Америка: " хитай һөкүмити уйғурларға ярдәмла әмәс, муһими қарар қилиш һоқуқи бериши керәк"

5 - Июл вәқәсиниң бир йиллиқ хатирә мәзгилидә уйғур мәсилисигә көңөл бөлүп келиватқан һәрқайси дөләтләр, тәшкилатлар вә шәхсләр, уйғур вәзийитигә аит доклат вә баянатларни елан қилип, уйғур вәзийитини яхшилаш һәққидә тәклип - пикирлирини сунмақта. Түнүгүн америка һөкүмити вә дөләт мәҗилисиниң хитай ишлири комитети һөкүмәт вә мәҗлискә бу һәқтә тәклип сунған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.07.09

Хитайниң шинҗаң хизмәт йиғинида оттуриға қоюлған йеңи тәрәққият пилани вә униңдин кейин йолға қоюшқа башлиған бир қатар тәрәққият тәдбирлири муһаҗирәттики уйғур паалийәтчилириниң тәнқидигә учриған. Бу тәнқидкә учриған нуқтилар, уйғур мәсилисиниң ялғуз иқтисадий мәсилә дәп қарилиши; мәсилиниң сиясий тәрипигә көз юмулуши, пиланға уйғур хәлқиниң пикир қатнаштурмаслиқи; шундақла, йәнә ярдәм пиланида райондики уйғурлар билән хитайларниң бәһриман болуш нисбитиниң айдиңлаштурулмаслиқи қатарлиқлардур.

Йәни көп сандики уйғур паалийәтчилири вә мустәқил көзәткүчиләр, хитайниң йеңи тәрәққият пиланиниң йәнила райондики хитай хәлқиғә пайдилиқ болидиғанлиқини, уйғурларниң мәнпәәтиниң зиянкәшликкә учрайдиғанлиқини оттуриға қойған. Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң түнүгүнки доклатидиму юқириқиға охшаш гуман вә әндишиләр оттуриға қоюлған. Доклатта, йеңи тәрәққият тәдбирлириниң бир қисминиң районниң тәрәққияти үчүн пайдилиқ икәнлики, бир қисминиң болса, райондики уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләрниң мәнпәәти үчүн зиянлиқ икәнлики; районға пайдилиқ дәп қаралған тәдбирләрниң уйғурлар үчүн пайдилиқ болуши натайин икәнлики әскәртилгән. Доклат мәзкур комитет тәрипидин америка дөләт мәҗилиси вә һөкүмитигә сунулған вә хитай билән болған мунасивәттә бу мәсилиләрниң тилға елиш, түзитишкә һәрикәт қилиш тәшәббус қилинған. Доклат ениқ һалда, уйғурларға ялғуз иқтисадий ярдәмла әмәс, әң муһими районниң ишлирида қарар қилиш һоқуқи берилиш керәкликини тәкитлигән. Доклатта йәнә, хитай һөкүмити уйғур районини тәрәққий қилдуруш үчүн уйғур хәлқиниң пикрини елиш керәклики, уларниң әмәлий еһтияҗини чиқиш нуқтиси қилиш керәклики әскәртилгән. Илгирики тәрәққиятлардин уйғурларниң бәһриман болалмиғанлиқи ишарәт қилинған докилатта, уйғурлар бу қетимқи тәрәққият пиланидин мәнпәәтлинәлиши үчүн, чоқум униң сиясий вә иҗтимаий һәқлириниңму капаләткә еришиши керәклики, иқтисадий һоқуқни йәккә йиганә һалда иҗра қилғили болмайдиғанлиқи билдүрүлгән.

Тәклип оттуриға қоюлған доклат " шинҗаң уйғур аптонум районидики инсан һәқлири вәзийити" дегән намда болуп, доклатта йәнә 5 - июл вәқәсидин кейинки тутқун вә җазалар һәққидиму пикир баян қилинған. Доклатта җаң чүншәнниң вәзипигә олтуруш билән тәңла, қаттиқ зәрбә бериш чақириқини тәкрарлиғанлиқи, бу йәрдә үч хил күчләргә зәрбә бериш дегән нам астида бир милләт хәлқиғә һуҗум қилиниватқанлиқи билдүрүлгән. Доклатта йәнә, нур бәкриниң сөзлиридин нәқил елинип, хитайниң вәқәгә четишлиқ 97 делони бир тәрәп қилғанлиқи вә 198 киши үстидин һөкүм елан қилинғанлиқи, әмма бу делоларниң мутләқ көп қисминиң сот тәртипиниң хәвәр қилинмиғанлиқи; нәтиҗидә хитай өзиниң дөләт қануни вә хәлқара қанунларға хилаплиқ қилинғанлиқи қәйт қилинған. Буниң билән тәң америка һөкүмитини 5 - июлдин кейинки қара - қоюқ тутқунда түрмигә ташланғанларниң из - дерикини елишқа вә уларниң қоюветилиши үчүн хитай һөкүмитигә бесим ишлитишкә чақирған.

Хитай бу йилниң бешида интернет вә хәлқара телефон йолини қайтидин ечивәткәнликини елан қилған болсиму, уйғур елидики асаслиқ тор бәтләр тақақлиқ һаләттә иди. Мәзкур доклатта бу мәсилиму тилға елинған. Доклатта уйғур районидин учур елиш вә учур йәткүзүшниң бултурдин бери техиму қийинлашқанлиқи, шуниң үчүн уйғур районидин учур топлайдиған вә учур йәткүзидиған аммивий тәшкилатларға ярдәм берип уларни көчләндүрүш керәклики билдүрүлгән. Доклатта йәнә, уйғур мәдәнийити вә инсан һәқлирини қоғдаш үчүн паалийәт елип бериватқан тәшкилатларға берилидиған иқтисадий ярдәмни көпәйтиш тәшәббус қилинған.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, америка һөкүмити вә дөләт мәҗилисиниң хитай ишлири комитети 2000 - йили тәсис қилинған. У асаслиқ америкиниң хитай сияситини бәлгиләштә учур вә пикир билән тәминләш үчүн вәзипиләнгән. Мәзкур комитетта америка дөләт мәҗилисиниң 18 нәпәр паламент әзаси, америка һөкүмитиниң 5 нәпәр юқири дәриҗилик әмәлдари вәзипә өтәйду. Комитетниң тор бетидә баян қилинишичә, мәзкур комитет, уйғур райониниң нөвәттики вәзийитини игиләш үчүн, көздин кәчүрүш, испат йиғини ечиш вә язма материялларни ахтуруш қатарлиқ шәкилләр билән 200дин артуқ мәнбәдин учур топлиған.

юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.