Уйғурлар билән шиветсийликләрниң сирлиқ мунасивити

Дуняға тонулған турколог гуннар ярриң " уйғурлар билән шветларниң тарихи мунасивити" дегән мақалисидә уйғурлар билән шиветсийиликләр оттурсидики тарихи мунасивәт һәққидә тохтилип" : шималий яврупадики кичик бир дөләт билән җуңгониң ғәрбий қисимидики узаққичә бикинмә һаләттә турған чоң бир районниң оттурсида наһайити йеқин мунасивәтләрниң болуши кишиләрни һәқиқәтән һәйран қалдуруши мумкин, бирақ бу бир тарихи риаллиқ. Бу хил мунасивәтләр һазирқи шинҗаң уйғур аптоном райони қурулуштин хели бурунла башланған иди " дәйду.
Мухбиримиз йалқун
2009.06.11

Шиветсийә яврупадики уйғурларниң қәдими әң балдур йәткән земинларниң бири һесаблиниду.

Бүгүнки күндә өзиниң әҗдатлири билән тарихи мунасивәттә болған бу дөләттә 500 дин артуқ уйғур яшайду. Шиветсийиниң мол музий, архипханилирида вә алий билим юртлирида уйғурларға даир материяллар сақлинип йетипту. Тәтқиқатчилар вә миссйонир язғучилар тәрипидин йеизилған уйғурларға мунасивәтлик һәр хил китаблар дөләтлик китабханиларда тизиқлиқ турупту.

Булардин биз уйғурлар билән шиветларниң болупму, шиветлар билән уйғурларниң мәдәнийәт мәркизи һесабланған қәшқәрниң оттурисида ривайәт түсини алған аҗайип бир бағлинишниң барлиқини байқаймиз. Шиветсийилик билим игилиридин гостав ракет, сүен һеден,гуннар ярриң вә бир қисим юқири билим алған шивет миссйонирлириниң қәшқәрни мәркәз қилип паалийәт елип бериши бу бағлинишлардин мустәсна болмиса керәк.

Қәшқәр билән шиветсийә оттурсидики бағлиниш

Гуннар ярриң йиғип сақлиған қолязмилар һәққидә тәтқиқат елип бериватқан тәтқиқатчи гүнилла төринвал "шиветсийиликләрниң шәрқи туркистан қол язмилириға болған ярдими" дегән мақалисидә мундақ дәп язиду "шиветсийә билән шәрқи туркистанниң арисида адәм ишәнгили болмайдиған бир хил бағлиниш бар, бу болсиму шиветларниң әҗдади шәрқи туркистанниң җәнубидики қәшқәрдин кәлгән дәп қараштур".

Гүнилла түрвал мақалисидә бу хил қарашниң тарих йилтизиниң нәдин кәлгәнлики һәққидә чүшәнчә бериду. Әслидә бу чүшәнчә франсийилик тарихшунаш петис дела крокисниң "чиңгизханниң тарихи " дегән китабида баян қилинған болуп, у буни 17 - әсирдә яшиған шиветсийилик шәриқшунас йоһан габерил сипарвенфелдниң ағизаки баянидин алғанлиқини әскәртиду.

Тарихий ривайәт вә пакит

Китабқа йәнә бир ривайәт қистурма қилинған: "йирақ мәркизи асияда гетер дәп атилидиған бир хәлқ болуп, улар гөтлар билән охшаштур, уларниң һәр иккилисила қәшқәрни мәркәз қилған болуп, қәшқәр өз заманисидики хасгард вә  асгард билән охшаштур. Шиветларниң қәдимий уруш илаһи аталған оден дәл шу йәрдин бир түркүм түрки хәлқини башлап скандиявейә хәлқлириниң йилтизи болған есландийигә йитип кәлгән. Оден мәркизи асиядин кәлгәнлики үчүн у йәнә асиялиқ адәм дәпму аталған."

Апторниң қаришчә, оден мәйли қәшқәрдин кәлгән болсун яки кәлмигән болсун, әмма уйғурлар билән шиветларниң оттурисидики мунасивәтниң бундин хели бурунла йәни 17 - әсиридин башлапла башланғанлиқи бир тарихи пакит икән.

Лунд университетиниң професисори севен лагербриң 1764 - йили бир парчә мақалә илан қилип, шивет тили билән оттура асиядики түрки милләтләрниң тилида муәййән охшашлиқларниң барлиқини вә шиветларниң худаси аталған оден асиядин йолға чиққанда өзи билән биргә түрки тиллириниң бир қисм қәдимий сөзлирини елип кәлгәнликини, бу сөзләрниң кейинки дәвирләрдә скандинавийә милләтлириниң тилиниң шәкиллинишидә мәлум тәсириниң барлиқини баян қилип, шиветлар қәшқәрдин кәлгән бир түркүм түрки хәлқләр билән исландийидики херварар - саганларниң арилашмидин пәйда болған дегән бу қарашниң илмийлиқиға қарита бир асас пәйда қилиду.

Гәрчә бу қарашлар илим саһасидә анчә итибарға елинип кәтмисиму, әмма шеветсийиликләр билән уйғурлар арисидики риал мунасивәтләрниң йәнила мәвҗутлиқини, йәнә килип бу мунасивәтләрниң башқа яврупа дөләтлиригә қариғанда хели балдурла башланғанлиқини тарихи пакитлар испатлап турупту.

Бу һәқтә тохталған гуннар ярриң мундақ дәйду: " биз қәдимқи скандиявийниң иепослар дәвиридә тилға елинған шиветсийә билән мәркизи асияниң мунасивити тоғрисидики ривайәтләр қайнимидин ойғинип риаллиққа қайтип кәлгинимиздә, шиветсийә билән мәркизи асияниң реал тарихи мунасивәтлириниң шиветсийә йеқинқи заман тарихидики әң апәтлик йилларда башланғанлиқини көримиз.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.