Әнвәр тохти: 'уйғурлардики рак кесили мени атом радиатсийиси тәтқиқатиға елип кирди' (2)

Әнвәр тохти әпәнди хитай лопнур районида елип барған атом бомба синақлириниң уйғур елигә елип кәлгән апәтлири һәққидики материялларни дуня җамаәтчиликигә ашкарилиған һәм йиллардин бери бу һәқтики тәтқиқатини давамлаштуруп келиватқан тунҗи уйғур.
Мухбиримиз миһрибан
2010.06.15
Enver-Toxti-yipek-yolidiki-olum-filimida-305 Сүрәт, әнвәр тохти әпәндиниң, 1998 - йили әнглийә мухбирлири билән һәмкарлишип ишлигән, "йипәк йолидики өлүм" намлиқ һөҗҗәтлик филимдики көрүнүшлиридин бири.
www.youtube.com Дин елинди.

Бүгүнки программимизда, әнвәр тохти әпәндиниң хитай һөкүмити дуня җамаәтчиликидин йошуруп кәлгән бу мәхпийәтликни ашкарилаш җәряни вә йеқинқи йиллардин буян һәрқайси әлләрдә бу һәқтә бәргән доклатлири тоғрисида мәлумат беримиз.

Әнвәр тохти әпәнди 1998 - йили әнгилийә мухбирлири билән һәмкарлишип ишлигән, "йипәк йолидики өлүм" намлиқ һөҗҗәтлик филим арқилиқ, хитай уйғур елидә елип барған көп қетимлиқ атом синақлириниң райондики уйғур қатарлиқ милләтләргә елип кәлгән зиянлирини дуняға ашкарилиған уйғур зиялийсидур.

Алдинқи қетимлиқ зияритимиздә, әнвәр тохти әпәндиниң уйғур районда тез сүрәттә көпәйгән һәр хил рак кесәллири һәққидә тәтқиқат елип бериш җәрянида, уйғурлардики рак кесилиниң йеқинқи йиллардин буян тезликтә ямрап кетишидики сәвәбниң хитай уйғур елидә елип барған атом синақлириниң тәсиридин икәнликини ениқлап чиққанлиқи һәққидики сөһбәт хатирисини бәргән идуқ.

Бүгүн зияритимизни қобул қилған әнвәр тохти әпәнди өзиниң чәтәлгә чиққандин кейин, уйғурларда рак кесилиниң көпийип кетишидики сәвәбниң районда елип берилған атом синақлириниң тәсиридин икәнликини, дуня җамаәтчиликигә ашкарилаш җәрянини һәққидә тохталди.

У, 1997 - йили билим ашуруш үчүн түркийигә чиққан мәзгилидә, әнгилийилик икки мухбирниң зияритини қобул қилип, әйни чағда уларға өзиниң 1994 - йилдин 1996 - йилғичә елип барған рак кесилиниң уйғур районида ямрап кетишиниң сәвәбини ениқлап чиқиш җәрянини баян қилип бәргинидә, мухбирларниң бу мәсилигә толиму қизиққанлиқини, кейин ричард вә лавра исимлик бу икки мухбирниң әнгилийә һөкүмитигә илтимас сунуши билән 1998 - йили өзиниң улар билән бирликтә"йипәк йолидики өлүм" намлиқ һөҗҗәтлик филимни ишләш хизмитигә қатнашқанлиқини баян қилди.

Әнвәр тохти әпәнди сөһбәт җәрянида, хитай лопнур районида елип барған атом синақлири вә райондики уйғурларниң атом радиатсийисиниң зийиниға учраш җәрянини дуняға тунҗи қетим ашкарилиған "йипәк йолидики өлүм" намлиқ һөҗҗәтлик филимни ишләш җәряни һәққидә тохталди.

Әнвәр тохти әпәнди 1998 - йили чәтәлгә чиққандин буян, уйғурларниң атом радиатсийисиниң зиянкәшликигә учраш әһвали һәққидики тәтқиқатини давамлаштурған бирдин бир уйғур тәтқиқатчидур.

Әнвәр тохти әпәнди өзиниң 2003 - йилдин буян әнгилийә, японийә, шветсийә вә белгийә қатарлиқ дөләтләрдә ечилған атом радиатсийисиниң зийини һәққидики хәлқаралиқ йиғинларда, уйғурларниң хитай лопнур районида елип барған атом синақлириниң зиянкәшликигә учраш әһвали һәққидики испатлиқ материялларни дуня хәлқигә аңлитиш җәрянини һәққидә тохталди.

Сөһбитимиз ахирида әнвәр тохти әпәнди, бундин кейин өзиниң бу саһәдики тәтқиқатини тохтатмайдиғанлиқини, имканийитиниң йетишичә хитай лопнур районида елип барған атом синақлириниң зиянкәшликигә учриған уйғурларниң авазини дуня җамаәтчиликигә давамлиқ аңлитидиғанлиқини билдүрди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.