Ваң лечүәнниң уйғурларға қаритиватқан сүйиқәстлири


2008.03.26

WangLe--150.jpg
Уйғур аптоном райони парткомниң секритари ваң лечүән. Мәнбә:www.xjtsnews.com

Ғәрб мәтбуатида елан қилиниватқан бәзи мақалә вә мулаһизиләрдә, хитай даирилириниң, уйғур паалийәтчилириниң, олимпик 2008‏ - йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғиниға қарши һуҗум пиланлиғанлиқини шуниңдәк хитай йолучилар айропиланини партлитишқа урунғанлиқини дуняға елан қилиш арқилиқ, олимпик һарписида уйғурларға қарши елип бериватқан бастуруш һәрикитини ақлашқа тиришқанлиқи, лекин уйғур паалийәтчиләрниң террорлуқ һуҗумлар пиланлиғанлиқи тоғрисида йетәрлик дәлил - испатларни оттуриға қоялмиғанлиқиниң, дуня җамаәтчиликидә гуман қозғиғанлиқи баян қилинмақта.

Бу мақалә вә мулаһизиләрдә тәкитлинишичә, бундақ бир пәйттә, тибәттә башланған наразилиқ һәрикити вә хитай һөкүмитиниң бу наразилиқ һәрикәтлирини қаттиқ қоллуқ билән бастурғанлиқи, хитай һөкүмитиниң 2008‏ - йиллиқ олимпик тәнһәрикәт йиғинидин, дуняға хитайни инақ бир җәмийәт қилип көрситиш вә өзиниң образини тикләш үчүн пайдилиниш арзусини бит ‏ - чит қилған.

Йәнә бир қисим мулаһизичиләр, елан қилған мақалилиридә, уйғур вә тибәт хәлқлириниң хитай һакимийитигә қарши баш көтүрүшиниң сәвәблири үстидә тохтилип, буниң асаслиқ сәвәби, хитай һөкүмитиниң уйғур ели вә тибәткә қаратқан сиясити дәп көрсәтмәктә.

25‏ - Март күни америкида чиқидиған " ню рипаблик" йәни йеңи җумһурийәт гезитидә елан қилинған бир мулаһизидә, хитай һөкүмитиниң, уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини һәқлиқ көрситиш үчүн, аталмиш террорлуқ сүйқәстини дуня җамаәтчиликигә елан қилған болуши мумкинлики оттуриға қоюлған.

Җашива курлантсик тәрипидин елан қилинған мулаһизидә мундақ дейилгән: " бу айниң башлирида хитай һөкүмити уйғур террорчиларниң олимпик йиғиниға қарши һуҗум пиланлиғанлиқини җакарлиди. Олимпик тәнһәрикәт йиғини өтмүштә бир нәччә қетим қанлиқ һуҗумларға сәһнә болғанлиқи үчүн, бу әлвәттә хәлқара җамаәтниң диққитини қозғайдиған баянат иди. Һәтта бәзи тәнһәрикәтчиләр, хитай һөкүмитиниң, бөлгүнчиләрниң һуҗуминиң алдини алғанлиқини аңлап, раһәт бир нәпәс алған болуши мумкин."

Мулаһизисидә, ваң лечүәнниң, уйғурларниң террорлуқ пилани һәққидә һечқандақ пакит оттуриға қоялмиғанлиқини тәкитлигән, аптор, "әгәр хитай һөкүмити, аталмиш олимпиккә қарши террорлуқ сүйқәсити тоғрисидики оюнида ғәлибә қилған болса, бу хитайға хәлқара җамаәт алдида, шинҗаңдики бастуруш һәрикәтлирини ақлаш үчүн,тепилмас пурсәт яритип бәргән болатти" дәйду.

Тибәттики наразилиқ һәрикәтлиридин кейин, хитай даирилириниң тибәтләрниң диний даһиси далай ламани террорлуқ тәшкилатлар билән һәмкарлишиватиду, дәп әйиблигәнликини әскәрткән җашива куралнтсик мулаһизисидә мундақ дәйду" хитай даирилириниң далай лама ға қаратқан әйибләшлири, бейҗиң һөкүмитиниң олимпик бихәтәрликидин, аталмиш дүшмәнлирини үзүл - кесил уҗуқтуруш үчүн пайдилиниш мәқситидә йолға қойған йеңи тактикиси болуши мумкин.

Мулаһизисидә, уйғурларниң хитай һакимийитигә қарши наразилиқиниң сәвәблири үстидиму тохталған аптур йәнә мундақ дегән: " 2000 ‏ - йилидин кейин, хитай һөкүмити уйғур паалийәтчилирини вә уйғур миллий һәрикитини бастурупла қалмастин, уйғур мәдәнийитигә қарши кәң даирилик йоқитиш һәрикити башлатти шуниңдәк хитай көчмәнлиригә шинҗаңға берип, тиҗарәт башлиши үчүн пул ярдими беришкә башлиди. Хитай һөкүмитиниң бундақ сиясәтлиригә қарши чиққан уйғурлар наһайити қаттиқ җазаланди. Нәтиҗидә пүтүн шинҗаңдики уйғурларда бир дәһшәт вә қорқунч пәйда болди."

Мулаһизисидә, бирнәччә қетим уйғур елини зиярәт қилғанлиқини әскәрткән аптур, бу зиярәтлири җәрянида, өзи билән сөзлишидиған адәм тепишта қийналғанлиқини тәкитлигән.

23‏ - Март күни әнглийидә чиқидиған сәнди таймиз гезитидә елан қилинған бир мақалидә болса, хитай һөкүмитиниң уйғур вә тибәтләргә қаратқан сияситиниң асаслиқ нишани изаһланған.

Мәзкур гезитиниң йирақ шәрқ районидики мухбири майкел шәридан тәрипидин елан қилинған мақалидә, хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләр болупму уйғур ели вә тибәткә қаратқан сияситиниң ваң личүән, җаң чиңли вә ли деҗу қатарлиқ үч киши тәрипидин бекитилип йолға қоюлуватқанлиқи тәкитләнгән. Мақалидә көрситилишичә, бу сиясәтниң түп нишани, мәзкур районлардики миллий һәрикәтләрни бастуруш, хитайниң ички өлкилиридин бу районларға милйонлиған хитай көчмәнлирини йөткәш, йәр асти вә йәр үсти байлиқлирини хитай иқтсадий тәрәққияти үчүн ишлитиш, райондики хәлқләрниң миллий мәдәнийитини йоқитиш вә уларни хитай җәмийитигә қошуветиштин ибарәт икән. (Давами бар, өмәр қанат)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.