Җаң вейгониң ваң лечүән вә уйғур ели вәзийити һәққидики қариши
Мухбиримиз миһрибан
2009.09.14
2009.09.14
AFP Photo
Хоңкоңда чиқидиған "йонилиш" журнилиниң бу нөвәтлик санида, "ваң лечуән окул йиңниси үстидә усул ойнимақта" мавзулуқ мақалә елан қилинған болуп, мақалидә хитайдики әң чоң парихор дәп нам алған ваң лечүәнниң уйғур аптоном районида партком секретари болуп турған бу йилларда уйғур аптоном районидики муқимлиқни чиң тутушни баһанә қилип, йәрлик уйғур миллитигә нисбәтән "қаттиқ қоллуқ билән бастуруш сиясити йүргүзүш" арқилиқ өзиниң бу йиллардики парихорлуқ қилмишини йошурмақчи болуватқанлиқи, хитайдики бу хил чириклик вә парихорлуқ бир чоң тор системисини шәкилләндүрүп хитай коммунист һөкүмитиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң һәммисигә четилидиғанлиқи оттуриға қоюлған.
"Йөнилиш" журнилиниң баш тәһрири җаң вейго әпәнди зияритимизни қобул қилип, өзиниң хитайдики парихор әмәлдарлар ичидә хитайниң уйғур аптоном райониға тәйинлигән әмәлдари ваң лечүән вә нөвәттики уйғур елиниң вәзийитигә болған қарашлирини баян қилди.
"Бир тәрәптин қариғанда, уйғур ели райониниң бүгүнкидәк җиддий һаләткә келип қелишида, хитай коммунист һөкүмитиниң уйғур аптоном райониға тәйинлигән парихор әмәлдари ваң лечүәнниң әң чоң мәсулийити бар дәп қарашқа болиду, йәнә бир тәрәптин қариғанда, хитай коммунист һөкүмитиниң бу 60 йилдин буян уйғур қатарлиқ милләтләр устидин йүргүзүватқан бастуруш вә кәмситиш сиясити уйғур ели райони вәзийитиниң бүгүнкидәк җиддийлишип, еғир һалдики миллий мәсилиләрниң келип чиқишиға сәвәб болған. Болупму бу қетимқи хитай пуқралири билән уйғурлар оттурисидики тоқунушниң бу қәдәр кәскинлишип кетишидә ваң лечүәнниң хитай пуқралириға қаратқан тәтүр тәшвиқати аасслиқ сәвәб болуп қалди."
Җаң вейго әпәнди хитайдики парихорлуқниң мәнбәси һәққидә тохтилип, хитай коммунист һөкүмитиниң бу 60 йиллиқ һөкүмранлиқиниң озила хитай коммунист әмәлдарлириниң парихорлуқ қилмишиға шараит яритип бәргәнликини баян қилип, мунфақ деди: "ваң лечүәнни уйғур аптоном районидики хәлқ 'ғәрбий шималдики хақан,' 'коммунист һөкүмәтниң 1 - номурлуқ парихор әмәлдари' дәп тәриплишиду, һазир авам пуқра ваң лечүәнни тәхттин чүшүп кәтсун, дәп тәләп қиливатиду. Әмма хитай коммунист һөкүмитиниң һәқиқий мәқсити һәргизму хитайдики парихор әмәлдарларни хәлқниң тәлипи бойичә җазалаш әмәс, бәлки өзиниң һөкүмранлиқини мустәһкәмләш, өз һакимийитиниң ағдурулуп китишидин әнсирәш, бундақ болғандин кейин хитай коммунист һөкүмити ваң лечүәнгә охшаш парихор әмәлдарларниң " муқимлиқни сақлаш" ни баһанә қилип парихорлуқ қилиши, чириклишиши, байлиқ топлишиға шараит яритип бериду."
Җаң вейго әпәнди өз баянида йәнә, хитай коммунист һөкүмитиниң нөвәттә уйғур ели вәзийитини контрол қилиш тәс болуватқан бундақ һалқилиқ пәйттә, алдирап ваң лечүәнгә охшаш бу хил парихор әмәлдарларни бир тәрәп қилмайдиғанлиқини,униң үстигә хитайниң коммунист һакимийитиниң өз ичидики зиддийәт - тоқунушларму кәскин болуп, ваң лечүәнниң җаң земин гуруһидикиләрниң ғоллуқ адими икәнликини, униң парихорлуқ қилмиши нурғун хитай әмәлдарлириға четилидиғанлиқини, шуңа нөвәттә ваң лечүәнниң тәхттин чүшүш еһтималлиқиниң йәнила төвән икәнликини баян қилди.
"Гәрчә ваң лечүәнниң парихорлуқи хитайдики коммунист әмәлдарлири ичидики 1 - дәриҗилик парихорлуқ қилмишиға ятиду, дәп қариливатқан болсиму, әмма ваң лечүәнниң бу хил парихорлуқ қилмишлириға нисбәтән хитай коммунист һакимийити һазирчә алдирап қол салалмайду. Әгәр хитай коммунист һөкүмити ваң лечүәнни парихорлуқ җинайити билән җазалиса, хитай коммунист һакимийитиниң ички қисмидики нурғунлиған юқири дәриҗилик әмәлдарлириға четилиду, болупму җаң земин башчилиқидики шаңхәй гуруһидикиләр ваң лечүәнниң әң чоң арқа тирики, бу йәрдики мәсилә қандақтур парихорлуқ қилиш қилмишила әмәс, бәлки хитай коммунист һөкүмитиниң өз һөкүмранлиқ аппарати ичидики күрәшләргә мунасивәтлик мәсилиләрниң бири болуп қалди. Һазирқидәк шараитта ваң лечүән йәрлик уйғур хәлқигә нисбәтән қаттиқ қол сиясәт йүргүзүп, қанлиқ бастуруш елип берип, уйғур ели вәзийитини қатмал һаләткә кәлтүрүп қойди, хитай пуқралириға нисбәтән уларға уйғурлар һәққидики тәтүр тәшвиқатларни елип берип, хитай пуқралири билән йәрлик уйғурлар оттурисидики зиддийәтни кәскинләштүрүвәтти. Мушундақ бир шараитта хитай коммунистлириниң мәркизи һөкүмити үчүн уйғур ели вәзийити башни ағритидиған назук мәсилиләрниң бири болуп қалди, мәркизи һөкүмәтниң йеқин арида уйғур елигә ваң лечүәнниң орниға тәйинлигудәк бирәр мувапиқ намзатиму чиқмаслиқи мумкин, чүнки ваң лечүән һазир уйғур елидики муқимлиқниң начарлиқини барғанчә көптүрүп мәлум қилиш арқилиқ, уйғур елигә өзигә охшаш қаттиқ қоллуқ билән бастуридиған әмәлдар болмиса болмайдиғанлиқини тәкитлимәктә."
Зияритимиз ахирида җаң вейго әпәнди хоңкоңда чиқидиған " йөнилиш" журнилиниң бу нөвәтлик санида елан қилинған " ваң лечуән окул йиңниси үстидә усул ойнимақта " намлиқ мақалә һәққидә тохтилип, "5 - июл үрүмчи вәқәси" дин буянқи бир қатар мәсилиләрниң арқа - арқидин йүз беришидә, хитайниң уйғур елигә тәйинлигән партком секретари ваң лечүәнниң миллий зиддийәтләрни пәсәйтиш, мәсилини һәл қилиш позитсийисидә болмай, уйғурларға нисбәтән қанлиқ бастурғанлиқи һәмдә хитай пуқралириниң өзиниң парихорлуқ, чириклик қилмишлириға болған наразилиқ кәйпиятини бураш учун, хитай пуқралириға нисбәтән уйғурларни душмән көрситидиған тәшвиқатларни зиядә елип барғанлиқи сәвәб болғанлиқини, шуңа уйғур ели вәзийитиниң бүгүнкидәк кәскин һаләткә келип қалғанлиқини, бәлким бу қетим уйғур елидә йүз бәргән миллий зиддийәт тоқунушлириниң улғийип, ахирқи һесабта хитай коммунист һакимийитиниң ағдурулушиға бир сигнал болуп қалидиғанлиқини билдүрди.