“валл стритни ишғал қилиш” һәрикити пүтүн дуняға кеңәйди

Америкида давамлишиватқан “валл стритни ишғал қилиш” һәрикити һазир пүтүн дуняға кеңәйди. Бу намайиш өткән шәнбә күни пүтүн дуня миқясида 900 дин артуқ шәһәрдә йүз бәрди.
Мухбиримиз вәли
2011.10.18
wall-street-namayish-305.jpg Нюйоркта йүз бәргән “валл стритни ишғал қилиш” намайиши көрүнүши. 2011-Йили 5-өктәбир.
AFP

Хоңкоңда чиқидиған “малийә хәвәрлири” гезитидә мундақ дәп тәсвирлиниду: буниңдин бир ай бурун, 17‏-сентәбир күни ню-йорк шәһиридә, бир қанчә адәм тәшәббус қилип башланған “валл стритни ишғал қилиш” һәрикитиниң, һазирқидәк пүтүн дуняға кеңийип дуняви һәрикәткә айлинип кетишини һечким тәсәввур қилмиған иди. Мана һазир, 16‏-өктәбир күни “валл стритни ишғал қилиш” һәрикити аллиқачан төт қитәгә һәм окянийигә кеңийип болди. Әнглийә, германийә, франсийә қатарлиқ тәрәққий қилған дөләтләрдиму “явропачә валл стритни ишғал қилиш” әвҗ алди.

Муқим даһийси болмиған тарқақ һаләттики кишиләр бирхил қизғинлиқ вә арзу-һәвәс билән қозғиған бу аммиви һәрикәт, пүтүнләй интернеттики файсбук, тивитер дәп атилидиған тор понкитлири арқилиқ өзиниң қоллиғучилири билән алақә қилип қанат яйдурулуп, пүтүн йәр шаридики хәлқ аммисини иқтисадий җәһәттә тәңсизлик пәйда қилған нуқтиларға наразилиқ ипадиләш нишаниға йәткүзди.

Б б с ниң баян қилишичә, өткән шәнбә күни ню-йорк шәһириниң пай базиридики намайиш шәһәрниң техиму ават, техиму сәзгүр йеридики “дәвр мәйдани” ға көчүрүп келингән. Лос анҗилис шәһиридики 5 миң адәмлик коча намайишиму шәһәрлик һөкүмәтниң алдиға йөткәп келингән. Питсбург шәһиридики 2 миң кишилик намайишму коча маршиға айландурулған. Бу намайишларниң һәммисидә, байлар билән намратлар оттурисида пәйда қилинған пәрқләргә қарши туридиған шоарлар товланған.

Өткән шәнбә күни йәнә, пүтүн дуня миқясида 900 дин артуқ шәһәрниң иқтисад-пул муамилә мәркәзлиридә, нюйорктикигә охшаш дағдуғилиқ намайиш болған. Испанийиниң мадерит шәһири, портигалийиниң лисбен шәһири, гретсийиниң афина шәһиридики намайишқа қатнашқан адәм саниму бир нәччә миңдин ашқан. Пәқәт италийиниң рим шәһиридә өткүзүлгән 500 кишилик намайишлар, һөкүмәтсизликни тәшәббус қилғучи гуруһлар арилишивалғанлиқтин зораванлиқ һәрикәткә айлинип қалған.

Ройтерс агентлиқиниң баян қилишичә, өткән шәнбә күни канаданиң торонто шәһиридики пул -муамилә мәркизидә йүз бәргән намайишта “торантони қайтурувалайли” дегән шоар оттуриға қоюлған. Канададики “аббустер” дәп атилидиған әң чоң елан-сәнәт гезитиниң саһиби калл ласон, “валл стритни ишғал қилиш” намайишини 10‏-айниң 29 ‏-күни пүтүн дуняда бир күндә, бир вақитта елип бериш, 11‏-айда франсийидә ечилидиған 20 чоң санаәтләшкән дөләт башлиқлири йиғинида давамлаштуруш, униңда бирдәкла байлар билән намратлар оттурисида пәйда қилинған пәрқләргә қарши туридиған шоарларни товлаш тәшәббусини оттуриға қойған.

Вашингтон пост гезитидә баян қилинишичә, б д т баш катипи банкимун 17‏-өктәбир күни “валл стритни ишғал қилиш” һәрикити һәққидә қилған сөзидә, “валл стритни ишғал қилиш” һәрикитигә қатнашқан хәлқ аммиси, өзлириниң дуня характерлик иқтисадий кирзисниң зәрбисигә учриғандин кейинки наразилиқ кәйпиятини ипадилиди, һәр қайси дөләт рәһбәрлири чоқум милйонлиған хәлқниң дәрдигә йетиши керәк, дәп көрсәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.