Уйғурлар һалқима тәрәққиятниң уйғурларға иш имкани яритип беридиғанлиқидин йәнила үмидсиз

Уйғур районлуқ партком “алий мәктәп, оттура техникомларни пүттүргәнләрни толуқ ишқа орунлаштуруш тоғрисидики пикир” ни бу йил январдин башлап йолға қойған.
Мухбиримиз ирадә
2011.03.21

Пилан бойичә 2010-йилидин 2012-йилиғичә болған арилиқта алий мәктәп вә һәрқайси техникомларни пүттүридиған 280 миң оқуғучи толуқ ишқа орунлаштурулмақчи болған иди. Хитай һөкүмити уйғур районида һалқима тәрәққий қилдуридиғанлиқини илгири сүрүп, хитай өлкиләрдин һәдәп уйғур райониға “ихтисаслиқ хадимлар” ни чақириватқан бир пәйттә, уйғурлар болса ишқа орунлишиш мәсилисиниң һәл болидиғанлиқидин йәнила үмидсиз турмақта.

Уйғур районлуқ һөкүмәт йеқиндин буян алий билим юртлирида оқуған балиларни ишқа орунлаштуруш мәсилисини муһим орунға қоюп, бу һәқтә җиддий тәдбир алидиғанлиқини көпләп тәшвиқ қилишқа башлиди. Аптоном районниң рәиси нурбәкриму шинҗаң педагогика университетида һәрқайси университетлардин кәлгән оқуғучиларға қилған нутқида ишсизлиқ мәсилисини алаһидә тилға елип, уйғур районида йолға қоюлуватқан һалқима тәрәққият сияситиниң уйғур районида көпләп иш имкани яритидиғанлиқи, яшларниң кәлгүсигә үмидварлиқ билән қариши керәкликини тәкитләп, ишсизлиқ мәсилисини һәл қилидиғанлиқини ейтти. Арқидинла, уйғур районлуқ һөкүмәт январдин етибарән “алий мәктәп, оттура техникомларни пүттүргәнләрни ишқа орунлаштуруш” пилани бойичә 280 миң нәпәр алий мәктәп оқуғучисини ишқа орунлаштуруп болидиғанлиқини җакарлиди.

Әмма, уйғур районида иш тепиш қийинчилиқи барлиқини ейтип, сәврчан болушни, кәлгүсигә үмид билән қарашни тәвсийә қиливатқан уйғур район рәһбәрлири болса бир яқтин уйғур райониниң һалқима тәрәққиятиға ярдәмдә болуши үчүн ичкиридин һәдәп “ихтисаслиқ хадимла”" тәклип қиливатмақта. Һәтта, йеқинда қәшқәр һөкүмәт ториму мәхсус қәшқәр иқтисадий алаһидә райони үчүн ичкиридин мәхсус хадим тәклип қилди. Ичкиридики хитай алий мәктәп оқуғучилири “пидаий” лар сүпитидә тәклип қилиниватқан, уйғур районидики һәрқайси вилайәт, наһийә, шәһәр, базарларға айрим-айрим һалда нуқтилиқ ярдәм қиливатқан “қериндаш өлкиләр” дин хитай оқутқучилар, техник хадимлар, мәмурий хадимлар, һөкүмәт кадирлири түркүм-түркүмләп “ихтисаслиқ хадим” сүпитидә йөткәп келиниватқан йәни, уйғур районида болуватқан өзгиришләр ичкиридики алий мәктәп пүттүргән нурғунлиған хитай оқуғучилириға, хитай ишчилириға уйғур елидә иш тепиш имкани яритип бериватқан мушундақ шараитта болса, уйғур яшлириниң ишқа орунлишишта қийниливатқанлиқи мәлум. Балиси шинҗаң толуқ оттура синипини пүттүргәндин кейин, ичкиридики мәлум университетта тәбиий пән кәспидә оқуған бир аялниң баянлири бизгә уйғур ата-аниларниң балилириниң ишқа орунлишиш вәзийитидин йәнила үмидвар әмәсликини көрситип турмақта. Балиси бу йил 7-айда мәктәп пүттүрүш алдида турған бу аялниң ейтип беришичә, балиси ичкиридә хитайчида “диң шуаң” дәп атиливатқан түр бойичә тәрбийиләнгән болуп, бу балиларға әйни вақитта оқуш пүттүргәндин кейин уйғур райониға қайтип келип хизмәт қилидиғанлиқи вә қайтип кәлсила хизмәт берилидиғанлиқи һәққидә капаләт берилгән икән.

Алий мәктәпни пүттүргән уйғур яшлири ишқа орунлишалмай, җәмийәттә бир кишилик орунға игә болалмаслиқтәк әһвал нурғун уйғур яшлириниң ата-аниси, юртлиридин кичикла айрилип, чәтәлләргә чиқип кетишигә сәвәб болуватқан амилларниң бири. Болупму 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин америка вә һәрқайси явропа әллиригә кәлгән уйғур яшлириниң сани көрүнәрлик артти. Улар өз вәтинидә иш имкани, яшаш имкани уйғурларға барғансери тарийиватқанлиқтин өзиниң чиқиш йолини чәтәлләрдә издәшкә мәҗбур болғанлиқини баян қилмақта.

Радиомизға кәлгән учурлардин мәлум болушичә, 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин уйғурлар арисидики ишсизлиқ мәсилисиниң бу қетимлиқ вәқәниң келип чиқишидики муһим амилларниң бири икәнлики хитай даирилириниң ишсизлиқ мәсилисини һәл қилишта бәлгилик қәдәм ташлишиға түрткә болуп, бир қисим яшлар ишқа орунлаштурулған болсиму, әмма буларниң көпинчиси алий мәктәпләрдә өзи оқуған кәсипләрдә әмәс, бәлки кәспи билән қиличиликму алақиси болмиған саһәләрдә ишқа орунлашқан. Йәни, көпинчиси һәрқайси аһалә башқуруш комитетлирида чарлаш сақчиси, аманлиқ қоғдаш хадими қатарлиқ хизмәтләргә қобул қилинған. Башқа чиқиш йоли болмиған уйғур яшлири буниму қобул қилишқа мәҗбур болмақта икән.

Чәтәлләргә чиқиватқан уйғурлар яшлириниң инкас қилишичә, ичкиридин тәклип қилинған хитай оқуғучилар “ихтисаслиқ хадим” сүпитидә кәспий орунларни игиләп кәткәнликтин уйғурлар кәспий орунларда оқуған кәспини җари қилдуруш имканидин мәһрум қелип, нәтиҗидә җапа тартип оқуған кәспиниму ишлитәлмәйдикән.

Балиси ичкиридики алий мәктәпни пүттүрүш алдида турған аялниң юқиридики баянлириму буниң тоғрилиқини испатлап турмақта. У сөзидә йәнә, балисиниң оқуған кәспини ишлитип, тәрәққий қилиш үчүн ичкиридә қелишни арзу қилған болсиму, мәктәп униң чоқум уйғур райониға қайтип кетиши керәкликини ейтип, униң ичкиридин хизмәт тепишиға рухсәт қилмиған икән. Шуңа һазир бу аялға уйғур районида балисиға җапа тартип оқуған кәспигә чушлуқ иш тепиши болса техи қараңғу.

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири болса, хитай һакимийитиниң уйғурлардики ишсизлиқ мәсилисини һәл қилишниң пәқәтла бир қисим яшларға иш берип қоюш билән һәл болмайдиғанлиқини, униң бирдин ‏-бир йолиниң уйғурларға һәқиқий һоқуқ вә өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи бәргәндила һәл болидиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.