Америка әлчиханисидин панаһлиқ тилигән ваң лиҗүн мәтбуатларниң қизиқ нуқтисиға айланди
2012.09.20
Хитайниң шинхуа агентлиқи 19-сентәбир кәч “ваң лиҗүн делосиниң баш-ахири” намлиқ 6000 хәтлик мақалә елан қилди. Ундин башқа бирнәччә күндин буян хитайниң хәлқ гезити, йәр шари вақти гезити һәм хитайдики шинлаң, сухо қатарлиқ аммиви тор бекәтлиридиму чуңчиң сақчи идарисиниң сабиқ башлиқи ваң лиҗүнниң сот әһвали вә ваң лиҗүнниң паш қилиши билән вәзиписидин қалдурулған чуңчиң шәһәр башлиқи бо шиләй вә униң аяли гу кәйләйниң әнглийилик содигәр хәйриводни қәстләп өлтүрүш җинайити билән әйиблинип сотлинишиға мунасивәтлик бир қатар хәвәрләр көпәйди.
Шинхуа агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, сичүән өлкисиниң чеңду шәһәрлик тәптиш мәһкимисидә 17-,18- сентәбир икки күн давамлашқан ваң лиҗүнни әйибләш сотида, чуңчиң шәһириниң сабиқ муавин башлиқи, шәһәрлик җ х идарисиниң мәсули ваң лиҗүн асийлиқ қилиш, һоқуқини суйиистемал қилиш, пара елиш қатарлиқ 4 хил җинайәт билән әйибләнгән. Тәптиш мәһкимиси әйибнамидә ваң лиҗүнни “хизмәт вақтида вәзиписини ташлап, чеңдудики америка консулханисиға қечип киривелиши асийлиқ қилиш җинайити”, “тәстиқсиз яки ялған тәстиқнамә ясап, техникилиқ разведка васитилирини қанунсиз қоллиниши һоқуқни суйиистемал қилиш җинайити шәкилләндүргән” дегән җүмлиләрни ишләткән.
Шинхуа агентлиқи 19-сентәбир күни елан қилған башқа хәвәрлиридә йәнә, ваң лиҗүнниң панаһлиқ тилигән язмичә материялини америкиниң чеңдудики консулханисиға тапшурған болсиму, әмма америка әлчиханисиниң ваң лиҗүнниң панаһлиқ тиләш илтимасини рәт қилғанлиқи вә униңдин кейин йүз бәргән бо шиләйниң вәзиписидин қалдурулуши, гу кәйләйниң җазаға тартилиши, ваң лиҗүн үстидин ечилған сотта ваң лиҗүнниң өзини ақлап қилған сөзлири қатарлиқлар бирқәдәр тәпсилий берилгән.
Бир нәччә күндин буян бирләшмә агентлиқи, әнглийә б б с агентлиқи, америка авази, франсийә агентлиқи қатарлиқ хәлқара мәтбуатлардиму ваң лиҗүн вәқәси вә хитайниң юқири дәриҗилик рәһбәрлик қатлими ичидики зиддийәт вә өзгиришләр һәққидики хәвәрләр көпәйди. Чәтәл мәтбуатлиридики хәвәрләрдә, хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қарашлири баян қилинип, хитай мәтбуатлирида ваң лиҗүн вәқәси һәққидики хәвәрләрниң йеқиндин буян көпийишиниң, хитайниң йеңи бир әвлад рәһбәрлик қатлими һоқуқни өткүзүвелиш һарписида, хитайниң юқири қатлам әмәлдарлар гуруһи ичидики һоқуқ талишиш күриши әмәлийитиниң ашкарилиниши икәнлики илгири сүрүлди.
Б б с агентлиқиниң ваң лиҗүн вәқәси һәққидики хәвиридә, шинхуа агентлиқиниң 19-сентәбир елан қилған “ваң лиҗүн делосиниң баш- ахири” намлиқ мақалисидики“бултур 11-айда әнглийилик содигәр нейил хәйвудниң өлүм делосини тәкшүрүшкә мәсул болған ваң лиҗүнниң, хәйрводниң чуңчиң шәһәр башлиқи бо шиләйниң аяли гу кәйләй тәрипидин зәһәрләп өлтүрүлгәнликини өзиниң узун йиллиқ башлиқи бо шиләйгә доклат қилғинида, бо шиләй тәрипидин бир тәстәк йейиши, уни өзини қоғдаш үчүн америка әлчиханисиға киришкә мәҗбур қилған” дегән баянлар нәқил елинип,“ваң лиҗүн вәқәси хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлар қатлимидики сәтчиликләрни ашкарилиди” дегән баянлар берилди.
Франсийә агентлиқиниң хәвиридә “хитайниң һөкүмәт мәтбуати шинхуа агентлиқи 19-сентәбир күнидики хәвиридә, сақчи башлиқи ваң лиҗүнниң әйни чағда чуңчиң шәһәр башлиқи бо шиләйниң аяли гу кәйләйниң әнглийә пуқраси нейл хәйвудни қәстләп олтуруш җинайитини йошурушқа мәҗбур қилинғандин кейин, өзиниң һаяти бихәтәрликидин әнсирәп қалғанлиқи үчүн, америка әлчиханисиға баш урғанлиқини ашкарилиди.” дегән баянлар берилди.
Хитайниң чуңчиң шәһириниң муавин шәһәр башлиқи, шәһәрлик сақчи идарисиниң башлиқи ваң лиҗүн бу йил 6-феврал күни америкиниң чеңдудики консулханисиға киргән. Ваң лиҗүн америкиниң мунасивәтлик хадимлири билән көрүшүп, өзиниң хәтәр ичидә икәнликини билдүрүп, америка әлчиханисидин панаһлиқ тилигән. Әмма әйни чағда америка даирилири ваң лиҗүнниң америка консулханисидин өз ихтиярлиқи билән айрилғанлиқини илгири сүргән. Шундин буян бу вәқә һәққидә чәтәл мәтбуатлирида вә хитайдики аммиви тор бекәтлиридә ваң лиҗүнниң бо шиләй тәрипидин тәһдиткә учриғанлиқи үчүн, америка консулханисиға кирип ярдәм тәләп қилғанлиқи һәққидә хәвәрләр берилгән болсиму, әмма хитай һөкүмити ваң лиҗүн вәқәси һәққидики хәвәрләрни чәкләп, чәтәл мәтбуатлири қутратқулуқ характеридики хәвәрләрни бәрди дәп әйибләнгән иди. Шуниңдин кейинла бо шиләй вәзиписидин қалдурулуп, нәзәрбәнд қилинған, бо шиләйниң аяли гу кәйләй әнглийилик содигәр хәйриводни өлтүрүш җинайити билән әйибләнгән иди.
Ваң лиҗүнниң паш қилиши нәтиҗисидә бо шиләйниң аяли гу кәйләй қолға елинип, бу йил 8-айда әнхуйниң хефей шәһиридә сотланған вә икки йил кечиктүрүп өлүм җазасиға һөкүм қилинған иди. Нөвәттә бо шиләй партийә ичидики барлиқ вәзиписидин қалдурулған болсиму, бирақ у һазирға қәдәр бир тәрәп қилинмиған. Униң қандақ бир тәрәп қилинидиғанлиқи кишиләр йеқиндин диққәт қиливатқан йәнә бир қизиқ тема болмақта.