әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң телефон вә интернет алақисини үзүвәткәнлики сәвәбидин өзиниң вәтәндики уруқ - туғқанлири билән телефонда әһвал сораш пурситигә еришәлмигәнликини баян қилип, хитай һөкүмитини мушундақ һейт - байрам күнлиридиму нормал телефон алақисини әслигә кәлтүрмигәнлики үчүн әйиблиди.

Америкидики уйғурлардин дилдар ханим зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу йиллиқ роза һейт байримини вәтәндики уруқ - туғқанлирини сеғиниш, ана юртини әсләш ичидә өткүзгәнликини баян қилди.

Голландийидики уйғурлардин, мутәллип әпәнди зияритимизни қобул қилип, голландийидики уйғурларниң роза һейт байримини бирликтә күтүвалғанлиқини, мушундақ күнләрдә өз ана вәтинидә қалған уруқ - туғқан, дост бурадәрлирини әсләш билән бирликтә 5 - июл вәқәсидин кейинки уйғур ели вәзийитиниң чиңип кәткәнликини, өзиниң һәр хил усуллар арқилиқ, вәтәндики уруқ - туғқанлири вә дост бурадәрлиригә телефон қилип, уруқ - туғқанлири билән телефонда көрүшүш пурситигә еришкән болсиму, әмма вәтининиң вәзийити һәққидики көңүлсиз хәвәрләрни аңлиғинида көңлиниң толиму йерим болғанлиқини баян қилди.

Мутәллип әпәнди телефонда, қәшқәрдики роза һейт намизиниң йиллардикидин пәрқлиқ һалда қораллиқ әскәрләрниң назарити вә һөкүмәтниң түрлүк чәклимилири ичидә оқулғанлиқини аңлиғанлиқини, қәшқәр шәһиридә қайтидин һәрбий контроллуқниң күчәйтиливатқанлиқини, һейт намизидин қайтқан җамаәтниң тупрақ бешиға берип, өлүп кәткән уруқ - туғқанлирини йоқлишиға тосалғулар пәйда болғанлиқини баян қилди.

Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвиридә баян қилинишичә,үрүмчидә уйғурлар роза һейтлиқ намазни дүшәнбә күни әтигән өз қәрәлидә оқуған болуп, намаздин кейин уйғурлар хәлқара чоң базарға йиғилип, нағра - сунайлар ичидә сама усули ойнап, бу йиллиқ роза һейт байримини күтүвапту.

Әмма, үрүмчидики исмини ашкарилашни халимиған мәлум бир уйғурниң билдүрүшичә, бу йиллиқ роза һейт намизи гәрчә өз вақтида оқулған болсиму, лекин улар намизини қораллиқ сақчиларниң " мәсчит әтрапини қатму - қат қоғдиши" һәм "мәсчит ичидә аманлиқ сақлиғучи хадимларниң тәртипни сақлиши" ичидә оқуп түгитипту, үрүмчи кочилирида қораллиқ сақчи қисимлири шәһәр аһалисиниң аманлиқини сақлаветипту, һәтта мусулманлар қәбристанлиқиниң әтрапиниму қораллиқ сақчилар қоғдаветипту.

Роза һейт мәзгилидә ғулҗиниң вәзийитиму җиддийлишип кәткән болуп, радийомиз уйғур бөлүминиң игилишичә, шәнбә күни җәсити аилисигә қайтуруп берилгән шөһрәт турсунниң өлүми вәқәси сәвәблик ғулҗа вәзийити җиддийләшкән икән.

"5 - Июл үрүмчи вәқәси" дә ғулҗа қорғас наһийисидин җинайәт гумандари дәп қолға елинған шөһрәт турсунниң сақчиханида сорақ җәрянида уруп өлтүрүветилип, қанун дохтури тәрипидин, йүрәк кесили билән өлгән дәп диагноз қоюлуп, аилисигә қайтурулуп берилиши сәвәбидин, ата - анисиниң вә җамаәтниң наразилиқи келип чиққан һәмдә һөкүмәт қорғас наһийисини мәркәз қилип, ғулҗа тәвәсидә қайтидин җиддий һаләт йүргүзгән икән.
 
Чәтәл агентлиқлириниң хәвәрлиридә шөһрәт турсунниң сақчиханида сорақ җәрянида өлүп кетиши сәвәблик ғулҗиниң қайтидин җиддий һаләткә өткәнлики, үрүмчиниңму қораллиқ қисим әскәрлириниң қатму - қат қоршави ичидә роза һейтни күтүвалғанлиқи һәққидики хәвәрләр бериливатқан болсиму, әмма хитай һөкүмәт тәрәп хәвәрлиридә уйғур аптоном районидики һәр милләт мусулман аммисиниң роза һейт мәзгилидә һөкүмәт тәрәпниң аманлиқни қоғдиши астида роза һейтни тинч хатирҗәм хушал - хорам өткүзүватқанлиқи һәққидики хәвәрләрла берилгән.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.